Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
Josh UyCyr 11:1  Хазор падишаси Ябин бу ишларни аңлиған һаман, әтраптики падишаларға, йәни Мадон падишаси Йобабқа, Шимрон падишаси вә Акшаф падишасиға,
Josh UyCyr 11:2  шималий тағлиқ районлардики падишаларға йәнә Җәлилийә көлиниң җәнуп тәрипигә җайлашқан Араба районидики падишаларға, ғәрбий идирлиқлардики падишаларға, ғәрип тәрәпкә җайлашқан Нафот-Дор зиминидики падишаларға,
Josh UyCyr 11:3  ғәрбий Қанан вә шәрқий Қанан зиминидики падишаларға, Амор падишалириға, хитлар, пәриззиләр, тағлиқ районлардики йибуслар вә Мизпаһ зиминиға қарашлиқ Хәрмон тағ етәклиридики шәһәрләрдә яшайдиған хивларға хәвәр әвәтти.
Josh UyCyr 11:4  Бу падишалар барлиқ қошунлирини башлап кәлди. Уларниң қошунлири сан-санақсиз болуп, худди деңиз бойидики қумдәк көп еди. Уларниң нурғун ат вә җәң һарвулири бар еди.
Josh UyCyr 11:5  Бу падишалар бирлишип, исраиллар билән уруш қилиш үчүн қошунлирини башлап, Мером йенидики су бойлириға баргаһ қурди.
Josh UyCyr 11:6  Пәрвәрдигар Йошуваға йәнә мундақ деди: — Улардин қорқма, Мән әтә мошу вақитқичә уларниң һәммисиниң җәсидини силәргә тапшуруп беримән. Сән уларниң атлириниң сиңирини кесивәт, җәң һарвулирини көйдүрүп ташла.
Josh UyCyr 11:7  Шуниң билән Йошува барлиқ қошунни башлап Мером йенидики су бойлириға җайлашқан дүшмәнләрниң үстигә туюқсиз бесип келип, һуҗум қилди.
Josh UyCyr 11:8  Пәрвәрдигар дүшмәнләрни исраилларниң қолиға чүширип бәрди. Исраиллар уларни бүйүк Сидон шәһири вә Мисрефот-Майимғичә, шундақла Мизпаһ җилғисиниң шәрқиғичә қоғлап берип, бирму адәмни тирик қалдурмиди.
Josh UyCyr 11:9  Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк, уларниң атлириниң сиңирини кесиветип, җәң һарвулирини көйдүрүп ташлиди.
Josh UyCyr 11:10  Йошува қошунини башлап кәйнигә қайтип, Хазор шәһирини егилиди вә падишасини қилич билән өлтүрди. Хазор падишаси шу чағда шу җайдики барлиқ падишалиқларни башқуратти.
Josh UyCyr 11:11  Исраиллар Хазор шәһиридики барлиқ адәмләрни қилич билән тәл-төкүз йоқитип, һечқандақ тирик җан қалдурмиди, шәһәрниму көйдүрүп ташлиди.
Josh UyCyr 11:12  Йошува Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң буйруғини бойичә, шималдики барлиқ шәһәрләрни егиләп, уларниң падишалирини тәл-төкүз өлтүрди. Бу шәһәрләрдики барлиқ адәмләрни қилич билән қирғин қилди.
Josh UyCyr 11:13  Исраиллар Хазор шәһиридин башқа дөңлүкләргә қурулған шәһәрләрни көйдүрмиди.
Josh UyCyr 11:14  Исраиллар бу шәһәрләрдики уруш олҗилири вә мал-чарвиларни өзлиригә қалдуруп, барлиқ адәмләрни қилич билән қирип ташлап, һечкимни тирик қалдурмиди.
Josh UyCyr 11:15  Бу ишларни Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Йошуваға тапшурған еди. Йошува Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғанлирини бирниму қалдурмай бәҗа кәлтүрди.
Josh UyCyr 11:16  Йошува барлиқ зиминни — шималий тағлиқ районлар, пүткүл Нәгеб чөллүги, пүткүл Гошән зимини, ғәриптики идирлиқлар, Араба райони, Җәлилийәдики тағлиқ районлар вә идирлиқларни бойсундурди.
Josh UyCyr 11:17  Исраилларниң зимини җәнупта Сәирниң йенидики Халақ теғидин башлинип, шималда Ливан җилғисиниң Хәрмон теғи бағридики Баалгад шәһиригичә кәңәйди. Йошува бу зиминлардики барлиқ падишаларни йоқатти.
Josh UyCyr 11:18  Исраиллар бу падишалар билән узун мәзгил уруш қилди.
Josh UyCyr 11:19  Бу зиминларда яшайдиған Гибъондики хивлардин башқа һечким исраиллар билән течлиқ келишими түзмигән еди, шуңа исраиллар уларниң шәһәрлириниң һәммисини егилиди.
Josh UyCyr 11:20  Пәрвәрдигар бу падишаларни җаһил қилип қойған еди. Шуңа улар исраиллар билән уруш қилишти. Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәргә буйруғини бойичә исраиллар уларниң һәммисини рәһим қилмай тәл-төкүз йоқатти.
Josh UyCyr 11:21  Бу чағда Йошува тағлиқ районларда яшаватқан анақларни йоқатти. Улар Һиброн, Дибир, Анаб шәһәрлиридә һәм җәнуп вә шималдики пүтүн тағлиқ районларда яшатти. Йошува уларни шәһәрлири билән тәл-төкүз йоқатти.
Josh UyCyr 11:22  Исраилларниң зимини ичидә анақларниң әвлатлиридин һечким қалмиди. Бирақ улардин азғина бир қисми Газа, Гат, вә Ашдод шәһәрлиридә қелип қалди.
Josh UyCyr 11:23  Худди Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә буйруғинидәк, Йошува барлиқ зиминларни өз илкигә алди. У бу зиминларни Исраилларниң қәбилилиригә тәхсим қилип бәрди. Шуниңдин кейин бу зиминда уруш ахирлашти.