Toggle notes
Chapter 1
Obad | UyCyr | 1:1 | Бу Обадияға кәлгән аяндур. Бу Егимиз Пәрвәрдигарниң Идом хәлқи тоғрисида ейтқанлиридур. Пәрвәрдигар әлләргә әлчи әвәтип, улар арқилиқ: «Идомға қарши уруш қилишқа тәйярлиниңлар!» дегән. Биз бу хәвәрни аңлидуқ. | |
Obad | UyCyr | 1:2 | Пәрвәрдигар Идом хәлқи тоғрисида мундақ дәйду: «Аңлаңлар! Мән әнди силәрни хәлиқләрниң арисидики аҗиз хәлиқ қилип қойимән. Силәр пүтүнләй нәзәрдин чүшүп кетисиләр. | |
Obad | UyCyr | 1:3 | Тәкәббурлуғуңлар силәрни алдайду. Силәрниң пайтәхтиңлар қиядики қорғандур, Өйүңлар болса егиз тағдидур. Шуңа силәр көңлүңларда: ‹Ким бизни бу йәрдин тартип чүширәләйду?› дәйсиләр. | |
Obad | UyCyr | 1:4 | Лекин силәр бүркүттин егиз учуп, юлтузлар арисиға уга салсаңларму, Мән йәнила силәрни тартип чүширәләймән. | |
Obad | UyCyr | 1:5 | Кечиси өйгә оғри кирсә, өйдики һәммә нәрсини елип кәтмәйдиғу, Кишиләр үзүмләрни жиққанда, азирақ қалдуруп қойидиғу, Лекин силәрниң дүшминиңлар силәрни пүтүнләй йоқитиветиду. | |
Obad | UyCyr | 1:6 | Әй Әсавниң әвлатлири, силәр пүтүнләй талан-тараҗ қилинисиләр! Йошуруп қойған байлиғиңлар тепивелиниду вә елип кетилиду. | |
Obad | UyCyr | 1:7 | Силәрниң барлиқ иттипақдишиңлар силәрни өз зиминиңлардин қоғлаветиду, Силәр билән тинич өткән кишиләр силәрни алдап мәғлуп қилиду, Силәр билән биллә ғизаланған кишиләр силәргә қапқан қуриду, Силәр ғәпләт ичидә қелип һечнемини билмәйсиләр». | |
Obad | UyCyr | 1:8 | Бу вақитта Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Идомниң данишмәнлирини Һәм Әсавниң тағлиридин кәлгән мәслиһәтчиләрни йоқитимән! | |
Obad | UyCyr | 1:9 | Әй Теман шәһири, сениң ләшкәрлириң һодуқуп кетиду. Әсавниң тағлиридики хәлиқниң һәммиси қирғин қилиниду! | |
Obad | UyCyr | 1:10 | Әй Идом, Яқупниң әвлатлириға, йәни туққанлириңға зораванлиқ қилғанлиғиң үчүн Иза-аһанәткә қалисән, Һәм мәңгүлүккә вәйран қилинисән. | |
Obad | UyCyr | 1:11 | Дүшмән бесип киргәндә, сән уларға ярдәм қилмай, жирақ турувалдиң. Ятлар Йерусалимдики байлиқни талишип чәк ташлап, талан-тараҗ қилғанда, Сән худди исраилларниң бир дүшминигә охшап қалдиң. | |
Obad | UyCyr | 1:12 | Туққанлириң бәхитсизликкә учриған күндә, Уларниң бәхитсизлигидин хошал болмаслиғиң керәк еди. Йәһудийә хәлқи вәйран болған күндә шатланмаслиғиң керәк еди. Улар бәхитсизликкә йолуққан күндә мәсқирә қилмаслиғиң керәк еди. | |
Obad | UyCyr | 1:13 | Мениң хәлқим бала-қазаға учриған күндә, сән уларниң шәһиригә кирмәслигиң керәк еди. Улар бала-қазаға учриған күндә, сән хошал болмаслиғиң керәк еди. Улар бала-қазаға учриған күндә, сән уларниң байлиқлирини булимаслиғиң керәк еди. | |
Obad | UyCyr | 1:14 | Сән төрт кочиниң еғизида турувелип, қечиватқанларни қирмаслиғиң керәк еди. Улар вәйран болған күндә, сән уларни дүшмәнләргә тутуп бәрмәслигиң керәк еди». | |
Obad | UyCyr | 1:15 | «Мән Пәрвәрдигарниң пүткүл әлләрни сораққа тартидиған күни йеқинлашмақта! Әй идом, сән қилмишиңға яриша җазалинисән! Яманлиғиң өз бешиңға чүшиду! | |
Obad | UyCyr | 1:16 | Мениң хәлқим муқәддәс теғимда җаза шаравини толуқ ичивәтти, Әнди сән вә әтрапиңдики әлләрму бу җаза шаравини толуқ ичиветисиләр. Шундақ силәр җаза шаравини ичиветисиләр. Силәр худди һечқачан моҗут болуп бақмиғандәк йоқап кетисиләр. | |
Obad | UyCyr | 1:17 | Лекин Сион теғи қачқанларниң паналинидиған җайиға айлиниду, У бир муқәддәс зимин болиду. Яқупниң әвлатлири қайтип келип, өз зиминиға егә болиду. | |
Obad | UyCyr | 1:18 | Яқупниң әвлатлири отқа охшаш болиду. Йүсүпниң әвлатлири ялқунға охшаш болиду. Лекин Әсавниң әвлатлири саманға охшаш болиду. Улар көйүп кетип пүтүнләй йоқилиду. Әсавниң әвлатлиридин һечким қалмайду». Бу Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлиридур. | |
Obad | UyCyr | 1:19 | Кейин Нәгеб чөллүгидә яшиған Худаниң хәлқи Идом тағлирини қайтидин егиләйду. Ғәрбий идирлиқларда яшиғанлар филистийәликләрниң зиминини егиләйду. Улар Әфрайим вә Самарийә зиминлирини егиләйду. Биняминлар Гилъад зиминини егиләйду. | |
Obad | UyCyr | 1:20 | Сүргүн қилинған Исраил хәлқи өз зиминиға қайтип келиду, Улар Феникийә зимининиң Зарифат шәһиригичә болған җайларни егиләйду. Йерусалимда тутқун қилинип, Сифарад шәһиридә сәргәрдан болуп жүргәнләр қайтип келиду, Улар Нәгеб чөллүгидики шәһәрләрни егиләйду. | |