Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Josh UyCyr 4:1  Пүткүл исраил хәлқи Иордан дәриясидин өтүп болғандин кейин, Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди:
Josh UyCyr 4:2  — Сән хәлиқ арисидин һәрбир қәбилидин бирдин, җәми 12 әрни таллап,
Josh UyCyr 4:3  уларға ейтқин: «Дәрияниң оттурисидики роһанийлар өрә турған йәрдин 12 ташни елип, бу ташларни бүгүн кәчтә силәр қараргаһ қуридиған йәргә елип барсун».
Josh UyCyr 4:4  Шуниң билән Йошува һәрбир қәбилидин бирдин, җәми 12 әрни таллап, уларни бир йәргә җәм қилип,
Josh UyCyr 4:5  уларға мундақ деди: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидики Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдиға бериңлар һәм исраил қәбилилириниң саниға асасән һәрбириңлар дәриядин бирдин таш елип, мүрәңларда көтирип келип,
Josh UyCyr 4:6  бу ташлар билән бир хатирә тикләңләр. Кәлгүсидә силәрниң балилириңлар силәрдин: «Бу ташлар немини билдүриду?» дәп сориғанда,
Josh UyCyr 4:7  силәр уларға Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә, дәрия сүйиниң еқиштин тохтиғанлиғини сөзләп бериңлар. Бу ташлар исраил хәлқигә, бүгүн бу йәрдә немә иш йүз бәргәнлигини мәңгү әслитиду.
Josh UyCyr 4:8  Талланған бу 12 әр Пәрвәрдигарниң Йошуваға дегинидәк, Йошуваниң әмри бойичә Иордан дәриясиниң оттурисидин исраилларниң 12 қәбилиси үчүн 12 ташни көтирип йеңи қурған қараргаһқа елип кәлди вә шу йәрдә хатирә тиклиди.
Josh UyCyr 4:9  Йошуваму Иордан дәриясиниң оттурисида келишим сандуғини көтәргән роһанийлар өрә турған йәргә 12 таш тизип қойди. Бу ташлар һазирму әшу җайда шу пети турмақта.
Josh UyCyr 4:10  Пәрвәрдигарниң Йошува арқилиқ хәлиққә қилған барлиқ әмирлири ада қилинип болғичә, келишим сандуғини көтәргән роһанийлар Иордан дәриясиниң оттурисида өрә турди. Бу Муса пәйғәмбәрниң Йошуваға илгири бәргән йол-йоруғидәк болди. Хәлиқ тезла дәриядин өткән еди.
Josh UyCyr 4:11  Пүткүл хәлиқ дәриядин өтүп болғандин кейин, келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәриядин чиқип, хәлиқ топиниң алдиға өтти.
Josh UyCyr 4:12  Рубен вә Гад қәбилиси һәм Манассә қәбилисиниң шәрқий йерими Муса пәйғәмбәрниң ейтқини бойичә қураллинип, қалған хәлиқтин бурун дәриядин өтти.
Josh UyCyr 4:13  Урушқа тәйярланған 40 миңчә қураллиқ адәм дәриядин өтүп, Ериха түзләңлигигә кәлди. Пәрвәрдигар уларға яр еди.
Josh UyCyr 4:14  Шу күни Пәрвәрдигар Йошувани пүткүл исраилларниң алдида көккә көтәрди. Хәлиқ Муса пәйғәмбәрни қандақ һөрмәтлигән болса, Йошува аләмдин өткичә уму шундақ һөрмәтләнди.
Josh UyCyr 4:16  — Келишим сандуғини көтәргән роһанийларға дәриядин чиқишни буйруғин, — деди.
Josh UyCyr 4:17  Шуниң билән Йошува келишим сандуғини көтәргән роһанийларға дәриядин чиқишни буйруди.
Josh UyCyr 4:18  Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәргән роһанийлар дәриядин чиқип, қирғақни дәссиши билән тәң, дәрия сүйи әсли һалитигә келип, ташқинлап ақти.
Josh UyCyr 4:19  Хәлиқ Иордан дәриясидин өтүп Ериха шәһириниң шәрқий тәрипиниң сиртидики Гилгалда қараргаһ қурған вақит 1-айниң 10-күнигә тоғра кәлди.
Josh UyCyr 4:20  Йошува Иордан дәриясидин елип келингән 12 ташни Гилгалда хатирә қилип тиклиди.
Josh UyCyr 4:21  Йошува исраил хәлқигә мундақ деди: — Кәлгүсидә балилириңлар силәрдин: «Бу ташлар немини билдүриду?» дәп сориса,
Josh UyCyr 4:22  силәр уларға: «Иордан дәриясиниң сүйи тохтап, исраил хәлқиниң қуруқ дәриядин өткәнлигини», сөзләп бериңлар.
Josh UyCyr 4:23  Пәрвәрдигаримиз Худа худди бурун әҗдатлиримиз Қизил деңиздин өтүвалғичә униң сүйини тохтитип бәргәндәк, биз Иордан дәриясидин өтүвалғичә, униң сүйини тохтитип бәрди.
Josh UyCyr 4:24  Пәрвәрдигар йәр йүзидики барчә хәлиқниң Өзиниң күч-қудиритини тонуп йетиши үчүн һәм силәрниң Пәрвәрдигаримиз Худадин һәр вақит қорқуп, Униңға бойсунушуңлар үчүн шундақ қилған еди.