Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Josh UyCyr 10:1  Йерусалимниң падишаси Адони-Зидик Йошуваниң Ериха шәһирини вәйран қилип, падишасини өлтүргәнлигини вә шуниңға охшаш, Ай шәһириниму тәл-төкүз вәйран қилип, падишасини өлтүргәнлигини аңлиди. У йәнә гибъонлуқларниң исраиллар билән течлиқ келишими түзүп, исраиллар арисида яшаватқанлиғини аңлиди.
Josh UyCyr 10:2  Падиша Адони-Зидик бу ишларни аңлап, интайин қорқти. Чүнки Гибъон шәһири Ай шәһиридинму чоң болуп, падишаси бар бирнәччә шәһәргә тәң еди. Адәмлириму батур еди.
Josh UyCyr 10:3  Йерусалимниң падишаси Адони-Зидик, Һиброн падишаси Һоһам, Ярмут падишаси Пиръам, Лакиш падишаси Яфия вә Әглон падишаси Дибирға әлчи әвәтип, уларға мундақ деди:
Josh UyCyr 10:4  — Силәр келип Гибъон шәһиригә һуҗум қилишимға ярдәм бериңлар. Чүнки улар Йошува вә исраиллар билән течлиқ келишими түзүшүпту.
Josh UyCyr 10:5  Шуниң билән аморларниң бәш падишаси — Йерусалим падишаси, Һиброн падишаси, Ярмут падишаси, Лакиш падишаси вә Әглон падишаси бирлишип қошунлирини елип, Гибъонға атланди. Улар Гибъонни қоршап һуҗум қилди.
Josh UyCyr 10:6  Гибъонлуқлар Гилгалдики Йошуваниң қараргаһиға җиддий адәм әвәтип, Йошувадин: «Тағлиқ районлардики аморларниң падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, тезликтә келип бизгә ярдәм бериңлар, бизни қутқузувелиңлар, биз қуллириңизни ташлап қоймаңлар!» дәп өтүнүп сорашти.
Josh UyCyr 10:7  Йошува әң чәбдәс батурларни өз ичигә алған барлиқ қошунни башлап, Гилгалдин қозғилип Гибъонға қарап йолға чиқти.
Josh UyCyr 10:8  Бу чағда Пәрвәрдигар Йошуваға: — Улардин қорқма, чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурғанмән. Улардин һечким саңа қарши туралмайду, — деди.
Josh UyCyr 10:9  Йошува Гилгалдин чиқип, кечичә тохтимай жүрүш қилип, аморлар қошуниға туюқсиз һуҗум қилди.
Josh UyCyr 10:10  Пәрвәрдигар аморлар қошунини патипарақчилиққа чүширип қойди. Исраиллар қошуни аморларниң көп қисмини Гибъонда қирип ташлиди һәм дүшмән қошунини Бәйт-Хорон шәһиригичә қоғлап, йол бойи қирип меңип, Азеқа шәһири вә Маққеда шәһиригә барғичә йәнә бир қисмини қирип ташлиди.
Josh UyCyr 10:11  Аморларниң қалған қошуни Бәйт-Хорон шәһиригә йеқин болған даванға қечип Азеқа шәһиригә барғичә, Пәрвәрдигар йол бойи асмандин шиддәтлик мөлдүр яғдуруп, уларниң йәнә бир қисмини йоқатти. Шиддәтлик мөлдүрдә өлгәнләр Исраилларниң қиличида өлгәнләрдинму көп болди.
Josh UyCyr 10:12  Пәрвәрдигар исраилларға ғалибә ата қилип, аморларни мәғлуп қилған күни Йошува исраил хәлқиниң алдида Пәрвәрдигарға: «Қуяш Гибъон асминида тохтап турсун, ай Айялон җилғисида тохтап турсун», дәп дуа қилған еди.
Josh UyCyr 10:13  Шуниң билән исраиллар дүшминини мәғлуп қилғичә, қуяш билән ай өз җайида тохтап турди. Қуяшниң тәхминән пүтүн бир күн олтармай, асманниң нәқ оттурисида тохтап турғанлиғи тоғрисидики бу вақиә «Яшар» дегән китапта тилға елинған әмәсму!
