JUDGES
Chapter 20
Judg | UyCyr | 20:1 | Шуниң билән пүткүл исраиллар, шималдики Дандин тартип, җәнуптики Бәәршәба вә шәриқтики Гилъадқичә болған зиминлардин келип, Пәрвәрдигарниң һозурида бир гәвдә болуп, Мизпаһ шәһиригә топланди. | |
Judg | UyCyr | 20:2 | Исраил қәбилилириниң ақсақаллири вә 400 миң адәм қилич билән қураллинип, рәтму-рәт тизилип, Худаниң җамаити болуп тәйяр болди | |
Judg | UyCyr | 20:3 | (башқа қәбилиләрниңму Мизпаһқа топланғанлиғиниң хәвири дәрһал Бинямин қәбилисигә йетип барди). Исраиллар һелиқи лавийдин: — Бизгә бу жиркиничлик ишниң қандақ йүз бәргәнлигини ейтип бәргин, — дәп сориди. | |
Judg | UyCyr | 20:4 | Тоқили өлтүрүлгән һелиқи лавий мундақ деди: — Мән тоқилим билән Бинямин қәбилисигә тәвә болған Гибъаһқа кәлдуқ вә кечидә шу йәрдә қонуп қалмақчи болдуқ. | |
Judg | UyCyr | 20:5 | Кечидә гибъаһлиқларниң ақсақаллири келип, мән чүшкән өйни қоршавелип, мени өлтүрмәкчи болди. Улар мениң хотунумға жиркиничлик иш қилип, униң өлүшигә сәвәпчи болди. | |
Judg | UyCyr | 20:6 | Шуниң билән мән тоқилимни парчилап исраил хәлқиниң мираси болған һәрбир зиминға әвәттим. Чүнки гибъаһлиқлар исраиллар арисида шундақ номуссиз вә иплас иштин бирни қилди. | |
Judg | UyCyr | 20:8 | Шуниң билән хәлиқ бирдәк: — Аримиздин һечким өз чедириға қайтмисун, һечким өз өйигә янмисун. | |
Judg | UyCyr | 20:10 | Биз исраил қәбилилиридики һәр йүз адәмдин онни, миңдин йүзни яки он миңдин миңни таллап, қошунни озуқ-түлүк билән тәминләшкә қойимиз. Қошунимиз Бинямин зиминидики Гибъаһқа йетип барғанда, гибъаһлиқларниң исраиллар арисида қилған номуссизлиғи үчүн уларни җазалаймиз, — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 20:12 | Исраил қәбилилири Бинямин қәбилисигә адәм әвәтип: — Силәр қандақчә мошундақ яман иш қилдиңлар? | |
Judg | UyCyr | 20:13 | Силәр һазир Гибъаһтики һелиқи нийити яманларни бизгә чиқирип бериңлар. Биз уларни өлтүрүп, исраиллар арисидин явузлуқни йоқитайли, — деди. Биняминлар исраил қериндашлириниң сөзигә көнмәй, | |
Judg | UyCyr | 20:14 | әксичә улар өз шәһәрлиридин келип, Гибъаһқа жиғилип, исраил хәлқи билән уруш қилишқа тәйяр болушти. | |
Judg | UyCyr | 20:15 | Гибъаһқа топланған биняминлардин 26 миң қиличлиқ ләшкәр вә гибъаһлиқлардин талланған 700 ләшкәр сәпкә тизилған еди. | |
Judg | UyCyr | 20:16 | Ләшкәрләр арисида йәнә талланған 700 адәм бар болуп, улар солхай еди. Уларниң һәрбири салға билән таш атса нишанға тәгмәй қалматти. | |
Judg | UyCyr | 20:17 | Исраилларниң биняминларни һесаплимиғанда, җәң қилишқа маһир 400 миң қиличлиқ ләшкири бар еди. | |
Judg | UyCyr | 20:18 | Исраил хәлқи Бәйтәлгә берип, Пәрвәрдигардин: — Биздин биняминлар билән җәң қилишқа қайси қәбилә авал чиқсун? — дәп сориди. Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда қәбилиси авал чиқсун, — деди. | |
Judg | UyCyr | 20:20 | Исраиллар биняминлар билән җәң қилишқа тәйяр болуп, Гибъаһ шәһириниң алдида җәң сепи түзүшти. | |
Judg | UyCyr | 20:22 | Иккинчи күни исраиллар бир-биригә мәдәт берип, урушниң биринчи күнидикидәк җәңгивар һаләттә уруш сепини қайтидин түзүшти. | |
Judg | UyCyr | 20:23 | Униңдин илгири исраиллар Пәрвәрдигарға кәч киргичә налә-зар қилип, Униңдин: — Биз йәнә қериндашлиримиз биняминлар билән җәң қилсақ боламду? — дәп сорашқан еди. Пәрвәрдигар җавап берип: — Бериңлар, уларға һуҗум қилиңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 20:25 | У күни биняминларму Гибъаһтин чиқип, уларға қарши уруш қилди. Улар исраиллардин 18 миң қиличлиқ ләшкәрни өлтүрди. | |
