Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next
Chapter 13
Josh UyCyr 13:1  Йошуваниң йеши йетип, қерип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Сениң йешиң йетип, қерип қалдиң. Сән техи бойсундурушқа тегишлик йәнә көп зиминлар бар.
Josh UyCyr 13:2  Силәрниң бойсундурушуңларға тегишлик болған зиминлар йәнә бар, йәни филистийәликләрниң зимини вә гишурларниң барлиқ зиминидур.
Josh UyCyr 13:3  Бу зиминлар Мисирниң шәрқидики Шихор дәриясидин тартип шималдики Әқрон шәһириниң чегарисиғичә созулиду (бу зиминлар қананларниң зимини дәп қарилиду). Буниң ичидә Газа, Ашдод, Ашқилон, Гат вә Әқрон қатарлиқ шәһәрләргә филистийәлик бәш һөкүмдар һөкүмранлиқ қилиду. Йәнә җәнуптики аввим хәлқиниң зиминиму шуниң ичидә.
Josh UyCyr 13:4  Силәр қананларниң шималдики пүткүл зиминини, шундақла сидонлуқлар тәвәлигидики Миарадин тартип, аморлар зиминиға чегаридаш Афеқ шәһиригичә болған зиминларниму егилишиңлар керәк.
Josh UyCyr 13:5  Йәнә Гибал хәлқиниң зиминини, Хәрмон тағлириниң етигигә җайлашқан Баалгад шәһиридин тартип, Либо-Һамат шәһиригичә болған Ливан тағлириниң шәрқидики зиминларни
Josh UyCyr 13:6  вә йәнә Ливан тағлиридин Мисрефот-Майимғичә болған зиминни, йәни сидонлуқларниң пүткүл зиминлирини егилишиңлар керәк. Мән бу зиминлардики хәлиқләрни исраил хәлқиниң көз алдида қоғлап чиқиримән. Сән пәқәт Мениң буйруғум бойичә бу зиминларни исраил хәлқиниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип бәргин.
Josh UyCyr 13:7  Йәни сән бу зиминларни тоққуз исраил қәбилиси билән Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримиға тәхсим қилип бәргин.
Josh UyCyr 13:8  Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики зиминларни аллиқачан Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға вә Рубен, Гад қәбилилириниң егидарчилиқ қилишиға тәхсим қилип бәргән еди.
Josh UyCyr 13:9  Уларниң зимини Арнон җилғисиниң Ароер шәһиридин башлинип, бу җилғиниң оттурисидики шәһәрни өз ичигә алған һалда Медиба шәһири орунлашқан пүтүн егизликтин һалқип, Дибон шәһиригичә созулған.
Josh UyCyr 13:10  Бу зиминлар йәнә әң шәриқтики аммонларниң чегарисиға туташқан болуп, Сихон падишалиғиниң барлиқ шәһәрлири, аморлар падишаси һөкүмранлиқ қилған Хәшбон шәһәрлирини өз ичигә алған.
Josh UyCyr 13:11  У йәнә Гилъад, Гишур вә маакалиқларниң зиминлирини, Хәрмон теғи, шундақла Башанниң Салкаһ шәһиригичә болған пүткүл зиминларни өз ичигә алиду,
Josh UyCyr 13:12  йәни Башан зиминидики Аштарот вә Әдрәи шәһиридә һөкүмранлиқ қилған Ог падишаниң барлиқ зиминини өз ичигә алиду. Падиша Ог рафаһларниң әң ахирқи әвлади еди. Муса пәйғәмбәр уларни мәғлуп қилип, бу зиминлардин қоғлап чиқарған еди.
Josh UyCyr 13:13  Амма исраил хәлқи Гишур вә Маака хәлқини бу зиминдин қоғлимиди, шуңа улар һазирғичә исраил хәлқи арисида давамлиқ яшап кәлмәктә.
Josh UyCyr 13:14  Муса пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң дегини бойичә пәқәт Лавий қәбилисигила һечқандақ зимин тәхсим қилмиди. Чүнки Пәрвәрдигарға, йәни исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Худаға қилинған қурванлиқлар уларниң зимини орнида тәхсим қилинған несивиси еди.
Josh UyCyr 13:15  Муса пәйғәмбәр Рубен қәбилисигә уларниң җамаити бойичә зимин тәхсим қилип бәргән.
