Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
OBADIAH
1
Chapter 1
Obad UyCyr 1:1  Бу Обадияға кәлгән аяндур. Бу Егимиз Пәрвәрдигарниң Идом хәлқи тоғрисида ейтқанлиридур. Пәрвәрдигар әлләргә әлчи әвәтип, улар арқилиқ: «Идомға қарши уруш қилишқа тәйярлиниңлар!» дегән. Биз бу хәвәрни аңлидуқ.
Obad UyCyr 1:2  Пәрвәрдигар Идом хәлқи тоғрисида мундақ дәйду: «Аңлаңлар! Мән әнди силәрни хәлиқләрниң арисидики аҗиз хәлиқ қилип қойимән. Силәр пүтүнләй нәзәрдин чүшүп кетисиләр.
Obad UyCyr 1:3  Тәкәббурлуғуңлар силәрни алдайду. Силәрниң пайтәхтиңлар қиядики қорғандур, Өйүңлар болса егиз тағдидур. Шуңа силәр көңлүңларда: ‹Ким бизни бу йәрдин тартип чүширәләйду?› дәйсиләр.
Obad UyCyr 1:4  Лекин силәр бүркүттин егиз учуп, юлтузлар арисиға уга салсаңларму, Мән йәнила силәрни тартип чүширәләймән.
Obad UyCyr 1:5  Кечиси өйгә оғри кирсә, өйдики һәммә нәрсини елип кәтмәйдиғу, Кишиләр үзүмләрни жиққанда, азирақ қалдуруп қойидиғу, Лекин силәрниң дүшминиңлар силәрни пүтүнләй йоқитиветиду.
Obad UyCyr 1:6  Әй Әсавниң әвлатлири, силәр пүтүнләй талан-тараҗ қилинисиләр! Йошуруп қойған байлиғиңлар тепивелиниду вә елип кетилиду.
Obad UyCyr 1:7  Силәрниң барлиқ иттипақдишиңлар силәрни өз зиминиңлардин қоғлаветиду, Силәр билән тинич өткән кишиләр силәрни алдап мәғлуп қилиду, Силәр билән биллә ғизаланған кишиләр силәргә қапқан қуриду, Силәр ғәпләт ичидә қелип һечнемини билмәйсиләр».
Obad UyCyr 1:8  Бу вақитта Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Идомниң данишмәнлирини Һәм Әсавниң тағлиридин кәлгән мәслиһәтчиләрни йоқитимән!
Obad UyCyr 1:9  Әй Теман шәһири, сениң ләшкәрлириң һодуқуп кетиду. Әсавниң тағлиридики хәлиқниң һәммиси қирғин қилиниду!
Obad UyCyr 1:10  Әй Идом, Яқупниң әвлатлириға, йәни туққанлириңға зораванлиқ қилғанлиғиң үчүн Иза-аһанәткә қалисән, Һәм мәңгүлүккә вәйран қилинисән.
Obad UyCyr 1:11  Дүшмән бесип киргәндә, сән уларға ярдәм қилмай, жирақ турувалдиң. Ятлар Йерусалимдики байлиқни талишип чәк ташлап, талан-тараҗ қилғанда, Сән худди исраилларниң бир дүшминигә охшап қалдиң.
Obad UyCyr 1:12  Туққанлириң бәхитсизликкә учриған күндә, Уларниң бәхитсизлигидин хошал болмаслиғиң керәк еди. Йәһудийә хәлқи вәйран болған күндә шатланмаслиғиң керәк еди. Улар бәхитсизликкә йолуққан күндә мәсқирә қилмаслиғиң керәк еди.
Obad UyCyr 1:13  Мениң хәлқим бала-қазаға учриған күндә, сән уларниң шәһиригә кирмәслигиң керәк еди. Улар бала-қазаға учриған күндә, сән хошал болмаслиғиң керәк еди. Улар бала-қазаға учриған күндә, сән уларниң байлиқлирини булимаслиғиң керәк еди.
Obad UyCyr 1:14  Сән төрт кочиниң еғизида турувелип, қечиватқанларни қирмаслиғиң керәк еди. Улар вәйран болған күндә, сән уларни дүшмәнләргә тутуп бәрмәслигиң керәк еди».
Obad UyCyr 1:15  «Мән Пәрвәрдигарниң пүткүл әлләрни сораққа тартидиған күни йеқинлашмақта! Әй идом, сән қилмишиңға яриша җазалинисән! Яманлиғиң өз бешиңға чүшиду!
Obad UyCyr 1:16  Мениң хәлқим муқәддәс теғимда җаза шаравини толуқ ичивәтти, Әнди сән вә әтрапиңдики әлләрму бу җаза шаравини толуқ ичиветисиләр. Шундақ силәр җаза шаравини ичиветисиләр. Силәр худди һечқачан моҗут болуп бақмиғандәк йоқап кетисиләр.
Obad UyCyr 1:17  Лекин Сион теғи қачқанларниң паналинидиған җайиға айлиниду, У бир муқәддәс зимин болиду. Яқупниң әвлатлири қайтип келип, өз зиминиға егә болиду.
Obad UyCyr 1:18  Яқупниң әвлатлири отқа охшаш болиду. Йүсүпниң әвлатлири ялқунға охшаш болиду. Лекин Әсавниң әвлатлири саманға охшаш болиду. Улар көйүп кетип пүтүнләй йоқилиду. Әсавниң әвлатлиридин һечким қалмайду». Бу Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлиридур.
Obad UyCyr 1:19  Кейин Нәгеб чөллүгидә яшиған Худаниң хәлқи Идом тағлирини қайтидин егиләйду. Ғәрбий идирлиқларда яшиғанлар филистийәликләрниң зиминини егиләйду. Улар Әфрайим вә Самарийә зиминлирини егиләйду. Биняминлар Гилъад зиминини егиләйду.
Obad UyCyr 1:20  Сүргүн қилинған Исраил хәлқи өз зиминиға қайтип келиду, Улар Феникийә зимининиң Зарифат шәһиригичә болған җайларни егиләйду. Йерусалимда тутқун қилинип, Сифарад шәһиридә сәргәрдан болуп жүргәнләр қайтип келиду, Улар Нәгеб чөллүгидики шәһәрләрни егиләйду.
Obad UyCyr 1:21  Улар ғалибә қилғандин кейин Сион теғиға келип, Идом тағлириға һөкүмранлиқ қилиду. Падишалиқ Пәрвәрдигарға мәнсүп болиду.