Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
Judg UyCyr 13:1  Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни 40 жилғичә филистийәликләрниң қолиға чүширип бәрди.
Judg UyCyr 13:2  Шу чағда Зораһ шәһиридә Дан қәбилисидин болған Мановаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, пәрзәнди йоқ еди.
Judg UyCyr 13:3  Пәрвәрдигарниң пәриштиси униң аялиға көрүнүп, мундақ деди: — Қара, сән һазирғичә пәрзәнт йүзи көрәлмигән едиң, амма көп өтмәй һамилдар болуп, бир оғул туғисән.
Judg UyCyr 13:4  Буниңдин кейин диққәт қилғин, һарақ-шарап ичмигин. Пак болмиған нәрсиләрни йемигин.
Judg UyCyr 13:5  Гепимни аңла, сән чоқум һамилдар болуп, бир оғул туғисән. У бешиға устира тәккүзмисун, бу оғул қосақтики вақтидин башлапла Пәрвәрдигарға алаһидә аталған болуп, у исраилларни филистийәликләрниң қолидин қутқузушни башлиғучидур.
Judg UyCyr 13:6  Аял ериниң йениға келип: — Худаниң әвәткән адими йенимға кәлди, униң турқи Пәрвәрдигарниң пәриштисигә охшайдикән, бәкму салапәтлик екән. Мән униң қәйәрдин кәлгәнлигини соримидим, уму маңа өз исмини ейтип бәрмиди.
Judg UyCyr 13:7  Амма у маңа: «Сән чоқум һамилдар болуп, бир оғул туғисән. Һарақ-шарап ичмигин. Пак болмиған нәрсиләрни йемигин. Бу оғул қосақтики вақтидин башлап һаятиниң ахириғичә Пәрвәрдигарға алаһидә аталған болиду» деди, — деди.
Judg UyCyr 13:8  Мановаһ Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип: — Әй Егәм, Сән әвәткән шу адәмни йәнә бир қетим әвәткәйсән. Бизгә туғулидиған бала тоғрисида қандақ қилишимиздин тәлим бәрсун, — деди.
Judg UyCyr 13:9  Худа Мановаһниң илтиҗасини аңлиди. Униң аяли етизда арам елип олтарғинида, Худаниң пәриштиси униң йениға йәнә кәлди. Бу чағда Мановаһ униң йенида әмәс еди.
Judg UyCyr 13:10  Аяли алдирап ериниң йениға келип: — Алдинқи күни маңа көрүнгән адәм йәнә кәлди, — деди.
Judg UyCyr 13:11  Мановаһ орнидин туруп аялиға әгишип у адәмниң йениға кәлди вә униңдин: — Алдинқи қетим аялимға гәп қилған сизму? — дәп сориди. У адәм: «Шундақ, мән», дәп җавап бәрди.
Judg UyCyr 13:12  Мановаһ униңдин йәнә: — Сизниң сөзлириңиз әмәлгә ашқандин кейин, бала қандақ тәрбийилиниши керәк? Униң вәзиписи немә? — дәп сориди.
Judg UyCyr 13:13  Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Аялиң мениң ейтқанлиримни есидә чиң сақлисун.
Judg UyCyr 13:14  У үзүмдин ишләнгән һәрқандақ нәрсини йемисун, һарақ-шарап ичмисун, пак болмиған нәрсиләрни йемисун. У мениң буйруқлиримға чоқум әмәл қилсун, — деди.
Judg UyCyr 13:15  Мановаһ Пәрвәрдигарниң пәриштисигә: — Сизгә атап бир оғлақ сояй, пишқичә бирдәм олтирип турғайсиз, — деди.
Judg UyCyr 13:16  Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Бирдәм олтирип турғиним биләнму бәрибир, йемәклигиңни йемәймән. Амма сән бир көйдүрмә қурванлиқ тәйярлап, уни Пәрвәрдигарға тәғдим қилғин, — деди (бу вақитта Мановаһ униң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билмәтти).
Judg UyCyr 13:17  Мановаһ Пәрвәрдигарниң пәриштисигә: — Исмиңизни маңа ейтип бәргәйсиз, дегәнлириңиз әмәлгә ашқанда нам-шәривиңизни улуқлаймиз, — деди.
Judg UyCyr 13:18  Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Исмимни сорап немә қилисән? Исмимни чүшинишкә сениң әқлиң йәтмәйду, — деди.
Judg UyCyr 13:19  Шуниң билән Мановаһ Пәрвәрдигарға аталған оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини қурванлиқ суписи орнида ишлитилгән бир қорам таш үстигә қоюп, көйдүрмә қурванлиқ қилди. Пәрвәрдигар Мановаһ билән униң аялиниң көз алдида Өз мөҗүзисини көрсәтти.
Judg UyCyr 13:20  Қорам таштин от асманға қарап лавулдиғанда, Пәрвәрдигарниң пәриштиси ялқун ичидә учқандәк асманға көтирилди. Буни көрүп Мановаһ билән униң аяли йәргә тизлинип сәҗдә қилди.
Judg UyCyr 13:21  Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһ билән униң аялиға қайта көрүнмиди. Бу ишларни көргән Мановаһ униң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билип,
Judg UyCyr 13:22  аялиға: — Биз өлидиған болдуқ, чүнки биз Худани көрдуқ, — деди.
Judg UyCyr 13:23  Амма аяли униңға: — Пәрвәрдигарниң бизни өлтүргүси болса, бизниң көйдүрмә қурванлиғимиз вә ашлиқ һәдийәмизни қобул қилмиған, бизгә бу карамәтләрни көрсәтмигән вә бу әҗайип ишлардин хәвәр бәрмигән болатти, — деди.
Judg UyCyr 13:24  Кейин Мановаһниң аяли бир оғул туғди һәм униңға Шимшон дәп исим қойди. Бу оғул чоң болғанда, Пәрвәрдигар униңға бәхит ата қилди.
Judg UyCyr 13:25  Шимшон Зораһ вә Әштаол шәһириниң оттурисидики Дан қараргаһида турғанда, Пәрвәрдигарниң Роһи уни йетәкләшкә башлиди.