Josh UyCyr 13:16  Уларниң зимини Арнон җилғисиниң четидики Ароер шәһиридин башлинип, бу җилғиниң оттурисидики шәһәрни өз ичигә алған һалда Медиба шәһири орунлашқан пүтүн егизликкә созулған.
Josh UyCyr 13:17  У йәнә Хәшбон шәһири вә шу егизликтики барлиқ шәһәрләрни — Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баалмион,
Josh UyCyr 13:19  Қирятаим, Сибмаһ һәм җилғидики дөңлүккә җайлашқан Зәрәт-Шахар,
Josh UyCyr 13:20  Бәйт-Пиор, Писгаһ теғиниң етиги, Бәйт-Йишимот дегән йәрләрни өз ичигә алиду.
Josh UyCyr 13:21  Бу зиминлар йәнә шу егизликтики барлиқ шәһәрләр вә аморларниң падишаси Сихон Хәшбон шәһиридә туруп һөкүмранлиқ қилған барлиқ зиминларни өз ичигә алиду. Муса пәйғәмбәр аморларниң падишаси Сихонни Әви, Рәқәм, Зур, Хур, Рәба қатарлиқ мидян хәлқиниң қәбилә башлиқлири билән биллә мәғлуп қилған. Бу қәбилә башлиқлири Сихон падишаниң қол астида болуп, шу зиминда яшатти.
Josh UyCyr 13:22  Исраил хәлқи урушта Биорниң оғли палчи Билъамни қилич билән өлтүрди.
Josh UyCyr 13:23  Иордан дәрияси Рубен қәбилисиниң зимининиң ғәрбий чегариси болди. Бу зиминдики шәһәр вә йезилар Рубен қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән еди.
Josh UyCyr 13:24  Муса пәйғәмбәр Гад қәбилисигә уларниң җамаити бойичә зимин тәхсим қилип бәргән.
Josh UyCyr 13:25  Уларниң зимини Язер, Гилъадниң барлиқ шәһәрлири вә Раббаһ шәһириниң йенидики Ароер шәһиригичә болған Аммон зимининиң йеримини өз ичигә алиду.
Josh UyCyr 13:26  Бу зиминлар йәнә җәнупта Хәшбон шәһиридин тартип, Рамот-Мизпәһ вә Битоним шәһиригичә, шималда Маханайим шәһиридин тартип Дибир зиминигичә,
Josh UyCyr 13:27  Иордан вадисида Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот, Зафон шәһири, шундақла Сихон падиша Хәшбонда туруп һөкүмранлиқ қилған башқа зиминларниму өз ичигә алиду. Ғәрбий чегариси Иордан дәриясини бойлап, шималда Җәлилийә көлиниң айиғиғичә созулуп, кейин шәриққә қайрилиду.
Josh UyCyr 13:28  Бу зиминлардики шәһәр вә әтраптики йезилар Гад қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән еди.
Josh UyCyr 13:29  Муса пәйғәмбәр Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға уларниң җамаити бойичә зимин тәхсим қилип бәргән.
Josh UyCyr 13:30  Бу зиминлар Маханайим шәһиридин шималға созулған болуп, Башан зимини (Ог падиша бурун һөкүмранлиқ қилған зимин) вә Яирниң егидарлиғидики 60 йезини
Josh UyCyr 13:31  вә йәнә Гилъад зимининиң йерими вә Башан зиминидики Ог падишаниң пайтәхти болған Аштарот вә Әдрәи шәһәрлирини өз ичигә алиду. Бу зиминлар Манассәниң оғли Макир әвладиниң йеримиға җамаәт бойичә тәхсим қилип берилгән.
Josh UyCyr 13:32  Иордан дәриясиниң шәрқигә вә Ериха шәһириниң удулиға җайлашқан Моаб түзләңлигигә тәвә болған бу зиминлар Муса пәйғәмбәр тәрипидин тәхсим қилип берилгән зиминлардур.
Josh UyCyr 13:33  Амма Муса пәйғәмбәр Лавий қәбилисигә һечқандақ зимин тәхсим қилип бәрмиди, чүнки Пәрвәрдигар, йәни исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Худа уларға: «Мән силәрниң рисқ-несивәңлар болимән», дәп вәдә қилған еди.