Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EPHESIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Ephe UyCyr 3:1  Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум.
Ephe UyCyr 3:2  Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.
Ephe UyCyr 3:3  Худа бурун ашкарилимиған планини, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики сирни аян арқилиқ маңа ашкарилиди. Мән бу тоғрилиқ мошу хетимниң алдинқи қисмида қисқичә баян қилдим.
Ephe UyCyr 3:4  Силәр бу хетимни оқуғиниңларда, мениң бу сир тоғрилиқ немиләрни билгәнлигимни чүшинивалалайсиләр.
Ephe UyCyr 3:5  Илгири Худа бу сирни инсанларға аян қилмиған еди, амма һазир болса, бу сирни Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзи таллиған әлчиләргә вә пәйғәмбәрләргә аян қилди.
Ephe UyCyr 3:6  Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.
Ephe UyCyr 3:7  Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум.
Ephe UyCyr 3:8  Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.
Ephe UyCyr 3:9  Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди.
Ephe UyCyr 3:10  Худаниң мәхсити, бүгүнки күндә йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрдин шәкилләнгән мәсиһийләр җамаити арқилиқ көп тәрәплик даналиғини асмандики һөкүмран вә һоқуқдар болған периштәләргә билдүрүштин ибарәт.
Ephe UyCyr 3:11  Бу Худаниң дуния яритилиш­тин илгири планлиған вә һазир Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурған ирадисигә уйғундур.
Ephe UyCyr 3:12  Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз һәм Униңға ишәнгәнлигимиздин жүригимиз тоқ һалда ишәнч билән Худаниң алдиға баралаймиз.
Ephe UyCyr 3:13  Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.
Ephe UyCyr 3:14  Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки,
Ephe UyCyr 3:15  Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки,
Ephe UyCyr 3:16  Худа Өзиниң улуқлуғиниң чәксизлигидин силәргә қудрәт берип, Муқәддәс Роһ арқилиқ силәрни ич-ичиңлардин күчләндүргәй.
Ephe UyCyr 3:17  Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй.
Ephe UyCyr 3:18  Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр.
Ephe UyCyr 3:19  Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр.
Ephe UyCyr 3:20  Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғи­ни­миздинму көп ишларни қилалайду.
Ephe UyCyr 3:21  Барлиқ шан-шәрәп мәсиһийләр җамаити вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!