Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
I Sa UyCyr 13:1  Саул тәхткә чиққан вақтида оттуз яш еди, Исраилға қириқ икки жил падиша болди.
I Sa UyCyr 13:2  Саул өзигә Исраилниң ләшкәрлиридин үч миңни таллавалди, улардин икки миңи өзи билән биргә Микмас вә Бәйтәл идирлиқлирида турди; бир миңи оғли Йонатан билән биргә Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһ дегән йәрдә турди. Қалғанлирини у өз өйлиригә қайтурди.
I Sa UyCyr 13:3  Йонатан Гәбадики филистийәликләрниң қаравул отрядиға һуҗум қилип, уларни йәңди. Бу хәвәр филистийәликләр арисида тез тарқалди. У чағда Саул пүтүн жутта бурға чалдуруп, ибранийларни урушқа чақирди.
I Sa UyCyr 13:4  Барлиқ исраиллар: «Саул филистийәликләрниң қаравул отрядиға һуҗум қилип йеңипту» дегән хәвәрни аңлап һәм филистийәликләрниң исраилларға өчлүгини билип, чақириқ бойичә Гилгалға келип, Саулға әгәшти.
I Sa UyCyr 13:5  Филистийәликләр исраиллар билән җәң қилишқа жиғилди, улар үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз бойидики қумдәк көп пиядә ләшкәрләрни жиғип келип, Бәйтъавәнниң күн чиқиш тәрипидики Микмаста чедир тикти.
I Sa UyCyr 13:6  Амма исраиллар болса өзлириниң ховуп астида қалғанлиғини, әһвалиниң начарлиғини көрүп, ғарларға, өңкүрләргә, қия ташлар арисиға, қәбирләргә вә азгалларға йошурунувалди.
I Sa UyCyr 13:7  Бир қисимлири болса Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилъад зиминиға өтүп кәтти. Саул техичә Гилгалда еди. Униңға әгәшкәнләрниң һәммисини вәһимә басти.
I Sa UyCyr 13:8  Саул Самуил өзигә ейтқандәк йәттә күн күтти, амма Самуил техичә Гилгалға йетип кәлмигән еди. Шуңа кишиләр Саулдин айрилип тарқилип кетишкә башлиди.
I Sa UyCyr 13:9  Саул: — Көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғини бу йәргә елип келиңлар, — деди. Андин өзи көйдүрмә қурванлиқ қилди.
I Sa UyCyr 13:10  Лекин көйдүрмә қурванлиқни әндила қилип болғанда, Самуил йетип кәлди. Саул униң алдиға қарши елишқа чиққан еди,
I Sa UyCyr 13:11  Самуил: — Сән немә иш қилдиң? — деди. — Қарисам хәлиқ мәндин айрилип тарқилип кетиватиду, сизму дегән вақитта йетип кәлмидиңиз, йәнә келип филистийәликләр Микмасқа топлиништи.
I Sa UyCyr 13:12  Шуңа мән ичимдә: «Әнди филистийәликләр Гилгалға келип, маңа һуҗум қилидиған болди, мән техи Пәрвәрдигардин ярдәм тилимигән турсам» дәп ойлап, көйдүрмә қурванлиқни қилишқа мәҗбур болдум, — деди Саул.
I Sa UyCyr 13:13  — Сән ахмақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң саңа буйруған әмригә риайә қилмидиң! Болмиса, Пәрвәрдигар Исраил үстидики падишалиқ орнуңни әбәдил-әбәт мустәһкәм турғузатти.
I Sa UyCyr 13:14  Әнди сениң падишалиқ орнуң узаққа бармайду. Пәрвәрдигар Өз көңлигә мувапиқ бир адәмни тапти. Уни Өз хәлқиниң беши қилди. Чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруған әмиргә риайә қилмидиң, — деди Самуил Саулға.
I Sa UyCyr 13:15  Андин Самуил Гилгалдин айрилип, өз йолиға кәтти. Қалғанлири Саулға әгишип, униң ләшкәрлири билән җәм болди. Улар Гилгалдин Бинямин қәбилисигә тәвә Гибъаһқа кәлди. Саул өз адәмлирини саниведи, алтә йүзчә чиқти.
I Sa UyCyr 13:16  Саул, оғли Йонатан вә уларға әгәшкүчиләр Бинямин зиминидики Гибъаһта тохтап қалди. Филистийәликләр болса Микмаста баргаһ қурған еди.
I Sa UyCyr 13:17  Бу чағда филистийәликләрниң үч сәпкә бөлүнгән зәрбидар қисимлири баргаһидин чиқти. Бир қисми шималға қарап, Шуал зиминидики Офраһқа йол алди,
I Sa UyCyr 13:18  бир қисми ғәрипкә қарап, Бәйт-Хоронға баридиған йолға чүшти, йәнә бир қисми чөлниң четидики Зибоим җилғисиға қарайдиған таққа қарап маңди.
I Sa UyCyr 13:19  У чағларда пүтүн Исраилда бирму төмүрчи йоқ еди. Чүнки филистийәликләр ибранийлар өзлиригә қилич, нәйзә соқтурувалмисун дәп, уларниң төмүрчилик қилишиға йол қоймиған еди,
I Sa UyCyr 13:20  шу сәвәптин исраилларниң һәммиси кәтмән, палта, оғақ вә сапан чишлирини биләш үчүн филистийәликләрниң қешиға баратти.
I Sa UyCyr 13:21  Сапан чишлири яки кәтмән биләшниң һәққи сәккиз грамм күмүч, үч чишлиқ ара, палта яки кала ноқуйдиған зихни биләшниң һәққи төрт грамм күмүч еди.
I Sa UyCyr 13:22  Шуңа уруш болидиған вақитларға кәлгәндә, ялғуз Саул билән униң оғли Йонатандила нәйзә-қилич болғандин башқа, униңға әгәшкәнләрниң һеч қайсисида йә қилич, йә нәйзә йоқ еди.
I Sa UyCyr 13:23  Әйни вақитта филистийәликләрниң бир қаравул отряди Микмастики даванға муһапизәтчиликкә чиққан еди.