I SAMUEL
Chapter 4
I Sa | UyCyr | 4:1 | У чағларда филистийәликләр исраилларға һуҗум қилған еди, исраиллар уларға қарши җәңгә атланди. Исраиллар Әбәнәзәр дегән йәрдә, филистийәликләр Афеқ дегән йәрдә баргаһ тикишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:2 | Филистийәликләр исраилларға қарши сәп түзүп җәңгә атлинип, бир мәйдан шиддәтлик елишиштин кейин исраилларни мәғлуп қилди, нәқ мәйданда уларниң қошунидин төрт миңға йеқин адәмни өлтүрди. | |
I Sa | UyCyr | 4:3 | Мәғлуп болған ләшкәрләр баргаһқа қайтип кәлгән чағда, Исраил ақсақаллири: — Немә үчүн Пәрвәрдигар бүгүн бизниң филистийәликләргә мәғлуп болушимизға йол қойди? Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Шилодин бу йәргә елип келәйли, у бизниң аримизда болса, бизни дүшмәнлиримиздин қутқузиду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 4:4 | Шуниң билән бир нәччә адәм Шилоға әвәтилди, улар икки «керубниң» арисидики «меһир-шәпқәт тәхтидә» олтарған қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини елип кәлди. Әлиниң икки оғли Хофни билән Пинихасму шу йәргә келишим сандуғи билән биллә кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:5 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи баргаһқа йетип кәлгәндә, пүтүн исраиллар йәрни тәврәткүдәк күчлүк чуқан көтиришти. | |
I Sa | UyCyr | 4:6 | Филистийәликләр чуқанни аңлап: — Ибранийларниң баргаһида немә үчүн бунчилик қаттиқ чуқан көтирилип кәтти? — дәп һәйран қелишти. Кейин Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң баргаһқа елип келингәнлигини билип, | |
I Sa | UyCyr | 4:7 | қорқуп кетишти. Улар: — Илаһлири уларниң баргаһиға кәпту, һалимизға вай! Биз бурун һечқачан бундақ ишқа йолуқуп бақмиған едуқ! | |
I Sa | UyCyr | 4:8 | Әнди бизни кимму бу қудрәтлик илаһларниң қолидин қутқузалайду? Чөл-баяванда мисирлиқларни түрлүк балаю-апәтләр билән урғанлар әшу илаһлар әмәсмиди? | |
I Sa | UyCyr | 4:9 | Қени, филистийәликләр, әркәктәк батур болайли! Ундақ болмиса, ибранийларниң бизгә қул болғиниға охшаш, әнди биз уларниң қули болимиз. Шундақ екән, әркәктәк җәң қилайли! — дейишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:10 | Шуниңдин кейин филистийәликләр қаттиқ һуҗум қилип, исраилларни мәғлуп қилди, қирғин қилиш шундақ қаттиқ болдики, 30 миң Исраил ләшкириниң өлүги җәңгаһта қалди. Һаят қалғанлириниң һәммиси өйлиригә қечип кетишти. | |
I Sa | UyCyr | 4:11 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи дүшмәнниң қолиға чүшүп кәтти, Әлиниң икки оғли Хофни билән Пинихасму өлтүрүлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:12 | Бинямин қәбилисидин болған бир адәм җәңгаһтин қечип, шу күнила Шилоға йетип кәлди. У қайғудин кийимини житип, бешиға топа чачқан еди. | |
I Sa | UyCyr | 4:13 | Шу чағда Әли Пәрвәрдигарниң келишим сандуғидин ғәм қилип, жүриги еғип, йол бойидики орундуғида олтирип хәвәр күтүватқан еди. Һелиқи адәм шәһәргә кирип йүз бәргән вақиәләрни ейтип бәргәндә, пүткүл хәлиқ дат-пәрият көтәрди. | |
I Sa | UyCyr | 4:14 | Әли чуқан-сүрәнни аңлап: — Немишкә бунчилик чуқан салисиләр? — дәп сориди. Һелиқи адәм «болған вақиәдин Әлини хәвәрдар қилип қояй» дәп, дәрһал униң йениға кәлди. | |
I Sa | UyCyr | 4:16 | Һелиқи адәм Әлигә: — Мән җәң мәйданидин кәлгәнмән, у йәрдин бүгүн қечип кәлдим, — деди. — Немә болди, оғлум? — дәп сориди Әли. | |
I Sa | UyCyr | 4:17 | Хәвәр әкәлгән адәм мундақ деди: — Исраиллар филистийәликләргә мәғлуп болди, ләшкәрләрдин нурғунлири өлтүрүлди, сизниң оғуллириңиз Хофни билән Пинихасму өлди. Худаниң келишим сандуғиму қолдин кәтти. | |
I Sa | UyCyr | 4:18 | Гәп Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи үстидә болғанда, Әли орундуғидин арқисичә учуп кәтти-дә, қерилиғи вә семизлиғидин бойни үзүлүп, шу заман җан бәрди. У исраилларға қириқ жил йетәкчилик қилған еди. | |
I Sa | UyCyr | 4:19 | Әлиниң келини, йәни Пинихасниң хотуни һамилдар болуп, көз йорушиға аз қалған еди. «Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи қолдин кәтти, ериң билән қейинатаң өлди» дегән хәвәрни аңлаш биләнла, униң толғиғи қаттиқ тутуп, зоңзийип олтирип бошанди. | |
I Sa | UyCyr | 4:20 | У җан үзәй дәп қалғанда, һалидин хәвәр елип турған аяллар униңға: — Қорқма, оғул туғдуң, — дейишти, лекин у буниңға етивар бәрмиди, җавапму қайтурмиди. | |
I Sa | UyCyr | 4:21 | Худаниң келишим сандуғиниң қолдин кәткәнлиги, қейинатиси вә ериниң өлгәнлигидин у: «Шан-шәрәп Исраилдин кәтти», дәп балисиға Икабод дегән исимни қойди. | |