Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 21
Judg UyCyr 21:1  Исраиллар Мизпаһта қәсәм ичип: «Аримиздин һечким қизлирини биняминларға хотунлуққа бәрмисун», дейишкән еди.
Judg UyCyr 21:2  Исраил хәлқи Бәйтәлгә келип, Худаниң һозурида кәчкичә олтирип, үн селип һөкирәп жиғлашти.
Judg UyCyr 21:3  Улар: — Әй Пәрвәрдигар, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа! Немә үчүн бундақ иш йүз бериду? Исраиллардин бир қәбилә азийип кәттиғу! — дейишти.
Judg UyCyr 21:4  Әтиси хәлиқ сәһәр туруп, шу йәрдә бир қурванлиқ суписи қуруп, көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилишти.
Judg UyCyr 21:5  Исраиллар: — Исраил қәбилилиридин ким Пәрвәрдигарниң җамаити болушқа кәлмиди? — дейишти. Бурун улар Мизпаһта Пәрвәрдигарниң алдиға кәлмигәнләр тоғрисида қаттиқ қәсәм ичип: «Бу йәргә кәлмигәнләрни чоқум өлтүримиз», дейишкән еди.
Judg UyCyr 21:6  Исраиллар қериндашлири биняминлар тоғрисида қайғуруп: — Бүгүн исраил қәбилилиридин бир қәбилә азийип кәтти.
Judg UyCyr 21:7  Биз бурун Пәрвәрдигарниң алдида уларға қизлиримизни хотунлуққа бәрмәймиз дәп қәсәм ичишкән едуқ, әнди улардин һаят қалғанлириниң хотун елиш ишини қандақ һәл қилишимиз керәк? — дейишти.
Judg UyCyr 21:8  Исраиллар йәнә: — Исраил қәбилилири арисидин ким Пәрвәрдигарниң һозуриға җәм болуш үчүн Мизпаһқа кәлмиди? — дейишип, адәмләрни санаш арқилиқ Гилъадтики Ябеш шәһиридин һечкимниң Мизпаһтики жиғилишқа кәлмигәнлигини билишти.
Judg UyCyr 21:9  Исраиллар йәнә: — Исраил қәбилилири арисидин ким Пәрвәрдигарниң һозуриға җәм болуш үчүн Мизпаһқа кәлмиди? — дейишип, адәмләрни санаш арқилиқ Гилъадтики Ябеш шәһиридин һечкимниң Мизпаһтики жиғилишқа кәлмигәнлигини билишти.
Judg UyCyr 21:10  Җәм болғанлар ичидин 12 миң палванни таллап, уларға: — Силәр Гилъадтики Ябеш шәһиригә берип, уларниң хотун бала-җақилириниму қоймай қилич билән қирип ташлаңлар.
Judg UyCyr 21:11  Силәр йәнә барлиқ әрләрни вә әрләр билән биллә болған аялларниң һәммисини қирип ташлаңлар, — дәп җекилиди.
Judg UyCyr 21:12  Исраиллар Гилъадтики ябешлиқлар ичидин йүзи ечилмиған, әрләргә йеқин кәлмигән 400 қизни тепип, уларни Қанан зимининиң Шило шәһиридики баргаһқа елип кәлди.
Judg UyCyr 21:13  Қайта җәм болған исраиллар Риммон қия тешиниң йенидики биняминларға хәвәр әвәтип, уларға аманлиқ беридиғанлиғини ейтти.
Judg UyCyr 21:14  Шуниң билән биняминлар қайтип кәлди. Исраиллар Гилъадтики Ябеш шәһиридин өлтүрмәй елип кәлгән 400 қизни уларға хотунлуққа бәрди, амма уларға бу қизлар йетишмиди.
Judg UyCyr 21:15  Шуниң билән көпчилик биняминлар үчүн йәнә қайғурушти, чүнки Пәрвәрдигар исраил қәбилилиридин бирини йоқ қилған еди.
Judg UyCyr 21:16  Җиғилишта ақсақаллар: — Биняминларниң хотун-қизлириниң һәммисини йоқаттуқ, һаят қалған әрләргә қәйәрдин хотун тепип беримиз? — дейишти.
Judg UyCyr 21:17  Улар йәнә: — Һаят қалған биняминлар әвлат қалдуруши керәк, шундила исраилларниң Бинямин қәбилиси йоқилип кәтмәйду.
Judg UyCyr 21:18  Амма биз уларға өз қизлиримизни хотунлуққа берәлмәймиз, чүнки биз қәсәм ичип: «Биняминларға қизлирини хотунлуққа бәргәнләр ләнәткә қалсун», дейишкән.
Judg UyCyr 21:19  Мана Пәрвәрдигар үчүн жилда бир өткүзүлидиған һейтму келип қалди. Биз бу һейтни Бәйтәлниң шимали, Бәйтәлдин Шәкәмгичә созулған йолниң шәрқи вә Либонаниң җәнубидики Шило шәһиридә өткүзимиз, — дейишти.
Judg UyCyr 21:20  Шуниң билән улар биняминларға: — Силәр үзүмлүккә берип йошурун җайда туруңлар.
Judg UyCyr 21:21  Силәр сақлап туруп Шило қизлири уссул ойниғили кәлгәндә, һәрбириңлар бирдин тутуп, Бинямин зиминиға хотунлуққа елип кетиңлар.
Judg UyCyr 21:22  Уларниң атиси яки қериндашлири келип бизгә дава қилса, биз уларға: «Бизниң йүзимизни қилип биняминларға илтипат қилиңлар, чүнки биз Гилъадтики Ябештики җәң мәйданида уларға йәткүдәк қиз тапалмидуқ. Силәр қизиңларни қәстән уларға бәргән әмәс, шуңа силәр гунасиз», дәймиз, — дейишти.
Judg UyCyr 21:23  Шуниң билән биняминлар уларниң дегинидәк өзлиригә йәткүдәк уссулчи қизларни хотунлуққа тутуп елип кәтти. Кейин улар жутлириға қайтип, өз шәһәрлирини башқидин қуруп, шу йәрләрдә яшап қалди.
Judg UyCyr 21:24  Шундақ қилип, исраиллар тарқилип, һәммиси өз қәбилиси, өз җамаити вә өзлиригә тәхсим қилинған зиминға қайтишти.
Judg UyCyr 21:25  У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Һәрким өзи тоғра дәп қариған ишини қилатти.