JOSHUA
Chapter 12
Josh | UyCyr | 12:1 | Исраиллар аллибурун Иордан дәриясиниң шәрқидики падишаларни мәғлуп қилип, зиминини ишғал қилған еди. Бу падишаларниң зимини җәнупта Арнон җилғисидин тартип, шималда Хәрмон теғиғичә кәңәйгән еди. Бу Иордан дәриясиниң шәрқидики Араба райониниму өз ичигә алатти. | |
Josh | UyCyr | 12:2 | Исраиллар алди билән Хәшбон шәһиридики аморларниң падишаси Сихонни мәғлуп қилған еди. Униң зимини Арнон җилғисиниң қирғиғиға җайлашқан Ароер шәһирини өз ичигә алған болуп, Арнон җилғисиниң оттурисидин тартип, аммонларға чегарилинидиған Яббоқ җилғисиғичә еди. Бу зимин Гилъад зимининиң җәнубий йеримини өз ичигә алатти. | |
Josh | UyCyr | 12:3 | Сихон падиша шәриқтә Араба райониға, йәни Бәйт-Йишимотқа баридиған йолни вә җәнупқа созулған Писгаһ теғиниң етигини өз ичигә алған шималниң әң четидики Җәлилийә көлидин тартип, җәнупниң әң четидики Өлүк деңизи, йәни Туз деңизиғичә болған районларға һөкүмранлиқ қилатти. | |
Josh | UyCyr | 12:4 | Мәғлуп болған Башан падишаси Ог Аштарот вә Әдрәи шәһәрлиридә яшатти. У рафаһларниң қалғанлиридин бири еди. | |
Josh | UyCyr | 12:5 | У шималда Хәрмон теғидин тартип, Салкаһ шәһиригичә болған зиминларға, ғәриптә пүткүл Башан зиминидин тартип Гишур вә Мааканиң чегарилириғичә һәм Гилъадниң шималий йеримидин тартип хәшбонлуқ Сихон падишаниң чегарисиғичә һөкүмранлиқ қилатти. | |
Josh | UyCyr | 12:6 | Илгири Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса вә исраиллар бу падишаларни мәғлуп қилған еди. Муса пәйғәмбәр бу зиминларни Рубен, Гад қәбилилиригә вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға егидарчилиқ қилишқа бөлүп бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 12:7 | Йошува вә исраиллар Иордан дәриясиниң ғәрбигә җайлашқан Ливан җилғисидики Баалгад дегән җайдин Халақ теғиғичә, һәтта Сәиргичә болған зиминдики падишаларни мәғлуп қилди. У бу зиминларни исраилларниң қәбилилиригә егидарчилиқ қилишқа бөлүп бәргән еди. | |
Josh | UyCyr | 12:8 | Бу зиминлар тағлиқ районларни, ғәрбий идирлиқларни, Араба райони вә тағ бағрилирини һәм чөл-баяванларни вә җәнубий Нәгеб чөллүгини өз ичигә алиду. Бу зиминларда хитлар, аморлар, қананлар, пәриззиләр, хивлар вә йибуслар яшиған. Төвәндикиләр исраиллар мәғлуп қилған падишалар: | |