Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 8
Josh UyCyr 8:1  Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Һәргиз қорқмаңлар һәм һодуқмаңлар! Сән барлиқ ләшкәрлириңни елип Ай шәһиригә һуҗум қилғин. Мән Ай падишасини, униң хәлқини, шәһирини вә униң зиминини сениң қолуңға тапшуримән.
Josh UyCyr 8:2  Силәр Ериха шәһири вә униң падишасини қандақ ишғал қилған болсаңлар, Ай шәһири вә униң падишасиниму шундақ қилиңлар. Бирақ бу қетим силәр уларниң мал-мүлүк вә мал-чарвилирини олҗа алсаңлар болиду. Шәһәрниң кәйни тәрипигә йошурунидиған җай қоюңлар.
Josh UyCyr 8:3  Шуниң билән Йошува вә пүтүн қошун Ай шәһиригә һуҗумға атланди. Йошува 30 миң ләшкәрни таллап, уларни түндә йолға салди.
Josh UyCyr 8:4  Йошува уларға буйруқ қилип, мундақ деди: — Шәһәрниң арқа тәрипигә йеқин болған йәргә йошурунидиған җай қоюп, һәммиңлар һәрикәт қилишқа тәйяр туруңлар.
Josh UyCyr 8:5  Мән қалған адәмләр билән шәһәргә йеқинлап келимән. Худди биринчи қетимқиға охшаш, улар шәһәрдин чиқип бизгә һуҗум қилғанда, биз улардин қачимиз.
Josh UyCyr 8:6  Улар бизни из бесип қоғлап кәлгәндә, биз қечип, уларни шәһәрдин алдап елип чиқимиз. Биз улардин қачқанда, улар: «Исраиллар бурунқидәк биздин қачти», дәйду.
Josh UyCyr 8:7  Силәр бу чағда йошурунған җайиңлардин чиқип, шәһәрни егиләңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа бу шәһәрни қолуңларға тапшуриду.
Josh UyCyr 8:8  Силәр шәһәрни егилигәндин кейин, Пәрвәрдигарниң дегини бойичә шәһәргә от қоюңлар. Бу мениң силәргә қилған әмрим.
Josh UyCyr 8:9  Шуниң билән Йошува уларни йолға салди. Улар Ай шәһириниң ғәрибигә — Бәйтәл шәһири билән Ай шәһириниң арилиғида йошурунидиған җай қуруп, әшу йәргә йошурунди. Йошува түнни ләшкәрләр билән биллә өткүзди.
Josh UyCyr 8:10  Әтиси таң сәһәрдә Йошува ләшкәрлирини сәпкә тизди. Андин Йошува исраил ақсақаллири билән биргә уларни башлап Ай шәһиригә атланди.
Josh UyCyr 8:11  Жүрүш қилип кәлгән исраил қошуни Ай шәһиригә йеқин келип, Ай шәһириниң шималида қараргаһ қурди. Қошун билән шәһәр оттурисида бир җилға бар еди.
Josh UyCyr 8:12  Йошува тәхминән 5 миң ләшкәрни Ай шәһириниң ғәрбидики Бәйтәл билән Ай шәһириниң арилиғиға йошурунидиған җайға қойди.
Josh UyCyr 8:13  Шундақ қилип, асаслиқ қошун шәһәрниң шималиға орунлаштурулди, қалғанлар шәһәрниң ғәрибигә мөктүрүлди. Йошува шу кечини җилғида өткүзди.
Josh UyCyr 8:14  Ай шәһириниң падишаси шәһәрниң шималидики қошунни көрүп, таң сәһәрдә өз қошунини башлап алдирап-тенәп шәһәрдин чиқип җилғидики исраилларға һуҗум қилди. Амма у шәһәрниң кәйнидики йошурунидиған җайда қошун барлиғини билмәтти.
Josh UyCyr 8:15  Йошува вә исраил қошуни мәғлуп болған һаләткә киривелип, далаға қарап қачти.
Josh UyCyr 8:16  Шәһәрдики һәммә адәм уларни қоғлашқа чақирилди. Улар исраилларни қоғлаверип, шәһәрдин жирақлишип кәтти.
Josh UyCyr 8:17  Ай шәһири вә Бәйтәл шәһиридә исраилларни қоғлимиған бирму адәм қалмиди. Улар исраилларни қоғлап шәһәрни қуруқ ташлап қойди.
Josh UyCyr 8:18  Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға: — Сән қолуңдики нәйзини Ай шәһиригә қаратқин, Мән шәһәрни силәргә бәрдим, — деди. Йошува Пәрвәрдигарниң дегинини бәҗа кәлтүрди.
