Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 16
Josh UyCyr 16:1  Йүсүпниң әвлатлириға тәхсим қилип берилгән зиминлар: Бу зиминларниң җәнубий чегариси Иордан дәриясиниң йенидики Ериха шәһиридин, йәни Ериха шәһириниң шәрқидики булақлиқтин башлинип, чөл-баяванларни кесип өтүп, тағлиқ райондики Бәйтәл шәһиригичә созулиду.
Josh UyCyr 16:2  Җәнубий чегариси Бәйтәл, йәни Луз шәһиридин башлинип, Атарот шәһиридики аркиларниң зиминиға бариду.
Josh UyCyr 16:3  Кейин йәнә ғәрипкә созулуп, яфлетларниң зиминидин өтүп, Астинқи Бәйт-Хорон шәһиригичә берип, у йәрдин йәнә Гәзәр шәһиригичә созулуп, ахири Оттура деңизға берип тохтайду.
Josh UyCyr 16:4  Йүсүпниң оғуллири, йәни Әфрайим билән Манассәниң әвлатлири өзлиригә тәхсим қилинған зиминларға егә болди.
Josh UyCyr 16:5  Әфрайим қәбилисигә җамаәтләр бойичә берилгән зиминлар: Уларға тәхсим қилинған зиминниң җәнубий чегариси шәриқтә Атрот-Аддар шәһиридин башлинип, Үстүнқи Бәйт-Хорон шәһиригә тутушуп,
Josh UyCyr 16:6  Оттура деңизға бариду. Кейин йәнә шималдики Микмитат шәһиридин өтүп, шәриқтики Таанат-Шило шәһиригә берип, Яновах шәһиригә тутушиду.
Josh UyCyr 16:7  Кейин йәнә Яновах шәһиридин җәнупқа қайрилип, у йәрдин Атарот, Наара шәһәрлиригичә созулуп, кейин Ериха шәһиригә тутушуп, Иордан дәриясида ахирлишиду.
Josh UyCyr 16:8  Бу чегара йәнә Таппувах шәһиридин ғәрипкә созулуп, Қанаһ җилғисини бойлап, Оттура деңизға тутушиду. Мана бу Әфрайим қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур.
Josh UyCyr 16:9  Униңдин башқа Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидикиләргә тәхсим қилинип берилгән зиминлар ичидә, Әфрайим қәбилисигә берилгән шәһәр вә әтрапидики йезиларму бар.
Josh UyCyr 16:10  Әфрайим қәбилиси қананларни Гәзәр шәһиридин қоғлап чиқиривәтмиди, амма улар һазирға қәдәр әфрайимларға ишчи болмақта.