JOSHUA
Chapter 3
Josh | UyCyr | 3:1 | Әтиси сәһәрдә Йошува билән барлиқ исраил хәлқи Шиттимдики қараргаһидин қозғилип Иордан дәрияси бойиға кәлди вә у йәрдә қараргаһ қуруп, дәриядин өтүшни күтүп турди. | |
Josh | UyCyr | 3:3 | хәлиққә: — Силәр Лавий қәбилисиниң роһанийлири Пәрвәрдигар Худаниң келишим сандуғини көтирип маңғанлиғини көргән һаман чоқум қараргаһиңлардин чиқип, уларға әгишип меңиңлар. | |
Josh | UyCyr | 3:4 | Силәр бу йәрләргә келип бақмиғачқа, улар алдида йол башлап маңиду. Бирақ силәр келишим сандуғиға йеқинлашмай, униң арқисидин икки чақирим арилиқ ташлап меңиңлар, — дәп тапилиди. | |
Josh | UyCyr | 3:5 | Кейин Йошува хәлиққә мундақ деди: — Силәр өзәңларни паклаңлар. Әтә Пәрвәрдигар силәрниң араңларда улуқ мөҗүзә яритиду. | |
Josh | UyCyr | 3:6 | Әтиси әтигәндә Йошува роһанийларға мундақ деди: — Келишим сандуғини көтирип, хәлиқниң алдида меңиңлар. Шуниң билән роһанийлар келишим сандуғини көтирип хәлиқниң алдида маңди. | |
Josh | UyCyr | 3:7 | Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Бүгүндин башлап сени исраилларниң көз алдида көккә көтиримән. Шундақ болғанда, улар Мән Мусаға яр болғандәк, саңиму яр болғанлиғимни биләләйду. | |
Josh | UyCyr | 3:8 | Сән келишим сандуғини көтирип маңған роһанийларға Мениң әмримни йәткүзгин, улар Иордан дәрияси бойиға кәлгәндә, дәрияниң ичидә турсун. | |
Josh | UyCyr | 3:9 | Кейин Йошува исраил хәлқигә мундақ деди: — Келиңлар, Пәрвәрдигар Худаниң силәргә дегән сөзлирини аңлаңлар. | |
Josh | UyCyr | 3:10 | Силәр мәңгү һаят Худаниң араңларда екәнлигини һәм Униң силәрниң алдиңларда қананларни, хитларни, хивларни, пәриззиләрни, гиргашларни, аморларни вә йибусларни қандақ қоғлап чиқиридиғанлиғини билисиләр. | |
Josh | UyCyr | 3:11 | Қараңлар, пүткүл аләмниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи силәрдин бурун Иордан дәриясидин өткүзүлиду. | |
Josh | UyCyr | 3:13 | Пүткүл аләмниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәргән роһанийларниң айиғи суға тәккән һаман, жуқури еқиндин еқип келиватқан дәрия сүйи шу һаман тохтап, бир йәргә жиғилиду. | |
Josh | UyCyr | 3:14 | Шуниң билән хәлиқ қараргаһлиридин чиқип Иордан дәриясиға қарап маңди. Келишим сандуғини көтәргән роһанийлар улардин бурун маңди. | |
Josh | UyCyr | 3:15 | Һосул мәзгилидә Иордан дәрияси қиниға патмай, қирғақлардин тешип ақатти. Келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәрия бойиға келип, дәрия сүйини кечиши биләнла, | |
Josh | UyCyr | 3:16 | жуқури еқиндин еқип келиватқан су шу һаман еқиштин тохтап, Заритан дегән җайдики Адам шәһиридин хелә жирақтики бир җайға жиғилип қалди. Өлүк деңизиға, йәни Туз деңизиға еқиватқан төвәнки еқин сүйиму пүтүнләй үзүлүп қалди. Шуниң билән хәлиқ Ериха шәһиригә йеқин йәрдә дәриядин өтти. | |