Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 12
I Sa UyCyr 12:1  — Қараңлар! Мәндин сориғиниңларниң һәммисини бәҗа кәлтүрдүм, силәргә бир падиша тайинлап бәрдим, — деди Самуил пүтүн исраилларға,
I Sa UyCyr 12:2  — мана әнди бу падиша силәргә рәһбәрлик қилиду. Мән қеридим, чачлирим ақарди, оғуллиримму силәрниң араңларда турупту. Мән яш вақтимдин тартип һазирғичә силәргә рәһбәрлик қилип кәлдим.
I Sa UyCyr 12:3  Қараңлар, мана мән бу йәрдә туруптимән. Силәр бу йәрдә Пәрвәрдигарниң вә У таллиған падишаниң алдида маңа әризәңлар болса ейтиңлар. Мән кимниң калисини тартивалдим, кимниң ешигини булавалдим, кимниң һәққини йедим, кимгә зулум салдим, кимниң қолидин пара алғанлиғим сәвәплик көзүмни жумувалдим? Әгәр шундақ ишлар болған болса, мән чоқум төләймән!
I Sa UyCyr 12:4  — Сили бизниң һәққимизни йемигән, һечкимгә зулум салмиған вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсә алмиған, — дейишти халайиқ.
I Sa UyCyr 12:5  Самуил уларға: — Силәрниң мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар вә У таллиған падиша бүгүн гува болсун, — дегән еди, улар униңға: «Гува болсун!» дейишти.
I Sa UyCyr 12:6  Самуил халайиққа: — Муса билән Һарунни таллиғучи һәм ата-боваңларни Мисирдин елип чиққучи дәл Пәрвәрдигар Өзидур.
I Sa UyCyr 12:7  Әнди силәр өз җайиңларда қарап туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Униң силәргә, шундақла ата-боваңларға қилған адил әмәллирини алдиңларға қойимән.
I Sa UyCyr 12:8  Яқуп Мисирға кәлгәндин кейин, ата-боваңлар Пәрвәрдигарға йелинғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни ата-боваңларни Мисирдин елип чиқишқа әвәткән. Улар ата-боваңларни Мисирдин елип чиқип, мошу йәргә олтирақлаштурди.
I Sa UyCyr 12:9  Амма ата-боваңлар өзлирини таллиған Пәрвәрдигар Худани унтуғачқа, Худа уларниң Хазор шәһиридики қошунниң беши Сисираниң қолиға, филистийәликләрниң қолиға вә Моаб падишасиниң қолиға чүшүшигә йол қойған.
I Sa UyCyr 12:10  Ата-боваңлар уларниң қолиға чүшкәндә, Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилип: «Әй Пәрвәрдигар, биз Сени ташлап, Баал вә Ашторәтләргә ибадәт қилип, гуна қилдуқ, әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғайсән. Биз Саңа ибадәт қилайли», дегән.
I Sa UyCyr 12:11  Шуңа Пәрвәрдигар Гидъон, Бидан, Йефтах вә мән Самуилни силәрни әтрапиңлардики дүшмәнләрдин қутқузушқа әвәткән еди, шу сәвәптин силәр теч-аман қалдиңлар.
I Sa UyCyr 12:12  Гәрчә Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәрниң өз Падишайиңлар болсиму, аммонларниң падишаси Нахашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда, силәр йәнила қорқуп маңа: «Бизгә бизни башқуридиған бир падиша тайинлап бәр», дедиңлар.
I Sa UyCyr 12:13  Мана, бу силәр хаһишиңлар бойичә тәләп қилған падишадур! Қараңлар, Пәрвәрдигар үстүңлардин һөкүмранлиқ қилишқа бир падиша қойди.
I Sa UyCyr 12:14  Силәр Пәрвәрдигардин әйминип, Униңға ибадәт қилип, Униң сөзигә қулақ салсаңлар, Униң әмирлиригә қарши чиқмай, үстүңлардин һөкүмранлиқ қилғучи падиша билән бирликтә Пәрвәрдигар Худайиңларға әгәшсәңлар, һәммә ишиңлар яхши болиду.
I Sa UyCyr 12:15  Лекин Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салмай, Униң әмирлиригә қарши чиқсаңлар, Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қоли ата-боваңларни җазалиғандәк силәрниму җазалайду.
I Sa UyCyr 12:16  Әнди өз җайиңларда давамлиқ туруп, Пәрвәрдигарниң көз алдиңларда қилидиған бу әҗайип ишиға қараңлар.
I Sa UyCyr 12:17  Һазир буғдай оруйдиған қурғақ вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигардин тиләй, У гүлдүрмомилиқ ямғур яғдуриду, шу чағда силәр падиша тәләп қилғанлиғиңлар билән Пәрвәрдигарниң алдида қанчилик чоң яманлиқ қилғиниңларни көрисиләр вә билисиләр, — деди.
I Sa UyCyr 12:18  Андин Самуил Пәрвәрдигарға дуа қилип тиливеди, Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмомилиқ ямғур яғдурди, халайиқ буниң билән Пәрвәрдигардин һәм Самуилдин қаттиқ қорқуп кетишти.
I Sa UyCyr 12:19  Халайиқ Самуилға: — Пәрвәрдигар Худайиңизға бизни өлүп кәтмисун, дәп дуа қилсиңиз, чүнки биз падиша тайинлап беришни тәләп қилиш билән барлиқ гуналиримиз үстигә гуна өткүзүптимиз, — деди.
I Sa UyCyr 12:20  Самуил хәлиққә: — Қорқмаңлар! Гәрчә бу яманлиқни қилған болсаңларму, әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин ваз кәчмәй, пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар.
I Sa UyCyr 12:21  Езип кетип, бутларға чоқунуп қалмаңлар. Чүнки улар пайдисиз, силәрниму қутқузалмайду, улар керәксиз, қуруқ нәрсиләрдур.
I Sa UyCyr 12:22  Пәрвәрдигар Өзиниң улуқ наминиң һөрмити үчүн Өз хәлқини ташлимайду. Һәқиқәтәнму Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишқа ирадә қилғандур.
I Sa UyCyr 12:23  Маңа кәлсәк, мән һәргиз силәргә болған дуайимни тохтитип, Пәрвәрдигарға қарши гуна қилмаймән. Мән силәргә яхши вә тоғра йолни көрситәй,
I Sa UyCyr 12:24  силәр пәқәтла Пәрвәрдигардин қорқуп, Униңға садақәтлик билән ибадәт қилиңлар. Униң силәргә қилған ишлириниң нәқәдәр улуқ екәнлигини ойлаңлар.
I Sa UyCyr 12:25  Әгәр силәр йәнила гуна қилсаңлар, падишайиңларму, өзәңларму бирдәк һалак болисиләр, — деди.