II CORINTHIANS
Chapter 1
II C | UyCyr | 1:1 | Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақирилған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам! | |
II C | UyCyr | 1:3 | Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси, йәни барлиқ тәсәллиниң мәнбәси болған рәһимдил Атимиз Худаға мәдһийиләр ейтилғай! | |
II C | UyCyr | 1:4 | Һәр қандақ мүшкүллүккә учриғинимизда, Худа бизгә тәсәлла берип кәлди. Шуңа бизму Худадин алған тәсәлла билән мүшкүл әһвалда қалғанларға тәсәлла берәләймиз. | |
II C | UyCyr | 1:5 | Биз Әйса Мәсиһ үчүн көп азап-оқубәт чәккән болсақ, У арқилиқ йәнә көп тәсәллиму тапимиз. | |
II C | UyCyr | 1:6 | Бизниң азап-оқубәт чекишимиз силәрниң тәсәлла тепишиңлар вә қутқузулушуңлар үчүндур. Бизниң тәсәлла тепишимиз силәрниңму тәсәлла тепишиңлар үчүндур. Бу тәсәлла арқилиқ силәр биз бешимиздин өткүзгәндәк азап-оқубәткә дуч кәлгәндә, сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ берәләйсиләр. | |
II C | UyCyr | 1:7 | Шуңа силәрниң бәрдашлиқ берәләйдиғанлиғиңларға ишәнчимиз камил. Чүнки биз билимизки, силәр биз чәккән азап-оқубәтни чәккәнгә охшаш, биз еришкән тәсәллигиму еришисиләр. | |
II C | UyCyr | 1:8 | Қериндашлар, бизниң Асия өлкисидә чәккән азап-оқубәтлиримиздин хәвәрдар болушуңларни тоғра таптуқ. У вақитларда чидиғусиз еғир бесим астида һәтта һаятимиздинму үмүт үзгән едуқ. | |
II C | UyCyr | 1:9 | Көңлимиздә һәқиқәтәнму өлүмгә мәһкүм болдуқ, дәп ойлиған едуқ. Буниңдин биз өзимизгә әмәс, өлүкләрни тирилдүридиған Худағила тайинишимиз лазимлиғини тонуп йәттуқ. | |
II C | UyCyr | 1:10 | Худа бизни чоң бир өлүм ховупидин қутулдурған вә қутулдуриду. Үмүтүмиз бизни кәлгүсидә йәнә қутулдуридиған Худаға бағланған. | |
II C | UyCyr | 1:11 | Силәрму бизгә дуа қиливатқанлиғиңлар сәвәвидин, биз үчүн қилинған техиму көп дуалар Худаға йетип, Худа бизни өлүм ховупидин қутулдуриду. Буниң билән көплигән кишиләр Худаға шүкүрләр ейтиду. | |
II C | UyCyr | 1:12 | Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз. | |
II C | UyCyr | 1:13 | Бизниң силәргә язғанлиримизда һеч қандақ йошурун мәна яки силәр чүшинәлмигидәк йәр йоқтур. | |
II C | UyCyr | 1:14 | Мән шуни арзу қилимәнки, гәрчә силәр бизни һазирғичә толуқ чүшәнмисәңларму, кәлгүсидә толуқ чүшәнгәйсиләр. Шундақ болғанда, худди биз силәр билән пәхирләнгинимиздәк, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни силәрму биз билән пәхирлинисиләр. | |
II C | UyCyr | 1:15 | Мән буларға ишәнч билән қариғачқа, силәргә қош бәхит елип келишни ойлап, Македонийә өлкисигә беришта алди билән силәргә йолуқуп өтүшни, қайтишимда йәнә бир йолуқуп, силәрниң мени Йәһудийә өлкисигә йолға селип қоюшуңларни нийәт қилған едим. | |
II C | UyCyr | 1:16 | Мән буларға ишәнч билән қариғачқа, силәргә қош бәхит елип келишни ойлап, Македонийә өлкисигә беришта алди билән силәргә йолуқуп өтүшни, қайтишимда йәнә бир йолуқуп, силәрниң мени Йәһудийә өлкисигә йолға селип қоюшуңларни нийәт қилған едим. | |
II C | UyCyr | 1:17 | Бирақ қайтишимда, силәргә йолуқалмидим. Бу нийитимниң беқарар екәнлигини көрситәрму?! Яки мән план қилғанда, шәхсий мәхситигә йетиш үчүн бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиғанлардин әмәс. | |
II C | UyCyr | 1:18 | Силәргә ейтқан сөзлирим худди Худа ишәнчлик болғандәк ишәнчликтур. Сөзлирим һәргизму бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәп өзгирип турмайду. | |
II C | UyCyr | 1:19 | Мән Силас вә Тимотийлар билән силәргә Хуш Хәвирини йәткүзгән Худа Оғли Әйса Мәсиһ бир дәм «һә-ә», бир дәм «яқ» дәйдиғанлардин әмәстур. У Худаниң пүтүн вәдилиридики «һә-әдур». | |
II C | UyCyr | 1:20 | Худаниң пүтүн вәдилири Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Шуниң үчүн биз Әйса Мәсиһ арқилиқ «амин» дәп, Худани улуқлаймиз. | |
II C | UyCyr | 1:21 | Силәр билән бизни Мәсиһкә бағлап, ишәнчтә мустәһкәм қилғучи Худадур. У бизни Өзи үчүн таллиди. | |
II C | UyCyr | 1:22 | Қәлбимизгә Муқәддәс Роһни селиш билән бизгә егидарчилиқ тамғисини бесип, уни Өз вәдисиниң толуқ әмәлгә ашидиғанлиғиниң капалити қилди. | |
II C | UyCyr | 1:23 | Худа маңа гувачи болсунки, Коринт шәһиригә қайта бармиғанлиғимниң сәвәви силәргә қаттиқ қоллуқ қилип қоюшумдин сақлиниш үчүндур. | |