Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Reve UyCyr 6:1  Андин Қозиниң йәттә печәтниң биринчисини ачқанлиғини көрдүм. Шу чағда төрт тирик мәхлуқтин бириниң гүлдүрмо­мидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим.
Reve UyCyr 6:2  Қариведим, бир ақ атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди. Униңға бир таҗа берилди. У ғалибә қилғучи сүпитидә ғалибә қучуш үчүн җәңгә атланди.
Reve UyCyr 6:3  Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим.
Reve UyCyr 6:4  У чағда йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
Reve UyCyr 6:5  Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Қариведим, бир қара атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди.
Reve UyCyr 6:6  Төрт тирик мәхлуқниң арисидин: «Бир күнлүк иш һәққи үчүн пәқәт бир тавақ буғдай яки болмиса үч тавақ арпила берилиду. Зәйтун дәриғи билән үзүм ғолиға тәгмә!» дегәндәк бир авазни аңлидим.
Reve UyCyr 6:7  Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим.
Reve UyCyr 6:8  Қариведим, бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин өлүкләр дияри әгишип келивататти. Буларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүм­ранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики жиртқуч һайванлар арқилиқ адәм өлтүрүш һоқуқи берилди.
Reve UyCyr 6:9  Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги вә бәргән гувалиғи сәвәвидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурван­лиқ суписиниң тегидә көрдүм.
Reve UyCyr 6:10  Улар қаттиқ аваз билән чуқан селишип: «Муқәддәс вә ишәнчлик Егимиз! Йәр йүзидә яшаватқан инсанларни қачан сорақ қилип, улардин қенимизниң интиқамини елип берисән?» дейишәтти.
Reve UyCyr 6:11  Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилгән болуп, Худаға хизмәт қилған өзлиригә охшаш өлтүрүлиди­ған мәсиһий қериндашлириниң сани тошқичә азғинә вақит күтүши тәләп қилинған еди.
Reve UyCyr 6:12  Андин Қозиниң алтинчи печәтни ачқанлиғини көрдүм. Бу вақитта зимин қаттиқ тәвринип, қуяш худди қап-қара көмүрниң, ай болса қанниң рәңгигә кирди.
Reve UyCyr 6:13  Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин тоң әнҗирләр йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтуз­ларму йәр йүзигә төкүлди.
Reve UyCyr 6:14  Асман худди орам язмидәк орилип ғайип болди, пүткүл тағлар вә араллар орнидин йөткәлди.
Reve UyCyr 6:15  Дунияниң падиша­лири, һөкүмранлири, сәрдарлири, байлири, һоқуқдарлири, қуллири вә әркин адәмлириниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң төшүклиригә йошурунди.
Reve UyCyr 6:16  Улар тағ-даван­ларға мундақ дәп җар салди: «Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучи­ниң йүзидин вә Қозиниң ғәзивидин тосап қелиңлар!
Reve UyCyr 6:17  Чүнки уларниң ғәзиви тутқан дәһшәтлик күн кәлди. Униңға кимму бәрдашлиқ берәлисун?»