Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 7
Josh UyCyr 7:1  Исраиллар Пәрвәрдигарға атап тәл-төкүз йоқитилидиған нәрсиләрдә садақәтсизлик қилип, гуна өткүзди. Акан исимлиқ бир киши Пәрвәрдигарға аталған нәрсиләрдин бир қисмини тиқивалди, шуниң билән Пәрвәрдигар исраиллардин интайин ғәзәпләнди. Акан болса Йәһуда қәбилисидин болған Зәрахниң оғли Забдиниң әвлади болуп, Карминиң оғли еди.
Josh UyCyr 7:2  Йошува бирнәччә адәмни Ериха шәһиридин Бәйтәл шәһириниң шәрқидики Бәйтъавән шәһиригә йеқин Ай шәһиригә әвәтти. Йошува уларға: — Силәр бу зиминға берип чарлап келиңлар, — деди. Шуниң билән у кишиләр Ай шәһирини чарлап келишкә жүрүп кәтти.
Josh UyCyr 7:3  Улар қайтип келип, Йошуваға мундақ деди: — Ай шәһириниң адими аз екән, шуңа барлиқ адимимизниң һуҗумға өтүшиниң һаҗити йоқ екән, пәқәт икки-үч миң адәм барсила у шәһәрни ишғал қилғили болғидәк. Адәмлиримизниң һәммиси берип аварә болмисун!
Josh UyCyr 7:4  Шуниң билән Ай шәһиригә исраиллардин тәхминән үч миң адәмла барди. Бирақ Ай шәһириниң адәмлири уларни мәғлуп қилип қоғлавәтти.
Josh UyCyr 7:5  Ай шәһириниң адәмлири исраилларни шәһәр дәрвазисидин таш қезиш орниғичә қоғлап-сүрүп берип, исраиллар дөңлүктин төвән тәрәпкә чекиниватқанда, тәхминән 36 адимини өлтүрүвәтти. Буни көрүп исраиллар интайин қорқуп, жүрәклири су болуп кәтти.
Josh UyCyr 7:6  Йошува вә исраилларниң ақсақаллири бу әһвални көрүп интайин қайғурди. Улар кийимлирини житишип, башлириға топа чечип, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи алдида йүзини йәргә йеқип дүм ятти. Улар гугум чүшкичә шундақ қилди.
Josh UyCyr 7:7  Андин Йошува мундақ деди: — Әй Егәм Пәрвәрдигар! Сән немә үчүн бизни Иордан дәриясидин өткүзүп аморларниң қоли билән вәйран қилмақчи болисән? Буниңдин көрә бизниң Иордан дәриясиниң у қетида яшиғинимиз әвзәл әмәсмеди!
Josh UyCyr 7:8  Әй Егәм! Исраиллар дүшмәндин қечип кәлди. Әнди мән немә дәләләймән?
Josh UyCyr 7:9  Буниңдин қананлиқлар вә бу зиминда яшаватқан барлиқ хәлиқ хәвәр тапиду. Әнди улар бизни қоршайду вә намимизни йәр йүзидин йоқ қилиду. У чағда улуқ намиңни қандақ қоғдап қалисән?
Josh UyCyr 7:10  Пәрвәрдигар Йошуваға мундақ деди: — Орнуңдин тур! Сән немә үчүн йүзүңни йәргә йеқип, дүм ятисән?
Josh UyCyr 7:11  Исраиллар өзлири билән түзгән келишимимгә хилаплиқ қилип гуна өткүзди. Улар ялғанчилиқ қилип, Маңа атап тәл-төкүз йоқитилидиған нәрсиләрни өз бисатиға қошувелип, хиянәт қилди.
Josh UyCyr 7:12  Шуниң үчүн исраиллар дүшмәнлиригә тақабил туралмай, улардин йеңилип, арқисиға қарап қачти. Һазир исраилларниң өзи һалакәткә йүзләнди. Силәр тиқивалған нәрсиләрни йоқатмиғичә, Мән силәргә яр болмаймән.
