JOSHUA
Chapter 20
Josh | UyCyr | 20:2 | — Сән исраилларға ейтқин, Мән Муса пәйғәмбәр арқилиқ саңа әмир қилғинимдәк, улар паналинидиған шәһәрләрни бәкитип чиқсун. | |
Josh | UyCyr | 20:3 | Һәрқандақ бир киши бирәвни диққәтсизлик қилип, мәхсәтсиз һалда өлтүрүп қойса, у шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанса болиду. У бу шәһәрдә өлгән кишиниң туққанлириниң өч елишидин өзини сақлап қалалайду. | |
Josh | UyCyr | 20:4 | Лекин у киши шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанмақчи болғанда, шәһәр дәрвазиси алдида туруп, бу шәһәрниң ақсақаллириға өз қилмишини баян қилсун. Улар чоқум у кишини шәһәргә киришкә йол қойсун вә униңға шу шәһәрдин туридиған җай көрситип бәрсун. | |
Josh | UyCyr | 20:5 | Әгәр өлгән кишиниң туққанлири өч елиш үчүн қоғлап кәлсә, ақсақаллар һәргизму өлтүргән кишини уларға чиқирип бәрмәслиги керәк. Чүнки өлтүргән киши өлгән кишини қәстән өлтүрмигән, шундақла бурун униң билән адавитиму болмиған. | |
Josh | UyCyr | 20:6 | Амма өлтүргән киши җамаәт алдида сорақ қилинип, униңға һөкүм чиқирилғичә, шу йәрдә туруши керәк. Вақиә йүз бәргән вақиттики баш роһаний өлүп кәткичә өлтүргән киши чоқум шу шәһәрдә туруши керәк. Униңдин кейин өлтүргән киши әркин болуп, өзи қечип кәлгән шәһәргә қайтса болиду. | |
Josh | UyCyr | 20:7 | Нафтали қәбилисиниң тағлиқ райониниң Җәлилийәдики Қәдәш шәһири, Әфрайим қәбилисиниң тағлиқ районидики Шәкәм шәһири, Йәһуда қәбилисиниң тағлиқ районидики Қирят-Арба, йәни Һиброн шәһири қатарлиқ шәһәрләр паналиниш үчүн бәкитилгән шәһәрләрдур. | |
Josh | UyCyr | 20:8 | Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики, йәни Ериха шәһириниң удулидики Рубен қәбилисиниң егизлигидики чөллүккә җайлашқан Бәзәр шәһири, Гад қәбилисиниң зиминиға җайлашқан Гилъадтики Рамот шәһири, Манассә қәбилисиниң зиминиға җайлашқан Башан районидики Голан шәһири қатарлиқ шәһәрләр паналиниш үчүн бәкитилгән шәһәрләрдур. | |
Josh | UyCyr | 20:9 | Бу шәһәрләр барлиқ исраиллар вә шу зиминда яшаватқан сирттин кәлгәнләр үчүн паналинидиған шәһәрләр қилип бәкитилгән. Һәрқандақ бир киши бирәвни диққәтсизлик қилип мәхсәтсиз һалда өлтүрүп қойса, шу шәһәрләрниң биригә қечип берип паналанса болиду. Бу арқилиқ улар җамаәт алдида сорақ қилиништин бурун, өч алғучиларниң өлтүрүветишидин сақлиналайду. | |