Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 24
Josh UyCyr 24:1  Йошува исраилларниң һәммә қәбилилирини һәм уларниң ақсақаллирини, башлиқлирини, сотчилирини вә сәрдарлирини Шәкәмгә чақирди. Улар Худаниң һозуриға кәлди.
Josh UyCyr 24:2  Йошува пүтүн хәлиққә мундақ деди: — Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа шундақ дәйдуки: «Қедимки заманда Тәраһ һәм униң оғуллири Нахор билән Ибраһим вә башқа әҗдадиңлар Фират дәриясиниң қарши тәрипидә яшатти, улар башқа илаһларға чоқунатти.
Josh UyCyr 24:3  Мән әҗдадиңлар Ибраһимни Фират дәриясиниң қарши тәрипидин елип келип, уни башлап Қананниң пүтүн зиминини кезип, Исһақни униңға ата қилип, шу арқилиқ Ибраһимниң уруғини көпәйттим.
Josh UyCyr 24:4  Исһаққа икки оғул, йәни Яқуп билән Әсавни бәрдим. Мән Сәирдики тағлиқ районни Әсавға бәрдим. Лекин Яқуп әвлатлири билән Мисирға кәтти.
Josh UyCyr 24:5  Кейин Мән Муса билән Һарунни Мисирға әвәтип, мисирлиқларға зор балаю-апәт яғдуруп, силәрни у йәрдин елип чиқтим.
Josh UyCyr 24:6  Әҗдадиңларни Мисирдин елип чиққандин кейин, улар Қизил деңизға кәлди. Мисирлиқлар җәң һарвулири вә атлиқлар билән уларни Қизил деңизғичә қоғлап кәлди.
Josh UyCyr 24:7  Улар Мениң өзлирини қутқузувелишимни мураҗиәт қилди. Бу чағда Мән зиминға қараңғулуқ чүширип, силәрни мисирлиқлардин айривәттим һәм мисирлиқларниң үстигә деңиз сүйини бастуруп, уларни деңизға ғәриқ қиливәттим. Мениң мисирлиқларға қандақ қилғанлиғимни силәр өз көзүңлар билән көрдүңлар. Әҗдадиңлар узун вақит чөл-баяванда яшиди.
Josh UyCyr 24:8  Кейин Мән силәрни Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғидики аморларниң зиминиға елип бардим. Аморлар силәргә қарши җәң қилған еди, лекин Мән уларни силәрниң қолуңларға чүширип, уларниң үстидин ғалибә қилдурдум. Мән силәрниң көз алдиңларда уларни йоқаттим.
Josh UyCyr 24:9  Кейин Моаб падишаси — Зиппорниң оғли падиша Балақ силәргә қарши җәң қилди. Силәргә ләнәт ейтиш үчүн Биорниң оғли Билъамни чақиртти.
Josh UyCyr 24:10  Лекин Мән Билъамниң сөзигә қулақ салмидим, Мән уни силәргә бәхит тиләткүздүм. Шундақ қилип, силәрни Балақниң қолидин қутқузувалдим.
Josh UyCyr 24:11  Силәр Иордан дәриясидин өтүп, Ериха шәһиригә кәлгиниңларда, ерихалиқлар силәргә қарши җәң қилди. Аморлар, пәриззиләр, қананлиқлар, хитлар, гиргашлар, хивлар һәм йибусларму силәргә қарши җәң қилди. Лекин Мән уларни силәрниң қолуңларға чүширип бәрдим.
Josh UyCyr 24:12  Мән силәрниң алдиңларда уларни паракәндичиликкә селип, аморларниң икки падишасини қоғлап чиқардим. Бу һәргизму силәрниң уларға оқ-я етип, қилич чепишиңлар билән қолға кәлгән иш әмәс.
Josh UyCyr 24:13  Мән ата қилған бу зиминларға силәр өз әмгигиңлар билән егә болған әмәс. Мән силәргә ата қилған бу шәһәрләрни силәр қурған әмәс, силәр һазир у йәрләрдә яшаватисиләр. Силәрниң йәватқиниңлар өзәңлар тикип өстүргән үзүм вә зәйтунләр әмәс».
Josh UyCyr 24:14  Йошува гепини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди: — Силәр әнди Пәрвәрдигарға бойсунуп, Униңға сәмимий вә садақәтлик билән ибадәт қилиңлар! Әҗдатлириңлар Фират дәриясиниң қарши тәрипидә вә Мисирда чоқунған илаһларни йоқитип, пәқәт Пәрвәрдигариңларғила ибадәт қилиңлар!
Josh UyCyr 24:15  Әгәр силәр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишни халимисаңлар, әҗдатлириңлар илгири Фират дәриясиниң қарши тәрипидә чоқунған илаһ вә силәр һазир туруватқан җайдики аморлар чоқунидиған илаһларға чоқунамсиләр? Бүгүн қарар қилиңлар! Мән вә аиләм болса Пәрвәрдигаримизға хизмәт қилимиз!
Josh UyCyr 24:16  Пүтүн хәлиқ җавап берип: — Худа сақлисун, биз Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға чоқунидиған ишни мәңгү қилмаймиз!
