Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next
Chapter 15
Josh UyCyr 15:1  Йәһуда қәбилисигә җамаәтләр бойичә зимин тәхсим қилип берилгән болуп, бу зиминларниң әң җәнуптики чегариси Идом чегарасидики Зин чөлиниң четигичә тутушатти.
Josh UyCyr 15:2  Йәһуда зимининиң җәнубий чегариси Туз деңизиниң җәнубиниң әң четидин башлинип,
Josh UyCyr 15:3  Чаян давинидин җәнупқа меңип, Зин чөлидин өтүп, Кадеш-Барнея шәһириниң җәнубидин Хәзрон шәһиригә созулиду. Кейин Аддар шәһиридин өтүп, у йәрдин Қарқа шәһиригә қайрилиду.
Josh UyCyr 15:4  Бу чегара йәнә Азмон шәһирини кесип өтүп, ахирида Мисир чегарисидики дәрияни бойлап Оттура деңизғичә тутушиду. Бу Йәһуда қәбилисиниң җәнубий чагарисидур.
Josh UyCyr 15:5  Уларниң шәрқий чегариси Туз деңизини бойлап, Иордан дәриясидин Туз деңизиниң қуюлуш еғизиғичә бариду. Шималий чегариси болса Иордан дәриясиниң Туз деңизиға қуюлуш еғизидин башлинип,
Josh UyCyr 15:6  Бәйт-Хогла шәһиригичә созулуп, кейин Бәйт-Араба шәһиридин өтүп, Рубенниң оғли Боһанниң нами билән аталған ташқичә бариду.
Josh UyCyr 15:7  Кейин Балаю-апәт җилғисидин өтүп, Дибир шәһиригә берип, у йәрдин шималға бурулуп, Гилгал шәһиригичә бариду. Гилгал шәһири болса җилғиниң җәнубидики Адуммим тағ давинини кесип өтидиған йолниң қарши тәрипидә болуп, бу чегара Еншәмәш булиғиғичә созулуп, Рогел булиғи дегән җайда ахирлишиду.
Josh UyCyr 15:8  Кейин йибуслар шәһириниң (Йерусалим шәһири дәпму атилиду) җәнубий тәрипидики Бәнһинном җилғисидин өтүп, Һинном җилғисиниң ғәрбидики идирлиққа, йәни рафаһлар җилғисиниң шимал тәрипиниң ахириғичә бариду.
Josh UyCyr 15:9  Бу чегара бу идирлиқтин йәнә Нәфтовах булиғиғичә созулуп, кейин Әфрон теғидики шәһәрләргичә бариду. У йәрдин йәнә қайрилип, Қирят-Йиарим дәп атилидиған Баала шәһиригә тутушиду.
Josh UyCyr 15:10  У йәнә Баала шәһиридин ғәриптики Сәир теғиға қайрилип, у йәрдин Йиарим, йәни Кисалон теғиниң шималий етигини бойлап, Бәйт-Шәмәш шәһиригә берип, йәнә давамлишип Тимнаһ шәһиригичә созулиду.
Josh UyCyr 15:11  У йәнә Әқрон шәһириниң шималидики тағ бағрини бойлап, Шиккарон шәһиригә бурулуп, Баала теғиға берип, Ябниел шәһиридин өтүп, Оттура деңизда ахирлишиду.
Josh UyCyr 15:12  Уларниң ғәрбий чегариси Оттура деңизниң қирғақлири еди. Йәһуда қәбилиси вә уларниң җамаәтлириниң чегариси мана шу еди.
Josh UyCyr 15:13  Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Йәһуда қәбилисиниң Қирят-Арба дегән зиминини Йифуннәниң оғли Калибқа бөлүп бәрди. Бу зимин һазир Һиброн дәп атилиду. Арба болса анақларниң атиси еди.
Josh UyCyr 15:14  Калиб бу зиминдин Анақниң үч оғли — Шешай, Ахиман вә Талмайларниң җамаәтлирини қоғлап чиқарди.
Josh UyCyr 15:15  Калиб Қирят-Арба зиминидин өтүп, Дибир (илгири Қиръат-Сефәр дәп атилатти) шәһиригә һуҗум қилди.
Josh UyCyr 15:16  Йәһуда қәбилисиниң башлиғи Калиб: — Қиръат-Сефәр шәһирини ким алса, қизим Аксаһни шуниңға беримән, — деди.
Josh UyCyr 15:17  У шәһәрни Калибниң иниси Қеназниң оғли Отниел алди. Калиб қизи Аксаһни униңға бәрди.
