JUDGES
Chapter 19
Judg | UyCyr | 19:1 | У заманларда исраилларниң падишаси йоқ болуп, Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеридә Лавий қәбилисидин болған бир адәм яшатти. У Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған бир аялни өзигә тоқаллиққа алди. | |
Judg | UyCyr | 19:2 | Бирақ униң тоқили бузуқчилиқ қилип, ерини ташлап, Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған атисиниң өйигә беривелип, у йәрдә төрт ай турди. | |
Judg | UyCyr | 19:3 | Бу лавий бир чакар билән икки ешәкни елип, униң кәйнидин берип, яхши гәпләр билән уни қайтуруп кәлмәкчи болди. У йетип кәлгәндә, тоқили уни атисиниң йениға башлап кирди. Атиси уни көргәндә уни хошаллиқ билән күтүвалди. | |
Judg | UyCyr | 19:5 | Төртинчи күни болғанда, улар әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси күйоғлиға: — Азирақ нашта қилип, қосиғиңларни тойдуруп меңиңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:6 | Шуниң билән у иккиси олтирип ғизаланди. Қейинатиси лавийға йәнә: — Бүгүн туруп қелип, мошу йәрдә көңлүңларни хуш қилиңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:7 | Лавий орнидин туруп меңишқа тәмшиливеди, қейинатиси уни мәҗбурий тутуп қалди. Шундақ қилип, у йәнә бир кечә қонуп қалди. | |
Judg | UyCyr | 19:8 | Бәшинчи күнигә кәлгәндә, у әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси: — Тамақ йәп чүштин кейин меңиңлар, — деди. Шуниң билән улар тамаққа туруп қалди. | |
Judg | UyCyr | 19:9 | Лавий тоқилини елип чакири билән меңишқа тәмшәлгәндә, қейинатиси униңға йәнә: — Қараңлар, кәч болай дәп қалди, күнму олтирай деди, бүгүн қонуп қелиңлар. Мошу йәрдә көңүл ечип, әтә әтигән сәһәр туруп, йолға чиқиңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:10 | Бу қетим у унимай тоқилини елип икки ешиги билән йолға чиқти. Улар меңип Йибус, йәни Йерусалимға йеқин келип қалди. | |
Judg | UyCyr | 19:11 | Бу вақит күн олтирай дегән вақит еди. Чакири униңға: — Биз бүгүн мошу йибусларниң шәһиригә кирип қонайли, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:12 | Ғоҗайини униңға: — Биз исраилларға тәвә болмиған ятларниң шәһиридә қонмаймиз. Биз Гибъаһ шәһиригә берип қонайли, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:13 | У чакириға йәнә: — Биз Гибъаһ яки Рамаһ шәһәрлириниң биригә берип кечини өткүзәйли, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:14 | Шундақ қилип, улар йәнә йолини давам қилди. Улар Бинямин қәбилисигә тәвә болған Гибъаһ шәһиригә йеқин қалғанда күнму олтарди. | |
Judg | UyCyr | 19:15 | Улар бу шәһәрдә қонуш үчүн, шәһәр базириға барди, лекин һечким уларни өйигә киргүзмиди. | |
Judg | UyCyr | 19:16 | Шу чағда бир бовай етиздин қайтип келивататти. У бовай Әфрайим тағлиқ районидин келип, Гибъаһ шәһиридә туруп қалған болуп, униңдин башқилар Бинямин қәбилисидикиләр еди. | |
Judg | UyCyr | 19:17 | Бовай бу йолувчиларниң базарда турғанлиғини көрүп, улардин: — Нәгә маңдиңлар? Қәйәрдин болисиләр? — дәп сориди. | |
Judg | UyCyr | 19:18 | Лавий җавап берип: — Биз Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдин Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеригә кетип баримиз. Биз шу йәрлик. Мән Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмгә берип өйгә қайтиватқан едим. Амма һечким бизни өйигә киргүзмиди. | |
Judg | UyCyr | 19:19 | Бизниң озуқ-түлүгимиз вә ешигимизгә беридиған йәм-хәшигимиз бар. Мән, қуллири билән тоқилим вә чакиримниңму йәткүдәк нени вә шариви бар, бизгә һеч нәрсә керәк әмәс, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:21 | Шуниң билән бовай уларни өз өйигә елип келип, уларниң ешигигә йәм бәрди. Улар путлирини жуйғандин кейин, бирликтә ғизаланди. | |
Judg | UyCyr | 19:22 | Улар хошал-хорам олтарғанда шәһәрдики нийити яманлар бовайниң өйини қоршавелип, дәрвазини тохтимай қақти. Улар өй егиси бовайға: — Өйүңдики әрни чиқирип бәр, биз униң билән биллә болимиз, — дәп вақирашти. | |
Judg | UyCyr | 19:23 | Бовай чиқип уларға: — Бурадәрләр, бундақ жиркиничлик иш қилсаңлар болмайду. Бу меһман мениң өйүмгә чүшкән екән, бундақ номуслуқ ишни қилишқа йол қоймаймән. | |
Judg | UyCyr | 19:24 | Мениң техи йүзи ечилмиған қизим бар, йәнә у адәмниң тоқилиму бар. Уларни чиқирип берәй, силәр уларни қандақ аяқ асти қилсаңлар мәйли. Уларни немә қилсаңлар қилиңлар. Бирақ бу әр билән ундақ номуслуқ ишни қилмаңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 19:25 | Бирақ улар бовайниң сөзини аңлимиди. Шундақтиму һелиқи лавий тоқилини уларға чиқирип бәрди. Улар кечичә у аялға зорлуқ қилип, дәпсәндә қилди. Таң сүзүләй дегәндә андин у аялни қоюп бәрди. | |
Judg | UyCyr | 19:26 | У аял таң атқанда өзлирини қондуруп қалған бовайниң дәрвазиси алдиға келип, шу йәрдә жиқилип қелип, сәһәргичә шу йәрдә ятти. | |
Judg | UyCyr | 19:27 | Әтигәндә униң ери йолға чиқмақчи болуп дәрвазини ечип, тоқилиниң дәрваза алдида йетип қалғанлиғини, униң икки қолиниң босуға үстидә турғанлиғини көрди. | |
Judg | UyCyr | 19:28 | У тоқилиға: — Орнуңдин тур, маңайли, — деди. Амма хотунидин сада чиқмиди. Шуниң билән у әр тоқилини ешәккә артип йолға чиқти. | |
Judg | UyCyr | 19:29 | У өйигә қайтип кәлгәндин кейин, қолиға пичақни елип, тоқилини чанап он икки парчә қилип парчилап, уни исраиллар зимининиң һәммә йеригә әвәтип, ибрәт қилди. | |