Judg | UyCyr | 20:26 | Шуниң билән исраилларниң барлиқ қошуни Бәйтәлгә берип, Пәрвәрдигарниң һозурида олтирип налә-зар қилди вә кәчкичә роза тутушти. Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилишти | |
Judg | UyCyr | 20:28 | Һарунниң нәвриси, йәни Әлъазарниң оғли Пинихас шу чағда роһаний еди). Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биз йәнә бир қетим қериндашлиримиз биняминлар билән уруш қилайлиму яки урушни тохтитайлиму? — дәп сорашти. Пәрвәрдигар уларға: — Бериңлар, Мән әтә уларни силәрниң қолуңларға чүширип беримән, — деди. | |
Judg | UyCyr | 20:31 | Улар биняминларни шәһәрдин алдап чиқиришти. Биняминлар авалқиға охшаш, Бәйтәлгә баридиған йол билән Гибъаһқа баридиған йолда вә далада җәң башлап исраиллардин 30дәк адәмни өлтүрди. | |
Judg | UyCyr | 20:32 | Биняминлар: — Уларни авалқидәкла мәғлуп қилимиз, — дейишти. Исраиллар: — Биз қечип, уларни алдап шәһәрдин йолға башлап чиқайли, — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 20:33 | Шуниң билән барлиқ исраиллар өз орунлиридин қозғилип, Баал-Тамар дегән йәрдә сәп түзүшүватқанда, Гибъаһниң сепил соқулмиған йеридә йошурунидиған җайда йошурунуп ятқан исраилларму орунлиридин етилип чиқишти. | |
Judg | UyCyr | 20:34 | Исраиллардин талланған 10 миң ләшкәр Гибъаһқа шиддәт билән һуҗум қилди. Биняминлар өзлиригә бала-қазаниң келиватқанлиғини биләлмәй қалди. | |
Judg | UyCyr | 20:35 | Пәрвәрдигар биняминларни исраилларниң көз алдида йоқатти, йәни исраиллар шу күни биняминлардин 25100 қиличлиқ ләшкәрни өлтүрди. | |
Judg | UyCyr | 20:36 | Шундақ қилип, биняминлар өзлириниң мәғлуп болғанлиғини билип йәтти. Бу җәриянда йәнә мундақ ишлар йүз бәрди: Исраиллар Гибъаһ әтрапиға йошурунидиған җайға қойған адәмлиригә ишәнч қилип, биняминларни алдап турған йеридин чекиништи. | |
Judg | UyCyr | 20:37 | Шуниң билән йошурунидиған җайдикиләр Гибъаһқа бесип кирди. Улар киргәндин кейин, пүтүн шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрди. | |
Judg | UyCyr | 20:38 | Исраиллар йошурунидиған җайдикиләр билән шәһәргә от қоюп, ис-түтәк пәйда қилип, бәлгү беришни келишивалған еди. | |
Judg | UyCyr | 20:39 | Улар бу бәлгүни көргәндин кейин чекиништин тохтап, арқиға йенип җәң қилиши керәк еди. Исраиллар қачқан қияпәткә киривалған чағда, биняминлар уларға һуҗум қилип, исраилларниң 30 дәк адимини өлтүргән еди. Биняминлар: — Уларни җәзмән баштикидәк мәғлуп қилимиз! — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 20:40 | Биняминлар арқисиға қарап пүтүн шәһәрдин қоюқ ис-түтәкниң асманға көтирилгәнлигини көрди. | |
Judg | UyCyr | 20:41 | Бу чағда исраиллар кәйнигә йенип биняминларға һуҗум қилди. Улар буни көрүп, бешиға бала-қаза кәлгәнлигини билип, алақзадә болушти. | |
Judg | UyCyr | 20:42 | Шуниң билән улар исраиллардин қечип чөлгә қарап чекинишкә башлиди, бирақ улар қечип қутулалмиди. Чүнки исраиллар әтраптики шәһәрләрдин чиқип, уларни қирғин қилди. | |
Judg | UyCyr | 20:43 | Исраиллар биняминларни қоршап, уларни тохтимастин қоғлап, Гибъаһниң күн чиқиш тәрипидә йоқатти. | |
Judg | UyCyr | 20:45 | Қалған адәмләр чөлдики Риммон қия теши тәрәпкә қарап қачти. Йол бойи исраиллар уларниң йәнә бәш миң адимини өлтүрди. Кейин улар Гидъомғичә қоғлап берип, уларниң йәнә икки миң адимини өлтүрди. | |
Judg | UyCyr | 20:47 | Қалған 600 адәм чөлдики Риммон қия тешиниң йениға қечип берип, у йәрдә төрт ай турди. | |