JOSHUA
Chapter 2
Josh | UyCyr | 2:1 | Нунниң оғли Йошува өз хәлқиниң Шиттимдики қараргаһидин икки чарлиғучини йошурунчә әвәтип, уларға буйруқ қилип мундақ деди: — Силәр берип Қанан зиминини, болупму Ериха шәһирини чарлап келиңлар. Улар у йәргә йетип берип, Раһаб исимлиқ бир паһишә аялниң өйигә чүшүп, шу йәрдә түнәп қалди. | |
Josh | UyCyr | 2:2 | Ериха шәһириниң падишаси исраилларниң бу зиминни чарлашқа келип, әшу өйдә туруватқанлиғидин хәвәр тепип, | |
Josh | UyCyr | 2:3 | адәм әвәтип, Раһабқа: — Өйүңгә кәлгәнләрни чиқирип бәр! Улар зиминимизни чарлаш үчүн кәлгәнләр, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:4 | Амма Раһаб у иккисини аллиқачан йошуруп қойған еди. У падиша әвәткән адәмләргә: — Шундақ, икки адәмниң кәлгәнлиги раст, амма уларниң қәйәрдин кәлгәнлигидин хәвирим йоқ. | |
Josh | UyCyr | 2:5 | Гугум чүшүп шәһәр дәрвазиси тақилидиған чағда, у иккиси чиқип кәткән. Уларниң қәйәргә кәткәнлигини билмәймән. Силәр дәрһал қоғлисаңлар, чоқум йетишивалисиләр, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:6 | (Әмәлиятта Раһаб уларни аллиқачан өгүздики догилап қоюлған зиғир бағлири астиға йошуруп қойған еди.) | |
Josh | UyCyr | 2:7 | Шуниң билән падиша әвәткән адәмләр Иордан дәриясиниң өтидиған җайиға баридиған йолда уларни қоғлиди. Қоғлап кәлгәнләр шәһәрдин чиқиши биләнла, шәһәр дәрвазиси тақалди. | |
Josh | UyCyr | 2:9 | уларға мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминни силәргә ата қилғанлиғини билимән. Силәр бизни бәкла қорқутувәттиңлар. Бу зиминдики барлиқ хәлиқ силәрдин қорқуп, жүрәклири су болуп кәтти. | |
Josh | UyCyr | 2:10 | Силәр Мисирдин чиққанда Пәрвәрдигарниң силәргә Қизил деңизни қурутуп бәргәнлигидин бизниң хәвиримиз бар, йәнә силәрниң Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики аморларниң Сихон вә Ог дегән икки падишасини вә пухралирини тәл-төкүз йоқатқанлиғиңлардинму хәвәрдармиз. | |
Josh | UyCyr | 2:11 | Биз буларни аңлиған һаман қорқуп, җасаритимиз йоқалди. Чүнки Пәрвәрдигариңлар Худа пүтүн аләмниң Худасидур. | |
Josh | UyCyr | 2:12 | Мән силәргә яхши муамилә қилдим. Шуңа һазир силәр Пәрвәрдигарниң алдида мениң җаматимгә тәгмәсликкә қәсәм бәрсәңлар. Мениң ата-анам, ака-укилирим, ача-сиңиллирим вә уларниң аилисиниң һаятини қутқузуп, уларни өлүмдин сақлап қелишқа капаләт бәрсәңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:13 | Мән силәргә яхши муамилә қилдим. Шуңа һазир силәр Пәрвәрдигарниң алдида мениң җаматимгә тәгмәсликкә қәсәм бәрсәңлар. Мениң ата-анам, ака-укилирим, ача-сиңиллирим вә уларниң аилисиниң һаятини қутқузуп, уларни өлүмдин сақлап қелишқа капаләт бәрсәңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:14 | У икки чарлиғучи қәсәм берип мундақ деди: — Әгәр сән бизниң һәрикитимизни ашкарилап қоймисаңла, Пәрвәрдигар бизгә ата қилған бу зимин қолумизға өткән һаман, биз саңа бәргән вәдимиздә туруп, меһриванлиғимизни көрситимиз. Әгәр биз вәдимиздә турмисақ, Пәрвәрдигар бизниң җенимизни алсун. | |
Josh | UyCyr | 2:15 | Сепил Раһабниң өйиниң чегара теми болғачқа, у ағамча билән у иккисини деризидин төвәнгә чүширип қоюп, | |
Josh | UyCyr | 2:16 | уларға мундақ деди: — Тағ ичигә кирип кәтсәңлар, қоғлаватқанлар силәрни тапалмайду. Силәр шу йәрдә үч күн йошурунуп, улар шәһәргә қайтқандин кейин, йолға чиқиңлар. | |
Josh | UyCyr | 2:17 | У иккиси меңиш алдида Раһабқа: — Сән чоқум биз дегәндәк қилғин, болмиса биз саңа бәргән қәсимимизгә егә болмаймиз. | |
Josh | UyCyr | 2:18 | Биз бу йәргә қайтип кәлгәндә, сән чоқум бу қизил ағамчини бизни чүширип қойған деризигә бағлап қойғин. Сән ата-анаң, ака-укилириң вә барлиқ аилә әзалириңни өз өйүңгә җәм қилғин. | |
Josh | UyCyr | 2:19 | Әгәр ким бу өйдин чиқип җенидин җуда болса, у өзиниң шори, биз униңға егә болалмаймиз. Әгәр сениң өйүңдә бирәрсигә қол тәккүзүп қалса, буниңға биз әйипкар. | |
Josh | UyCyr | 2:20 | Лекин бизниң һәрикитимиз тоғрилиқ бирәрсигә еғиз ачсаң, ундақта, биз қилған қәсәмдин халас болимиз, — деди. | |
Josh | UyCyr | 2:21 | Раһаб: — Болиду, шундақ болсун! — деди. Раһаб уларни йолға селип қойғандин кейин, қизил ағамчини деризигә бағлап қойди. | |
Josh | UyCyr | 2:22 | Бу икки чарлиғучи таққа чиқип йошурунувалди. Қоғлиғучилар уларни йол бойи үч күн издәп тапалмай, Ериха шәһиригә қайтип кәлди. | |
Josh | UyCyr | 2:23 | Шуниң билән чарлиғучилар тағдин чүшүп, дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йошува билән көрүшүп, бешидин өткән һәммә ишларни мәлум қилди. | |