Josh UyCyr 7:13  Орнуңдин тур! Әнди исраил хәлқини пакла. Уларға: «Өзәңларни әтики күн үчүн тәйярлап паклаңлар. Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹Әй исраиллар, Маңа аталған нәрсиләрни тиқивалдиңлар! Силәр бу нәрсиләрни йоқатмиғичә дүшминиңларға тақабил туралмайсиләр!› дәйду», дегин.
Josh UyCyr 7:14  Әтигәндә силәр қәбилиләр бойичә җәм болуңлар. Пәрвәрдигариңлар көрсәткән қәбилә өз җамаәтлири билән алдиға чиқсун. Пәрвәрдигар көрсәткән җамаәт өз аилилири бойичә алдиға чиқсун. Пәрвәрдигар көрсәткән аилә аилә әзалири билән алдиға чиқсун.
Josh UyCyr 7:15  Пәрвәрдигарға аталған нәрсиләргә хиянәт қилған киши шу нәрсиләр билән биргә көйдүрүлсун. Чүнки у исраиллар арисида шәрмәндә иш қилип, Пәрвәрдигарниң келишимини бузди.
Josh UyCyr 7:16  Әтиси әтигәндә Йошува исраил қәбилилирини жиғди, улардин Йәһуда қәбилиси талланди.
Josh UyCyr 7:17  Шуниң билән Йәһуда қәбилисидики җамаәтләр алдиға чиқти, булардин Зәрах җамаити талланди. Андин кейин Зәрах җамаити аилилири билән алдиға чиқти, улардин Забди аилиси талланди.
Josh UyCyr 7:18  Андин Забди аилисиниң адәмлири бир-бирләп алдиға чиқти, буларниң ичидин Акан талланди. Акан болса Йәһуда қәбилисидин болған Карминиң оғли еди. Карми болса Забдиниң оғли, Забди болса Зәрахниң оғли еди.
Josh UyCyr 7:19  Йошува Аканға: — Оғлум раст гәп қилип, Худаниң — исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигарниң алдида йүзимизни йоруқ қилғин. Маңа немә иш қилғиниңни йошурмай ейтқин, — деди.
Josh UyCyr 7:20  Акан иқрар қилип, Йошуваға мундақ деди: — Раст ейттиң, мән исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигарниң алдида гуна өткүздүм.
Josh UyCyr 7:21  Мән урушта алған олҗиларниң ичидә Бабилниң бир чирайлиқ тони, бәш қадақ күмүч вә еғирлиғи бир қадақтин ашидиған чока алтунни көргинимдә уларни еливалғум кәлди. Улар һазир чедиримниң ичидә күмүч билән биргә йәргә көмүклүк.
Josh UyCyr 7:22  Йошува Аканниң чедириға адәм әвәтти. Улар тез берип, Аканниң чедиридин йошурулған нәрсиләрни тапти, күмүчму шу нәрсиләрниң астида еди.
Josh UyCyr 7:23  Улар у нәрсиләрни Йошува вә барлиқ исраилларниң алдиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида яйди.
Josh UyCyr 7:24  Андин Йошува билән барлиқ исраил хәлқи Зәрахниң оғли Аканни, күмүч, чока алтун, тон, оғул-қизлири, кала-қой, ешәк, чедири вә бар бисати билән «Балаю-апәт җилғисиға» елип кәлди.
Josh UyCyr 7:25  Андин Йошува Аканға: — Сән немә үчүн бизгә бу балаю-апәтни елип келисән? Әнди Пәрвәрдигар саңа бала-қаза елип келиду, — деди. Шуниң билән барлиқ исраил хәлқи Акан вә униң аилисини чалма-кесәк қилип өлтүрди вә уларниң җәсидини көйдүрүвәтти
Josh UyCyr 7:26  һәм қалдуқлириниң үстигә ташларни догилап қойди. У догиланған ташлар һазирму шу йәрдә бар. Мана бу шу җилғиниң «Балаю-апәт җилғиси» дәп атилишиниң сәвәви. Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң исраилларға болған ғәзиви янди.