Josh UyCyr 24:17  Пәрвәрдигаримиз Худа әҗдатлиримизни вә бизни Мисирдики қуллуқтин қутқузуп чиқти. Униң көрсәткән мөҗүзилирини өз көзүмиз билән көрдуқ. Биз бесип өткән барлиқ зиминлардики ят хәлиқләрдин бизни аман-есән сақлап кәлди.
Josh UyCyr 24:18  Пәрвәрдигар бизниң көз алдимизда бу йәрдә яшайдиған барлиқ аморларни вә башқа ят хәлиқләрни қоғлап чиқарди. Шуңа биз Пәрвәрдигарға хизмәт қилимиз. У бизниң Худайимиздур! — дейишти.
Josh UyCyr 24:19  Йошува хәлиқни агаһландуруп: — Силәр Пәрвәрдигарға хизмәт қилишни аддий иш дәп ойлимаңлар. Чүнки У муқәддәстур, башқа илаһларға чоқунушуңларға қизғинидиған Худадур. У силәрниң гуна өткүзүшүңларни, Униңға вапасизлиқ қилишиңларни кәчүрмәйду.
Josh UyCyr 24:20  Пәрвәрдигаримиз силәргә шунчә шәпқәт қилған турса, силәр йәнә Униңдин йүз өрүп, ят хәлиқләрниң илаһлириға ибадәт қилсаңлар, Уму силәрдин йүз өрүп, бешиңларға зор балаю-апәт яғдуруп, силәрни қирип ташлайду, — деди.
Josh UyCyr 24:21  Пүтүн хәлиқ Йошуваға: — Яқ! Биз чоқум Пәрвәрдигарға хизмәт қилимиз! — деди.
Josh UyCyr 24:22  Йошува хәлиққә: — Силәр бүгүн өз Пәрвәрдигариңларға хизмәт қилиш йолини таллидиңлар. Буниңға өзәңлар гувадурсиләр, — деди. — Һә-ә, өзимиз гува болимиз, — деди пүтүн хәлиқ.
Josh UyCyr 24:23  Йошува уларға йәнә: — Шундақ екән, силәр араңлардики барлиқ ят хәлиқләрниң бутлирини чеқип ташлап, Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға садиқ болуңлар, — дәп мураҗиәт қилди.
Josh UyCyr 24:24  Пүтүн хәлиқ Йошуваға: — Биз чоқум Пәрвәрдигаримиз Худаға хизмәт қилип, Униң әмирлиригә бойсунимиз, — деди.
Josh UyCyr 24:25  Шу күни Йошува Шәкәмдә пүтүн хәлиққә вакаләтән Пәрвәрдигар билән келишим түзүп, уларниң әмәл қилиши үчүн қаидә-низамларни қайта бәкитти.
Josh UyCyr 24:26  Һәм Йошува бу сөзләрни Худаниң тәлимлири йезилған хатирә китапқа киргүзди. Андин Йошува бир қорам ташни Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһи йенидики пистә дәриғи түвигә хатирә қилип тиклиди.
Josh UyCyr 24:27  Йошува пүтүн хәлиққә: — Қараңлар, мана бу қорам таш Пәрвәрдигарниң бизгә қилған һәммә сөзлирини аңлиди. Шуңа силәр Худаға бәргән вәдәңләрдә турмисаңлар, бу таш силәргә қарши гува болиду, — деди.
Josh UyCyr 24:28  Кейин Йошува хәлиққә иҗазәт берип, һәрқайсисини өзлиригә тәхсим қилинған зиминлириға қайтурди.
Josh UyCyr 24:29  Шу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң хизмәткари, йәни Нунниң оғли Йошува аләмдин өтти. У аләмдин өткәндә 110 яшта еди.
Josh UyCyr 24:30  Исраиллар уни өз жутида, йәни Гааш теғиниң шимал тәрипигә җайлашқан Әфрайим тағлиқ райондики Тимнат-Сәрахқа дәпнә қилди.
Josh UyCyr 24:31  Йошува һаят вақтида исраиллар садиқлиқ билән Пәрвәрдигарға хизмәт қилип кәлди. У аләмдин өткәндин кейин, Пәрвәрдигар исраилларға қилип бәргән һәммә ишларни өз көзи билән көргән ақсақаллар һаят вақтидиму, исраиллар давамлиқ Пәрвәрдигарға хизмәт қилип кәлди.
Josh UyCyr 24:32  Исраиллар Мисирдин елип чиққан Йүсүпниң сүйигини Шәкәмдә, йәни Яқуп бурун Шәкәмниң атиси Хаморниң оғуллиридин 100 күмүч тәңгигә сетивалған йәргә дәпнә қилди. Бу йәр Йүсүпниң әвлатлириға тәхсим қилинған зиминда еди.
Josh UyCyr 24:33  Һарунниң оғли Әлъазарму аләмдин өтүп, Әфрайим тағлиқ районидики Гибъаһ шәһиригә дәпнә қилинди. Бу шәһәр униң оғли Пинихасқа тәхсим қилип берилгән еди.