Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Josh UyCyr 6:1  Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Қара, Мән Ериха шәһирини униң падишаси вә җасур ләшкәрлири билән қошуп һәммисини сениң қолуңға тапшуруп беримән.
Josh UyCyr 6:2  Сән ләшкәр башлап сепилни күнигә бир қетимдин, җәми алтә күн айлинип чиққин.
Josh UyCyr 6:3  Йәттә роһаний қошқар мүңгүзидин ясалған бурғиларни елип, келишим сандуғиниң алдида маңсун. Йәттинчи күни роһанийлар бурғиларни чалған һалда шәһәрни йәттә қетим айлансун.
Josh UyCyr 6:4  Силәр уларниң узун сада чиқирип чалған бурға авазини аңлиғиниңларда, пүткүл хәлиқ жуқури авазда вақирисун. Шу һаман шәһәр сепили өрүлүп чүшиду, шу чағда барлиқ хәлиқ шәһәргә удул бесип кирсун.
Josh UyCyr 6:5  Нунниң оғли Йошува роһанийларға чақириқ қилип: — Силәр келишим сандуғини көтириңлар, йәттиңлар униң алдида бурғиларни елип меңиңлар, — деди.
Josh UyCyr 6:6  Андин Йошува хәлиққә әмир қилип: — Атлиниңлар! Қуралланған ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдида маңсун, шәһәр сепилини чөгиләп айлиниңлар.
Josh UyCyr 6:7  Йошува хәлиққә әмир қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң алдида йәттә бурғини челип маңған йәттә роһаний алға қарап маңди. Андин Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңған роһанийлар уларға әгишип маңди.
Josh UyCyr 6:8  Қуралланған ләшкәрләр бурға чалған роһанийларниң алдида маңди, қалған ләшкәрләр келишим сандуғиниң кәйнидин маңди, бурға тохтимай челинди.
Josh UyCyr 6:9  Йошува хәлиққә мундақ әмир қилған еди: «Аваз чиқармаңлар, вақиримаңлар. Мән вақираңлар демигичә, зуван чиқармаңлар. Әмир чүширилгәндин кейин вақираңлар».
Josh UyCyr 6:10  Улар Йошуваниң әмригә бенаән келишим сандуғини көтирип, шәһәр сепилини чөгиләп айланди. Андин қараргаһқа қайтип келип түниди.
Josh UyCyr 6:11  Йошува әтиси орнидин сәһәр турди. Роһанийлар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтәрди.
Josh UyCyr 6:12  Йәттә бурғини челип маңған йәттә роһаний Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида алға қарап жүрүш қилди. Бурғилар тохтимай челиниватқанда, қуралланған ләшкәрләр роһанийларниң алдида маңди, қалған ләшкәрләр Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиниң кәйнидин маңди.
Josh UyCyr 6:13  Шундақ қилип, иккинчи күни хәлиқ шәһәр сепилини йәнә бир қетим чөгүләп айлинип, қараргаһқа қайтип кәлди. Улар уда алтә күн шундақ қилди.
Josh UyCyr 6:14  Йәттинчи күни таң сәһәрдә исраиллар таң йоруши биләнла орнидин туруп күндикидәк шәһәр сепилини чөгиләп жүрүш қилди. Амма бу қетим йәттә қетим айлинип чиқти.
Josh UyCyr 6:15  Йәттинчи қетимлиқ айлиништа роһанийлар бурғини чалған чағда, Йошува хәлиққә мундақ дәп буйруқ бәрди: — Вақираңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни силәргә ата қилип бәрди.
Josh UyCyr 6:16  Ериха шәһири вә униңдики барлиқ нәрсиләрни Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитиңлар. Пәқәт паһишә Раһаб вә униң аилисидикиләрни, бизниң чарлиғучилиримизни йошуруп қалғанлиғи үчүн, тирик қалдуруңлар.
Josh UyCyr 6:17  Силәр Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитидиған һәрқандақ бир нәрсини еливалғучи болмаңлар. Әгәр у нәрсиләрни қараргаһимизға елип кәлсәңлар, исраилларға зор балаю-апәт елип келисиләр.
Josh UyCyr 6:18  Барлиқ алтун-күмүч, мис вә төмүрләрдин ясалған нәрсиләрниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвә, улар чоқум Пәрвәрдигарниң ғәзинисигә тапшурулуши керәк.
Josh UyCyr 6:19  Роһанийлар бурға чалғанда, хәлиқ вақириди. Бурға садаси яңриғанда вә хәлиқ вақириғанда, сепил өрүлди вә хәлиқ шәһәргә удул бесип кирип, Ериха шәһирини алди.
Josh UyCyr 6:20  Улар шәһәрдики барлиқ әр-аял, қери-яш, кала-қой, ешәкләрни қилич билән тәл-төкүз йоқатти.
Josh UyCyr 6:21  Йошува һелиқи икки чарлиғучиға мундақ деди: — Силәр паһишиниң өйигә берип, униңға бәргән қәсимиңләр бойичә, уни вә униң аилисидикиләрни елип келиңлар.
Josh UyCyr 6:22  Улар иккиси Раһабниң өйигә берип, уни, униң ата-аниси вә барлиқ қериндашлирини елип келип, уларни исраилларниң қараргаһиниң сиртидики бир бехәтәр йәргә орунлаштурди.
Josh UyCyr 6:23  Андин кейин исраиллар Ериха шәһирини вә шәһәрдики барлиқ нәрсиләрни көйдүрүп ташлиди. Пәқәт алтун-күмүч, мис, төмүрләрдин ясалған нәрсиләр елип келинип, Пәрвәрдигарниң ғәзинисигә тапшурулди.
Josh UyCyr 6:24  Йошува паһишә аял Раһаб вә униң аилисидикиләрниң һаятини сақлап қалди, чүнки у Йошува Ериха шәһирини чарлашқа әвәткән адәмләрни йошуруп қалған еди. Шуниңдин башлап Раһаб вә униң аилисидикиләр таки һазирғичә исраиллар арисида яшап қалди.
Josh UyCyr 6:25  Шундин кейин Йошува қарғиш яғидиған агаһландуруш чиқарди: «Кимки Ериха шәһирини қурушқа урунидикән, Пәрвәрдигар шуниңға ләнәт яғдуриду. Кимки шәһәрниң һулини салидикән, Униң тунҗа оғли қаза болиду. Кимки шәһәрниң дәрвазисини орнитидикән, У кәнҗә оғлидин айрилиду».
Josh UyCyr 6:26  Пәрвәрдигар Йошуваға яр болғачқа, Йошуваниң шөһрити пүткүл зиминға тарқалди.