Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 17
Judg UyCyr 17:1  Әфрайим тағлиқ районида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди.
Judg UyCyr 17:2  У анисиға: — Мән 1100 күмүч тәңгини оғрилавалған кишини қарғиғанлиғиңни аңлидим. Қара, бу пуллар мениң йенимда, пулларни мән оғрилиған едим, — деди. Аниси униңға: — Оғлум, иқрар қилғанлиғиң үчүн Пәрвәрдигар саңа бәхит ата қилғай! — деди.
Judg UyCyr 17:3  Шуниң билән 1100 күмүч тәңгини анисиға қайтуруп бәрди. Микаһниң аниси: — Мән бу күмүчләрни чин дилимдин оғлум үчүн Пәрвәрдигарға атидим, буниңдин саңа бир ойма вә қуйма бут яситип берәй, — деди.
Judg UyCyr 17:4  Микаһ күмүчләрни анисиға қайтуруп бәргәндин кейин, аниси 200 күмүч тәңгини айрип қуймичиға бир ойма вә қуйма бут яситип, уни Микаһниң өйигә қоюп қойди.
Judg UyCyr 17:5  Шуниң билән Микаһниң бир бутханиси бар болди. Микаһ йәнә ефод билән кичик бутларни яситип, оғуллириниң бирсини роһаний қилип тайинлиди.
Judg UyCyr 17:6  У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Һәрким өзи тоғра дәп қариған ишни қилатти.
Judg UyCyr 17:7  Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир яш жигит Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә яшатти.
Judg UyCyr 17:8  У жигит башқа макан тепиш үчүн Бәйтлиһәмдин кетип, Әфрайим тағлиқ районидики Микаһниң өйигә келип қалди.
Judg UyCyr 17:9  Микаһ униңдин: — Сән қәйәрдин кәлдиң? — дәп сориди. — Мән Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдин кәлгән Лавий қәбилисидин болимән. Яшаш үчүн макан издәп жүримән, — дәп җавап бәрди у жигит.
Judg UyCyr 17:10  Микаһ униңға: — Сән мән билән биллә туруп, маңа устаз вә роһаний болғин. Мән саңа жилда 10 күмүч тәңгә берәй, йемәк-ичмәк, кийим-кечигиң мәндин болсун, — деди.
Judg UyCyr 17:11  Яш лавий униң билән биллә турушқа мақул болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди. Микаһ уни өз оғлидәк көрүп, роһаний қилип тайинлиди.
Judg UyCyr 17:12  Яш лавий униң билән биллә турушқа мақул болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди. Микаһ уни өз оғлидәк көрүп, роһаний қилип тайинлиди.
Judg UyCyr 17:13  Микаһ: — Билип йәттимки, Пәрвәрдигар әнди ишлиримға бәрикәт бериду, чүнки мән лавийлардин бирни өзәмгә роһаний қилдим, — деди.