Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 14
Josh UyCyr 14:1  Исраил хәлқиниң қалған қәбилилири роһаний Әлъазар, Нунниң оғли Йошува вә қәбилә ақсақаллириниң тәхсим қилип бериши билән Қанан зиминиға егә болди.
Josh UyCyr 14:2  Йәни бу зиминлар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә чәк ташлап, тоққуз йерим қәбилигә тәхсим қилинип берилди.
Josh UyCyr 14:3  Муса пәйғәмбәр икки қәбилә вә йәнә бир қәбилиниң йеримиға Иордан дәриясиниң шәрқидики зиминларни тәхсим қилған, амма Лавий қәбилисигә зимин тәхсим қилип бәрмигән еди.
Josh UyCyr 14:4  Йүсүпниң әвлатлири Манассә вә Әфрайим дәп икки қәбилигә айрилатти. Лавий қәбилисигә һечқандақ зимин тәхсим қилип берилмигән еди. Уларға пәқәт яшиши үчүн әтрапида мал-чарва бақидиған отлақлири болған шәһәрләр берилгән еди.
Josh UyCyr 14:5  Шуниң билән исраиллар бу зиминларни Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә бөлүшүвалди.
Josh UyCyr 14:6  Исраиллар Гилгалда қараргаһ қуруп туруватқан чағда, Йәһуда қәбилисиниң бир қисим адәмлири Йошуваниң алдиға кирип келишти. Қеназ җамаитидин болған Йифуннәниң оғли Калиб Йошуваға мундақ деди: — Кадеш-Барнеяда Пәрвәрдигар Өзиниң йеқин адими Муса пәйғәмбәргә сән вә мән тоғрилиқ немиләрни дегәнлигини сән билисән.
Josh UyCyr 14:7  Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса мени биз баридиған зиминларни чарлап келишкә әвәткән еди. Шу чағда мән қириқ яшта едим. Мән қайтип кәлгәндин кейин, Муса пәйғәмбәргә шу зиминларда көргәнлиримни әйнән ейттим.
Josh UyCyr 14:8  Мән билән биллә барған һәмралирим «У зиминдикиләр вәһший екән!» дәп исраилларни вәһимигә селип қойған еди, лекин мән иккиләнмәй, Пәрвәрдигарим Худаниң бизни қоғдайдиғанлиғиға чин қәлбим билән ишәндим.
Josh UyCyr 14:9  Шу чағда Муса пәйғәмбәр: «Сениң қәдимиң йәткән йәрләрниң һәммиси мәңгү саңа вә сениң әвлатлириңға тәвә болсун, чүнки сән Пәрвәрдигаримизға садиқлиқ билән бойсундуң», дәп қәсәм бәргән.
Josh UyCyr 14:10  Маңа қара, Пәрвәрдигар вәдә бәргинидәк, У мениң һаятимни сақлап қалди, шуңа мән һазирға қәдәр яшап кәлдим. Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә вәдә бәргәндин тартип һазирғичә 45 жил өтүп кәтти. У вақитта исраил хәлқи чөл-баяванларда сәргәрдан болуп жүрүватқан еди. Маңа қара, мән һазир 85 яшқа кирдим.
Josh UyCyr 14:11  Мән һазирму Муса пәйғәмбәр мени чарлашқа әвәткән чағдикидәк тимән туруптимән, һазирму шу чағдикидәк уруш вә башқа һәммә ишларни қилалаймән.
Josh UyCyr 14:12  Пәрвәрдигарниң шу чағда вәдә қилғини бойичә бу тағлиқ районларни маңа бәргин. Анақ қәбилилириниң һелиму шу зиминларда яшаватқанлиғини билисән, уларниң шәһәрлири чоң һәм мустәһкәм. Пәрвәрдигар мән билән биргә болса, Пәрвәрдигарниң вәдә бәргини бойичә мән уларни қоғлап чиқирай.
Josh UyCyr 14:13  Йошува Йифуннәниң оғли Калибниң бу сөзлирини аңлап, Пәрвәрдигардин Калибқа бәхит тилиди вә Һиброн шәһирини униңға тәхсим қилип бәрди.
Josh UyCyr 14:14  Шуниң билән Һиброн шәһири һазирға қәдәр Қеназ қәбилисидин болған Йифуннәниң оғли Калибниң егидарчилиғида туруватиду. Чүнки у Пәрвәрдигарға, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға садиқлиқ билән бойсунған еди.
Josh UyCyr 14:15  (Бурун Һиброн шәһири Қирят-Арба дәп атилатти. Арба анақларниң әвладидин чиққан улуқ қәһримандур.) Шуниңдин кейин бу зиминда уруш ахирлашти.