Josh UyCyr 15:18  Бир күни Аксаһ атисини йәнә бир парчә йәр беришкә мақул кәлтүрүш үчүн униң алдиға барди. Аксаһ ешәктин чүшүши биләнла атиси униңдин: — Немигә кәлдиң? — дәп сориди.
Josh UyCyr 15:19  Аксаһ: — Мән пәқәт бирла нәрсә тәләп қилип кәлдим. Ата, маңа булиғи бар йәрләрдин бәрсиңиз, чүнки маңа бәргән йәрлириңизниң һәммиси җәнубий чөллүктики йәрләр екән, — деди. Шуниң билән Калиб жуқури вә төвәндики булақларни униңға бәрди.
Josh UyCyr 15:20  Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә җамаәтләр бойичә тәхсим қилип берилгән шәһәрләр.
Josh UyCyr 15:21  Җәнупниң әң четидики Идом чегарисиға йеқин шәһәрләр: Қабзиел, Әдәр, Ягур,
Josh UyCyr 15:25  Хазор-Хадатта, Қирийот-Хәзрон (йәни Хазор),
Josh UyCyr 15:27  Хазар-Гадда, Хәшмон, Бәйт-Пәләт,
Josh UyCyr 15:28  Хазар-Шуал, Бәәршәба, Бизйотия
Josh UyCyr 15:31  Зиқлақ, Мадманна, Сансанна,
Josh UyCyr 15:32  Либаот, Шилхим, Айин вә Риммонлардин ибарәт җәми 29 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:33  Ғәрбий идирлиқтики шәһәрләр: Әштаол, Зоръаһ, Ашнаһ,
Josh UyCyr 15:34  Зановах, Енганним, Таппувах, Енам,
Josh UyCyr 15:35  Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азеқа,
Josh UyCyr 15:36  Шаарайим, Адитайим, Гидера, йәни Гидеротайим қатарлиқ җәми 14 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:37  Буниңдин башқа Зинан, Хадаша, Мигдал-Гад,
Josh UyCyr 15:41  Гидерот, Бәйт-Дагон, Наама, Маққедалардин ибарәт җәми 16 шәһәр вә әтрапидики йезилар
Josh UyCyr 15:42  вә йәнә Либнаһ, Әтәр, Ашан,
Josh UyCyr 15:44  Қийлаһ, Акзиб, Мареша қатарлиқ җәми тоққуз шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:45  Җүмлидин Әқрон вә әтрапидики йезилар
Josh UyCyr 15:46  вә Әқрондин тартип Оттура деңизғичә болған Ашдод йенидики барлиқ шәһәрләр
Josh UyCyr 15:47  һәм Ашдод, Газа әтрапидики йезилар билән қошулуп, Мисир чегарисидики дәрияға вә Оттура деңиз яқисиға баратти.
Josh UyCyr 15:48  Тағлиқ районлардики шәһәрләр: Шамир, Яттир, Сокоһ
Josh UyCyr 15:49  Даннаһ, Қирят-Саннаһ (йәни Дибир),
Josh UyCyr 15:51  Гошән, Холон, Гилоһ қатарлиқ 11 шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:52  Униңдин башқа Араб, Думаһ, Әшъан,
Josh UyCyr 15:53  Янум, Бәйт-Таппувах, Афеқа,
Josh UyCyr 15:54  Хумтаһ, Қирят-Арба (йәни Һиброн) Зиор қатарлиқ җәми тоққуз шәһәр вә әтрапидики йезилар
Josh UyCyr 15:55  һәм Маон, Кармәл, Зиф, Йуттаһ,
Josh UyCyr 15:56  Йизриәл, Йоқдиам, Зановах,
Josh UyCyr 15:57  Қайин, Гибъаһ вә Тимнаһ қатарлиқ җәми он шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:58  Җүмлидин Халхул, Бәйтзур, Гидор,
Josh UyCyr 15:59  Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтиқон қатарлиқ алтә шәһәр вә әтрапидики йезилар
Josh UyCyr 15:60  һәм Қирян-Баал (йәни Қирят-Йиарим), Раббаһ қатарлиқ икки шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:61  Чөлдики шәһәрләр: Бәйт-Араба, Миддин, Сикака,
Josh UyCyr 15:62  Нибшан, Туз шәһири вә Енгәди қатарлиқ алтә шәһәр болуп, әтрапидики йезиларму буларниң ичидә.
Josh UyCyr 15:63  Лекин Йәһуда қәбилисидикиләр Йерусалимдики йибусларни қоғлап чиқириветшкә амалсиз қалғачқа, йибуслар һазирға қәдәр Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә шу йәрдә яшап кәлмәктә.