Josh UyCyr 10:14  Пәрвәрдигарниң Йошуваниң дуасини иҗавәт қилип бәргәнлигигә охшаш бундақ иш униңдин бурунму вә униңдин кейинму болуп бақмиди. Шу күни Пәрвәрдигар һәқиқәтән исраиллар үчүн җәң қилған еди.
Josh UyCyr 10:15  Уруштин кейин Йошува билән исраилларниң пүтүн қошуни өзлириниң Гилгалдики қараргаһиға қайтишти.
Josh UyCyr 10:16  Урушта аморларниң бәш падишаси қечип кетип, Маққедадики бир өңкүргә йошурунувалған еди.
Josh UyCyr 10:17  Йошува аморларниң бәш падишасиниң Маққедадики бир өңкүргә йошурунувалған йеридин тепилғанлиғини аңлап,
Josh UyCyr 10:18  қошунлириға: — Бирнәччә адәм қорам ташлар билән өңкүрниң ағзини етип қоюп, у йәрни күзәт қилсун.
Josh UyCyr 10:19  Қалғанлириңлар қачқан дүшмәнниң арқисидин давамлиқ қоғлап һуҗум қилиңлар. Уларниң өз шәһәрлиригә киривелишиға йол қоймаңлар. Пәрвәрдигариңлар Худа уларни қолуңларға тапшуруп бериду, — дәп буйруқ қилди.
Josh UyCyr 10:20  Йошува вә исраил қошуни уларниң һәммисини дегидәк йоқатти. Аз бир қисми сепиллири мустәһкәм шәһәрләргә қечип киривалди.
Josh UyCyr 10:21  Исраил қошуни Маққедадики қараргаһиға, йәни Йошуваниң йениға сақ-саламәт қайтип кәлди. Шуниңдин етиварән һечким исраилларға қарши бир еғиз гәп қилишқиму петиналмиди.
Josh UyCyr 10:22  Йошува адәмлиригә буйруп: — Өңкүрниң еғизини ечип, бәш падишани елип келиңлар! — деди.
Josh UyCyr 10:23  Улар Йерусалим падишаси Һиброн падишаси, Ярмут падишаси, Лакиш падишаси вә Әглон падишасини елип кәлди.
Josh UyCyr 10:24  Улар елип келингәндә, Йошува барлиқ исраил қошунини жиғип, уларниң ләшкәр башлириға: — Бу падишаларниң бойниға дәссәңлар! — деди. Ләшкәр башлири униң дегинидәк қилишти.
Josh UyCyr 10:25  Йошува қошунлириға: — Һәргиз қорқмаңлар һәм һодуқмаңлар! Қәйсәр вә җасарәтлик болуңлар! Пәрвәрдигар силәргә қарши чиқмақчи болған барлиқ дүшмәнлириңларниму мошундақ күнгә қойиду, — деди.
Josh UyCyr 10:26  Кейин Йошува бәш падишани өлтүрүп, уларни бәш дәрәқкә есип қоюшқа буйруқ қилди. Кәч киргичә бу җәсәтләр дәрәқтә есиқлиқ турди.
Josh UyCyr 10:27  Күн патқанда Йошува падишаларниң җәсидини дәрәқтин чүширип, уларни өзлири йошурунувалған өңкүргә ташлап, өңкүрниң еғизини қорам ташлар билән етиветишкә буйруди. Бу ташлар һазирму шу йәрдә бар.
Josh UyCyr 10:28  Шу вақитта Йошува Маққеда шәһирини егиләп, бу шәһәрниң падишаси вә барлиқ адәмлирини бирниму тирик қалдурмай, қилич билән һәммисини тәл-төкүз йоқатти. Улар бу шәһәрниң падишасиниму Ериха шәһириниң падишасини өлтүргәнгә охшаш өлтүрди.
Josh UyCyr 10:29  Кейин Йошува исраил қошунини башлап берип, Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди.