Josh UyCyr 8:19  Йошува шундақ қилған һаман, йошурунидиған җайдики қошун йошурунған йеридин чиқип, шәһәргә етилип кирди. Улар тезликтә шәһәрни егиләп, униңға от қойди.
Josh UyCyr 8:20  Ай шәһириниң ләшкәрлири арқисиға қариведи, шәһәрдин чиққан ис-түтәкни көрди. Уларниң йә у яққа, йә бу яққа қечиш имканийити қалмиған еди, чүнки далаға қечиватқан исраиллар әнди кәйнигә бурулуп, уларға қарши атланған еди.
Josh UyCyr 8:21  Йошува вә пүтүн исраил ләшкәрлири йошурунидиған җайдики қошунниң шәһәрни егиләп, шәһәргә от қоювәткәнлигини көрүп, кәйнигә бурулуп, Ай шәһириниң адәмлиригә һуҗум қилди.
Josh UyCyr 8:22  Бу чағда шәһәрни егилигән исраил қошуни шәһәрдин чиқип, Айниң адәмлиригә қарши атланди. Шуниң билән Ай шәһириниң адәмлири алди-кәйнидики исраил қошуниниң оттурисида қапсилип қалди. Исраилларниң һуҗумида улардин һечким қечип қутулалмай, бирәрсиму аман қалмиди.
Josh UyCyr 8:23  Пәқәт Айниң падишасила тирик һалда Йошуваниң алдиға елип келинди.
Josh UyCyr 8:24  Исраиллар далада өзлирини қоғлап кәлгән Ай шәһириниң адәмлириниң һәммисини қилич билән қирип ташлиғандин кейин, Ай шәһиригә кирип, у йәрдә қелип қалғанларни қирип ташлиди.
Josh UyCyr 8:25  Шу күни Ай шәһириниң барлиқ хәлқи қирғин қилинди. Улар әр-аял болуп 12 миң адәм еди.
Josh UyCyr 8:26  Йошува Ай шәһиридә яшайдиған барлиқ хәлиқ тәл-төкүз йоқитилғичә нәйзисини қолидин чүшәрмиди.
Josh UyCyr 8:27  Пәрвәрдигар Йошуваға буйруғандәк, исраиллар шәһәрдики мал-мүлүк вә мал-чарвиларни олҗа алди.
Josh UyCyr 8:28  Йошува Ай шәһирини көйдүрүп ташлап мәңгүлүк харабиликкә айландурди. Бу харабилик һазирғичә шундақ турмақта.
Josh UyCyr 8:29  Йошува Ай падишасиниң җәсидини гугум чүшкичә дәрәқкә есип қойди. Қуяш патқанда Йошува җәсәтни дәрәқтин чүширишкә буйруқ қилди. Улар падишаниң җәсидини шәһәр дәрвазиси алдиға ташлап қойди вә җәсәтниң үстигә таш догилап қойди. Бу таш догиси бүгүнгичә шу йәрдидур.
Josh UyCyr 8:30  Йошува Ебал теғида Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға атап бир қурванлиқ суписи ясиди.
Josh UyCyr 8:31  У Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунида исраилларға буйруғинидәк: «Йонулмиған, төмүр әсваплар тәгмигән ташларда Маңа бир қурванлиқ суписи ясаңлар», дегән көрсәтмә бойичә бир қурванлиқ суписи ясиди. Андин у қурванлиқ суписида Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди.
Josh UyCyr 8:32  Йошува исраилларниң көз алдида Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қанунини ташларға көчирип ойди.
Josh UyCyr 8:33  Барлиқ исраиллар җүмлидин ақсақаллар, сәрдарлар, сотчилар, шундақла уларниң арисидики ят хәлиқләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң икки тәрипидә уни көтәргән лавийларға йүзлинип турди. Уларниң йерими Гиризим теғиға, қалған йерими Ебал теғиға арқисини қилип турди. Булар Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң һаят вақтида: «Исраил хәлқигә бәхит тиләңлар» дегән көрсәтмиси бойичә болди.
Josh UyCyr 8:34  Кейин Йошува пүткүл Тәврат қанунини, җүмлидин униңда йезилған бәхит тиләш вә ләнәт оқушқа даир парчиларни үнлүк оқуди.
Josh UyCyr 8:35  Йошува шу йәргә топланған исраил хәлқигә, җүмлидин аяллар, балилар вә уларниң арисида яшайдиған ят хәлиқләргә Муса пәйғәмбәрниң қанундики барлиқ буйруғанлирини қалдурмай оқуп бәрди.