Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 19
Judg UyCyr 19:1  У заманларда исраилларниң падишаси йоқ болуп, Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеридә Лавий қәбилисидин болған бир адәм яшатти. У Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған бир аялни өзигә тоқаллиққа алди.
Judg UyCyr 19:2  Бирақ униң тоқили бузуқчилиқ қилип, ерини ташлап, Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған атисиниң өйигә беривелип, у йәрдә төрт ай турди.
Judg UyCyr 19:3  Бу лавий бир чакар билән икки ешәкни елип, униң кәйнидин берип, яхши гәпләр билән уни қайтуруп кәлмәкчи болди. У йетип кәлгәндә, тоқили уни атисиниң йениға башлап кирди. Атиси уни көргәндә уни хошаллиқ билән күтүвалди.
Judg UyCyr 19:4  Қейинатиси уни үч күн тутуп қалди. Шуниң билән у бу өйдә йәп-ичип туруп қалди.
Judg UyCyr 19:5  Төртинчи күни болғанда, улар әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси күйоғлиға: — Азирақ нашта қилип, қосиғиңларни тойдуруп меңиңлар, — деди.
Judg UyCyr 19:6  Шуниң билән у иккиси олтирип ғизаланди. Қейинатиси лавийға йәнә: — Бүгүн туруп қелип, мошу йәрдә көңлүңларни хуш қилиңлар, — деди.
Judg UyCyr 19:7  Лавий орнидин туруп меңишқа тәмшиливеди, қейинатиси уни мәҗбурий тутуп қалди. Шундақ қилип, у йәнә бир кечә қонуп қалди.
Judg UyCyr 19:8  Бәшинчи күнигә кәлгәндә, у әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси: — Тамақ йәп чүштин кейин меңиңлар, — деди. Шуниң билән улар тамаққа туруп қалди.
Judg UyCyr 19:9  Лавий тоқилини елип чакири билән меңишқа тәмшәлгәндә, қейинатиси униңға йәнә: — Қараңлар, кәч болай дәп қалди, күнму олтирай деди, бүгүн қонуп қелиңлар. Мошу йәрдә көңүл ечип, әтә әтигән сәһәр туруп, йолға чиқиңлар, — деди.
Judg UyCyr 19:10  Бу қетим у унимай тоқилини елип икки ешиги билән йолға чиқти. Улар меңип Йибус, йәни Йерусалимға йеқин келип қалди.
Judg UyCyr 19:11  Бу вақит күн олтирай дегән вақит еди. Чакири униңға: — Биз бүгүн мошу йибусларниң шәһиригә кирип қонайли, — деди.
Judg UyCyr 19:12  Ғоҗайини униңға: — Биз исраилларға тәвә болмиған ятларниң шәһиридә қонмаймиз. Биз Гибъаһ шәһиригә берип қонайли, — деди.
Judg UyCyr 19:13  У чакириға йәнә: — Биз Гибъаһ яки Рамаһ шәһәрлириниң биригә берип кечини өткүзәйли, — деди.
Judg UyCyr 19:14  Шундақ қилип, улар йәнә йолини давам қилди. Улар Бинямин қәбилисигә тәвә болған Гибъаһ шәһиригә йеқин қалғанда күнму олтарди.
Judg UyCyr 19:15  Улар бу шәһәрдә қонуш үчүн, шәһәр базириға барди, лекин һечким уларни өйигә киргүзмиди.
Judg UyCyr 19:16  Шу чағда бир бовай етиздин қайтип келивататти. У бовай Әфрайим тағлиқ районидин келип, Гибъаһ шәһиридә туруп қалған болуп, униңдин башқилар Бинямин қәбилисидикиләр еди.
Judg UyCyr 19:17  Бовай бу йолувчиларниң базарда турғанлиғини көрүп, улардин: — Нәгә маңдиңлар? Қәйәрдин болисиләр? — дәп сориди.
Judg UyCyr 19:18  Лавий җавап берип: — Биз Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдин Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеригә кетип баримиз. Биз шу йәрлик. Мән Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмгә берип өйгә қайтиватқан едим. Амма һечким бизни өйигә киргүзмиди.
Judg UyCyr 19:19  Бизниң озуқ-түлүгимиз вә ешигимизгә беридиған йәм-хәшигимиз бар. Мән, қуллири билән тоқилим вә чакиримниңму йәткүдәк нени вә шариви бар, бизгә һеч нәрсә керәк әмәс, — деди.
Judg UyCyr 19:20  Бовай: — Сиртта қонмаңлар! Өйгә мәрһәмәт, мән һалиңлардин хәвәр алай, — деди.
Judg UyCyr 19:21  Шуниң билән бовай уларни өз өйигә елип келип, уларниң ешигигә йәм бәрди. Улар путлирини жуйғандин кейин, бирликтә ғизаланди.
Judg UyCyr 19:22  Улар хошал-хорам олтарғанда шәһәрдики нийити яманлар бовайниң өйини қоршавелип, дәрвазини тохтимай қақти. Улар өй егиси бовайға: — Өйүңдики әрни чиқирип бәр, биз униң билән биллә болимиз, — дәп вақирашти.
Judg UyCyr 19:23  Бовай чиқип уларға: — Бурадәрләр, бундақ жиркиничлик иш қилсаңлар болмайду. Бу меһман мениң өйүмгә чүшкән екән, бундақ номуслуқ ишни қилишқа йол қоймаймән.
Judg UyCyr 19:24  Мениң техи йүзи ечилмиған қизим бар, йәнә у адәмниң тоқилиму бар. Уларни чиқирип берәй, силәр уларни қандақ аяқ асти қилсаңлар мәйли. Уларни немә қилсаңлар қилиңлар. Бирақ бу әр билән ундақ номуслуқ ишни қилмаңлар, — деди.
Judg UyCyr 19:25  Бирақ улар бовайниң сөзини аңлимиди. Шундақтиму һелиқи лавий тоқилини уларға чиқирип бәрди. Улар кечичә у аялға зорлуқ қилип, дәпсәндә қилди. Таң сүзүләй дегәндә андин у аялни қоюп бәрди.
Judg UyCyr 19:26  У аял таң атқанда өзлирини қондуруп қалған бовайниң дәрвазиси алдиға келип, шу йәрдә жиқилип қелип, сәһәргичә шу йәрдә ятти.
Judg UyCyr 19:27  Әтигәндә униң ери йолға чиқмақчи болуп дәрвазини ечип, тоқилиниң дәрваза алдида йетип қалғанлиғини, униң икки қолиниң босуға үстидә турғанлиғини көрди.
Judg UyCyr 19:28  У тоқилиға: — Орнуңдин тур, маңайли, — деди. Амма хотунидин сада чиқмиди. Шуниң билән у әр тоқилини ешәккә артип йолға чиқти.
Judg UyCyr 19:29  У өйигә қайтип кәлгәндин кейин, қолиға пичақни елип, тоқилини чанап он икки парчә қилип парчилап, уни исраиллар зимининиң һәммә йеригә әвәтип, ибрәт қилди.
Judg UyCyr 19:30  Буни көргәнләр: — Исраиллар Мисирдин чиққандин бери мундақ иш әзәлдин йүз берип бақмиған, һечким бундақ ишни көрмигән. Әнди бу ишни яхши ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли, — дейишти.