Josh UyCyr 10:30  Пәрвәрдигар Либнаһ шәһириниң падишасини вә униң барлиқ адәмлирини исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар бу шәһәрниң барлиқ адәмлирини бирниму тирик қалдурмай қилич билән һәммисини тәл-төкүз қирип ташлиди. Улар бу шәһәрниң падишасиниму худди Ериха шәһириниң падишасини өлтүргәнгә охшаш өлтүрди.
Josh UyCyr 10:31  Кейин Йошува исраил қошунини башлап Либнаһдин чиқип, Лакиш шәһиригә жүрүш қилди. Улар шәһәрни қоршап һуҗум башлиди.
Josh UyCyr 10:32  Иккинчи күни Пәрвәрдигар Лакиш шәһирини исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар Либнаһ шәһиригә охшаш, бу шәһәрниң барлиқ адәмлириниму қилич билән қирип ташлиди.
Josh UyCyr 10:33  Бу чағда Гәзәрниң падишаси Һорам қошун башлап, шәһәрдикиләргә ярдәмгә кәлгән еди. Амма Йошува Һорам падиша вә униң қошуниниму қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди.
Josh UyCyr 10:34  Йошува барлиқ исраил қошунини башлап, Лакиштин чиқип, Әглон шәһиригә жүрүш қилди. Улар шәһәрни қоршап һуҗум башлиди.
Josh UyCyr 10:35  Шу күни исраиллар бу шәһәрни егиләп, барлиқ хәлиқни қилич билән қирип ташлиди. Улар Лакиштикигә охшаш, бу шәһәрниң барлиқ адәмлириниму тәл-төкүз йоқатти.
Josh UyCyr 10:36  Йошува исраил қошунини башлап, Әглондин Һиброн шәһиригә жүрүш қилип, бу шәһәргә һуҗум қилди.
Josh UyCyr 10:37  Улар бу шәһәрниму егиләп, барлиқ адәмлирини қилич билән қирип ташлиди, падишасиниму өлтүрди, һечким тирик қалмиди. Улар шәһәр әтрапидики йезилардики адәмләрниму тирик қоймиди. Улар худди Әглонда қилғанға охшаш, бу шәһәрниң адәмлириниму тәл-төкүз йоқатти.
Josh UyCyr 10:38  Кейин Йошува йәнә исраил қошунини башлап кәйнигә йенип, Дибир шәһиригә һуҗум қилди.
Josh UyCyr 10:39  Исраиллар бу шәһәрни егиләп, униң падишасини тутуп бу шәһәрниң әтрапидики йезиларниму қошуп егилиди. Улар падишани вә барлиқ адәмлирини қилич билән тәл-төкүз қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди. Улар Һиброн, Либнаһ вә уларниң падишалирини қандақ қилған болса, Дибирниму худди шуниңға охшаш қилди.
Josh UyCyr 10:40  Шундақ қилип, Йошува җәнуптики барлиқ зиминни, йәни тағлиқ районларни, Нәгеб чөллүгини, ғәрбий идирлиқларни вә тағ бағирлирини өз ичигә алған барлиқ зиминларниң падишалирини хәлқи билән қошуп бойсундурди. Улар Пәрвәрдигар — өзлири етиқат қилип кәлгән Худаниң буйруғи бойичә бу зиминлардики барлиқ хәлиқни тәл-төкүз қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди.
Josh UyCyr 10:41  Йошува Кадеш-Барнея шәһири билән Газа шәһириниң оттурисидики зиминларни вә Гошәнгә тәвә болған зиминлардин тартип Гибъон шәһиригичә болған пүткүл зиминни бойсундурди.
Josh UyCyr 10:42  Йошува бу бир қетимлиқ жүрүшидә у йәрләрдики падишаларни бойсундуруп, барлиқ зиминни егилиди. Чүнки Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа исраиллар үчүн җәң қилған еди.
Josh UyCyr 10:43  Уруштин кейин Йошува барлиқ исраил қошуни билән өзлириниң Гилгалдики қараргаһиға қайтишти.