Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
I Sa UyCyr 1:1  Әфрайим тағлиқ райониға җайлашқан Раматайим-Зофим
I Sa UyCyr 1:2  Әлқананиң Һанна вә Пининна исимлиқ икки аяли болуп, иккинчи аяли Пининнадин пәрзәнтлири бар еди, амма Һаннадин пәрзәнт көрмигән еди.
I Sa UyCyr 1:3  Әлқана һәр жили қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарға ибадәт қилип, Униңға қурванлиқ қилиш үчүн өз шәһиридин Шило шәһиригә аилиси билән биллә баратти. У йәрдә Әлиниң икки оғли, Хофни билән Пинихас Пәрвәрдигарға роһанийлиқ қилатти.
I Sa UyCyr 1:4  Әлқана қурванлиқ қилған күни қурванлиқниң гөшини Пининнаға вә униң қиз-оғуллириға бир үлүштин бөлүп берәтти.
I Sa UyCyr 1:5  Һаннаға болса қош үлүш берәтти. Чүнки Әлқана уни яхши көрәтти. Һалбуки, Пәрвәрдигар уни туғмас қилип қойған еди.
I Sa UyCyr 1:6  Һаннани Пәрвәрдигар туғмас қилип қойғанлиғи үчүн күндиши Пининна уни қаттиқ азаплап, хапа қилатти.
I Sa UyCyr 1:7  Бундақ қилиш узун жил давамлашти. Һанна Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға һәр қетим барғинида, Пининна уни азаплатти. Шу сәвәплик у көз йеши қилатти, гелидин ғизаму өтмәтти.
I Sa UyCyr 1:8  Ери Әлқана униңға: — Һанна, немишкә көз йеши қилисән? Немишкә ғиза йемәйсән? Немишкә шунчивала ғәмкинсән? Мән сән үчүн он оғулдинму артуқ әмәсму? — дәтти.
I Sa UyCyr 1:9  Бир күни улар Шилода ғизалинип болғандин кейин, Һанна орнидин туруп, дуа қилишқа чиқти. У чағда роһаний Әли ибадәтгаһ дәрвазисиниң йенидики супида олтиратти. Һаннаниң көңли қаттиқ азапланғанлиқтин зар-зар жиғлиған һалда Пәрвәрдигарға дуа қилди.
I Sa UyCyr 1:10  Бир күни улар Шилода ғизалинип болғандин кейин, Һанна орнидин туруп, дуа қилишқа чиқти. У чағда роһаний Әли ибадәтгаһ дәрвазисиниң йенидики супида олтиратти. Һаннаниң көңли қаттиқ азапланғанлиқтин зар-зар жиғлиған һалда Пәрвәрдигарға дуа қилди.
I Sa UyCyr 1:11  У Пәрвәрдигарға қәсәм қилип: — Әй қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар, бәндәңниң қайғусиға нәзәр салғайсән. Мени есиңгә алғайсән, унтумиғайсән! Әгәр маңа бир оғул бәрсәң, мән уни өмүрлүк Саңа беғишлиған, бешиға өмүрвайәт устира тәккүзмигән болаттим, — деди.
I Sa UyCyr 1:12  Һанна Пәрвәрдигарға узақ дуа қилди. Әли болса униң ағзиға сәп селип туратти.
I Sa UyCyr 1:13  Һанна ичидә дуа қилип, авазини чиқармиди. Пәқәт униң ләвлирила мидирлатти. Шуниң үчүн Әли уни мәс екән, дәп ойлиди-дә,
I Sa UyCyr 1:14  униңға: — Қачанғичә мәс жүрисән? Шараптин өзәңни тарт! — деди.
I Sa UyCyr 1:15  Һанна униңға: — Яқ, ундақ әмәс, тәхсир. Мән ғәмкин бир аялмән. Һарақ-шарап ичмидим, пәқәт Пәрвәрдигарға көңлүмни төктүм.
I Sa UyCyr 1:16  Мени яман аял дәп қалмисила, ғәм-қайғулиримниң көплигидин шундақ дуа қилдим, — деди.
I Sa UyCyr 1:17  — Аман-есән қайтқин. Исраилларни таллиған Худа тилигиниңни бәргәй, — деди Әли.
I Sa UyCyr 1:18  Һанна җававән: — Көз алдилирида илтипат тапқаймән, — деди. Андин у қайтип берип, ғиза йеди, илгирикидәк ғәмкин болмиди.
I Sa UyCyr 1:19  Әтиси Әлқананиң аилисидикиләр таң сәһәрдә туруп, Пәрвәрдигарға ибадәт қилғандин кейин, Рамаһтики өйигә қайтип келишти. Әлқана аяли Һанна билән бир орунда ятқан еди, Пәрвәрдигар Һаннаниң тилигини иҗавәт қилди.
I Sa UyCyr 1:20  Һанна һамилдар болуп, вақит-саати тошқанда бир оғул туғди. «Уни Пәрвәрдигардин тиләвалдим» дәп, оғлиниң етини Самуил қойди.
I Sa UyCyr 1:21  Шило шәһиригә баридиған вақит йәнә кәлди. Әлқана аилисидикиләрни елип, Пәрвәрдигарға жиллиқ қурванлиғини вә вәдә қилған қурванлиғини сунғили у йәргә барди.
I Sa UyCyr 1:22  Бу қетим Һанна бармиди. У еригә: — Бала әмчәктин чиққандин кейин, уни елип баримән. Буниң билән у Пәрвәрдигарниң һозурида болиду, өмүрвайәт шу йәрдә қалиду, — деди.
I Sa UyCyr 1:23  Әлқана униңға: — Мәйли, қандақ қилишни яхши дәп билсәң шундақ қил. Бала әмчәктин чиққичә өйдә туруп турғин. Пәрвәрдигар қәсимиңни ада қилишиңға мәдәт бәргәй, — деди. Шуниң билән Һанна өйдә қелип, балисини емитти.
I Sa UyCyr 1:24  Бала әмчәктин чиққандин кейин, Һанна уни Шилоға елип барди вә үч яшлиқ бир буқа, йерим халта ун, бир тулум шарап алғач барди. Һанна Самуилни Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға елип кирди. Бала техи кичик еди.
I Sa UyCyr 1:25  Буқа союлғандин кейин, Һанна билән Әлқана балини Әлиниң қешиға елип кәлди.
I Sa UyCyr 1:26  Һанна Әлигә: — Тәхсир, һаят турғанлири гува болсунки,
I Sa UyCyr 1:27  бурун бу йәрдә янлирида туруп, Пәрвәрдигарға дуа қилған һелиқи аял мән болимән. Мән Пәрвәрдигардин бала тилигән едим, Пәрвәрдигар тилигимни иҗавәт қилип, бу балини маңа бәрди.
I Sa UyCyr 1:28  Шуниң үчүн мән уни Пәрвәрдигарға беғишлидим. У өмүрвайәт Пәрвәрдигарға аталған болсун, — деди. Шундақ қилип, улар у йәрдә Пәрвәрдигарға ибадәт қилди.