Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I JOHN
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
I Jo UyCyr 3:1  Қараңлар, асмандики Атимиз бизгә нәқәдәр меһир-муһәббәт көр­сәт­кән һә! Униң меһир-муһәббити шунчилик чоңқурки, У бизни «пәрзәнтлирим» дәп атиди. Һәқиқәтәнму биз Худаниң пәрзәнт­лиримиз. Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр асмандики Атимизни тонумиғанлиқтин, бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизниму тонуп йетәлмәйду.
I Jo UyCyr 3:2  Қәдирлик қериндашлар, биз һазир Худаниң пәрзәнтлиримиз, лекин кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи бизгә очуқ аян қилинмиған. Бирақ Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз. Чүнки шу чағда У қандақ болса, биз Уни шу пети көримиз.
I Jo UyCyr 3:3  Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.
I Jo UyCyr 3:4  Гуна қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду, чүнки гуна қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур.
I Jo UyCyr 3:5  Һалбуки, силәр Әйса Мәсиһниң инсанларни гунайидин азат қилиш үчүн дунияға кәлгәнлигини вә Униң гунасиз екәнлигини билисиләр.
I Jo UyCyr 3:6  Шуңа Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаватқан киши гуна қиливәрмәйду. Гуна қиливеридиған киши Әйса Мәсиһни чүшәнмигән вә Уни тонуп йәтмигән болиду.
I Jo UyCyr 3:7  Әзиз балилирим, кишиләр силәрни алдап кәтмисун. Һәққаний­лиқ­қа әмәл қилған киши Әйса Мәсиһ һәққаний болғинидәк һәққанийдур.
I Jo UyCyr 3:8  Лекин гуна қиливеридиған киши шәйтанға мәнсүптур, чүнки шәйтан әзәлдин тартип гуна қилип кәлмәктә. Худа Оғли Әйса Мәсиһниң дунияға келиштики мәхсити шәйтанниң ишлирини йоқ қилиштур.
I Jo UyCyr 3:9  Худаниң пәрзәнди болған киши гуна қиливәрмәйду. Униңда Худаниң тәбиити моҗут болғачқа, гуна қиливәрмәйду.
I Jo UyCyr 3:10  Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду.
I Jo UyCyr 3:11  Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли! Мана бу силәр бурундин аңлап келиватқан тәлим.
I Jo UyCyr 3:12  Шәйтанға мәнсүп болуп, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаңлар! Қабил немишкә инисиға өчмәнлик қилип, уни өлтүрди? У өзиниң қилғанлири наһәқ, инисиниң қилғанлири һәқ болғанлиғи үчүн шундақ қилди.
I Jo UyCyr 3:13  Шуңа, қериндашлар, Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр силәргә өчмәнлик қилса, буниңға һәйран қалмаңлар.
I Jo UyCyr 3:14  Биз қериндашларға меһир-муһәббәт көрсәткән­лиги­миз­дин, өлүмдин мәңгүлүк һаятқа өткәнлигимизни билимиз. Меһир-муһәббәтлик болмиған киши өлүмниң илкидә қалиду.
I Jo UyCyr 3:15  Қерин­дишиға өчмәнлик қилған киши Худаниң нәзәридә қатилдур. Һеч қандақ бир қатилниң мәңгүлүк һаятқа егә болалмайдиғанлиғини билисиләр.
I Jo UyCyr 3:16  Меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини Әйса Мәсиһниң биз үчүн Өз җенини пида қилғанлиғидин биләләймиз. Шуңа бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа тәйяр туруши­миз керәк.
I Jo UyCyr 3:17  Әгәр мал-дунияси бар болған киши қериндишиниң еһтияҗини көрүп туруп, униңға ярдәм қилмиса, бундақ кишидә нәдинму Худаниң меһир-муһәббити болсун?
I Jo UyCyr 3:18  Әзиз балилирим, қуруқ сөз билән әмәс, бәлки әмәлият вә һәқиқәт билән башқиларға меһир-муһәббәт көрситәйли.
I Jo UyCyr 3:19  Биз қериндашлиримизға меһир-муһәббәт көрсәткәнлигимиздин өзимизниң һәқиқәткә мәнсүп екәнлигимизни биләләймиз вә Худа­ниң алдида өзимизни хатирҗәм қилалаймиз.
I Jo UyCyr 3:20  Шундақтиму, бәзидә вижданимиз йәнила азапланса, шуни билишимиз керәкки, Худа вижда­нимиздин улуқ вә һәммини билгүчидур.
I Jo UyCyr 3:21  Қәдирлик қериндашлар, әгәр вижданимиз азапланмиса, жүригимиз тоқ һалда Худаниң алдиға баралаймиз.
I Jo UyCyr 3:22  Шундақла Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилғанлиғимиздин, Униңдин тилигәнлиримизгә еришәләймиз.
I Jo UyCyr 3:23  Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.
I Jo UyCyr 3:24  Худаниң әмирлиригә әмәл қилған киши Худаға бағлинип яшиған вә Худа униң қәлбидә яшиған болиду. Худаниң қәлбимиздә яшайдиғанлиғини Униң бизгә ата қилған Муқәддәс Роһидин билимиз.