JOSHUA
Chapter 18
Josh | UyCyr | 18:1 | Исраиллар пүтүн зиминларни бойсундурғандин кейин, пүткүл хәлиқ Шило шәһиригә жиғилип, учришиш чедири тикти. | |
Josh | UyCyr | 18:3 | Йошува исраилларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар — силәрниң әҗдатлириңлар етиқат қилған Худа силәргә бәргән зиминларни қачанғичә егилимәй турисиләр? | |
Josh | UyCyr | 18:4 | Силәр һазирла һәрбир қәбилидин үч адәм таллаңлар, мән уларни шу зиминларни чарлашқа әвәтимән. Улар өз қәбилилириниң чегарилирини бәкитип, хәритисини сизип, мениң йенимға қайтип кәлсун. | |
Josh | UyCyr | 18:5 | Бу зиминлар йәттә парчиға бөлүнсун. Җәнуптики зиминлар Йәһуда қәбилисигә, шималдики зиминлар Йүсүпниң әвлатлириға қалдурулсун. | |
Josh | UyCyr | 18:6 | Силәр бу йәттә парчә зиминниң хәритисини сизип чиқип, мениң йенимға елип келиңлар, андин мән бу зиминларни Пәрвәрдигаримиз — Худаниң алдида силәр үчүн чәк ташлап, һәрбир қәбилигә тәхсим қилип беримән. | |
Josh | UyCyr | 18:7 | Лекин Лавий қәбилисигә һечқандақ зимин тәхсим қилип берилмәйду. Чүнки уларниң зимини, йәни несивиси Пәрвәрдигарниң роһанийи болуштур. Гад қәбилиси, Рубен қәбилиси вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими өзлиригә тәвә зиминға егә болуп болған. Уларға бу зиминни Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидин бәргән. | |
Josh | UyCyr | 18:8 | Чарлиғучилар меңиш алдида, Йошува уларға йәнә тапилап: — Силәр пүтүн зиминларни чарлап, хәритисини сизип келиңлар. Силәр қайтип кәлгәндин кейин, мән Шилода Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән. | |
Josh | UyCyr | 18:9 | Чарлиғучилар пүтүн зиминни чарлап, уни йәттә парчиға бөлүп, һәрбир парчидики шәһәрләрни тизимлап чиқти. Улар қайтип келип, Шилодики қараргаһта Йошува билән көрүшти. | |
Josh | UyCyr | 18:10 | Йошува Пәрвәрдигарниң алдида бу зиминларни һәрқайси қәбилиләргә тәхсим қилип бериш үчүн чәк ташлиди. | |
Josh | UyCyr | 18:11 | Биринчи чәк Бинямин қәбилисигә чиқти. Уларға җамаәтлири бойичә тәхсим қилип берилгән зимин, Йәһуда билән Йүсүп қәбилисиниң зимини оттурисида еди. | |
Josh | UyCyr | 18:12 | Бу зиминниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлинип, Ериха шәһириниң шималидин жуқурилап, ғәрипкә бурулуп тағлиқ районға кирип, андин Бәйтъавән чөллүгигә бариду. | |
Josh | UyCyr | 18:13 | Бу йәрдин Луз, йәни Бәйтәл шәһиригә тутушуп, Астинқи Бәйт-Хорон шәһириниң җәнубидики идирлиққа җайлашқан Атрот-Аддар шәһиригә тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:14 | Бу йәрдин йәнә җәнупқа бурулуп, Бәйт-Хорон шәһириниң удулидики идирлиқниң ғәрбий қирғиғини бойлап, Йәһуда қәбилисигә тәвә болған Қирят-Баал, йәни Қирят-Йиарим шәһиридә ахирлишиду. Бу уларниң ғәрбий чегарисидур. | |
Josh | UyCyr | 18:15 | Җәнубий чегариси болса Қирят-Йиарим шәһириниң ғәрбидин башлинип, Нәфтовах булақлириға тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:16 | Кейин йәнә рафаһлар җилғисиниң шимал тәрипидики вә Бәнһинном җилғиси йенидики идирлиқтин төвәнгә қарап, Һинном җилғисини бойлап, йибуслар шәһириниң җәнубидики идирлиқтин өтүп, Рогел булиғиға бариду. | |
Josh | UyCyr | 18:17 | Бу чегара йәнә у йәрдин шималға қайрилип Еншәмәшкә берип, Адуммим давининиң қаршисидики Гилилотқа тутушиду. Кейин Рубенниң оғли Боһанниң нами билән аталған ташқичә берип, | |
Josh | UyCyr | 18:18 | у йәрдин йәнә Араба райониниң удулидики идирлиқниң шималини бойлап өтүп, Араба райониға тутушиду. | |
Josh | UyCyr | 18:19 | У йәрдин Бәйт-Хогланиң шималий тәрипигә тутушуп, Туз деңизиниң шималий қирғиғидики Иордан дәриясиниң җәнубидики қуюлуш еғизида ахирлишиду. Бу уларниң җәнубий чегарисидур. | |
Josh | UyCyr | 18:20 | Иордан дәрияси болса уларниң шәрқий чегариси еди. Мана бу төрт тәрипи чегариланған зиминлар Бинямин қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән зиминлардур. | |
Josh | UyCyr | 18:24 | Кифар-Аммона, Офни, Гәба қатарлиқ шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә. | |