JUDGES
Chapter 12
Judg | UyCyr | 12:1 | Әфрайим қәбилиси қошун топлап, Иордан дәриясидин өтүп, Зафон шәһиригә кәлди. Улар Йифтаһқа: — Сән немә үчүн аммонлар билән уруш қилған чағда бизни чақиривалмидиң? Биз өйүңни сән билән қошуп көйдүрүветимиз! — деди. | |
Judg | UyCyr | 12:2 | Йифтаһ җававән мундақ деди: — Мән хәлқим билән бирликтә аммонлар билән қаттиқ уруш қилғанда силәрни шунчә чақирсамму, лекин силәр бизни уларниң қолидин қутқузувалмидиңлар. | |
Judg | UyCyr | 12:3 | Силәрниң ярдәмгә кәлмәйдиғанлиғиңларни һис қилғандин кейин, мән җан тикип улар билән җәң қилдим. Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға чүширип бәрди. Әнди силәр немишкә бүгүн мән билән җәң қилмақчи болисиләр? | |
Judg | UyCyr | 12:4 | Әфрайим қәбилисидикиләр мундақ дейишти: — Силәр гилъадлиқлар пәқәт Әфрайим билән Манассә зиминлирида яшаватқан әфрайимлиқ қачқунсиләр! Шуниң билән Йифтаһ барлиқ гилъадлиқларни жиғип, Әфрайим қошуниға қарши атланди вә уруш қилип уларни мәғлуп қилди. | |
Judg | UyCyr | 12:5 | Гилъадлиқлар Иордан дәриясиниң өтидиған җайини ишғал қиливелип, Әфрайим қәбилисидикиләрниң өз зиминиға қайтишида дәриядин һечкимни өткүзмиди. Һәрқандақ бирси дәрияниң өтидиған җайидин өтмәкчи болса, гилъадлиқлар униңдин: «Сән Әфрайим қәбилисидинму?» дәп соратти. Әгәр у киши «Яқ, әмәс», дәп җавап бәрсә, | |
Judg | UyCyr | 12:6 | гилъадлиқлар йәнә: «Ундақта ‹шибболәт› дәп бақ», дәтти. Әгәр у киши Әфрайим қәбилисидин болса «сибболәт» дәп тәләппуз қилатти. Чүнки әфрайимлар бу сөзни тоғра тәләппуз қилалматти. Шуниң билән гилъадлиқлар уни тутуп, Иордан дәриясиниң өтидиған җайида өлтүрүветәтти. Шундақ қилип, Әфрайим қәбилисидин 42 миң адәм өлтүрүлди. | |
Judg | UyCyr | 12:7 | Йифтаһ исраил хәлқигә алтә жил сәрдар болди. У вапат болған чағда, Гилъад зиминидики шәһәрләрниң биригә дәпнә қилинди. | |
Judg | UyCyr | 12:8 | Йифтаһ аләмдин өткәндин кейин, бәйтлиһәмлик болған Ибзан исраил хәлқигә сәрдар болди. | |
Judg | UyCyr | 12:9 | Униң 30 оғли 30 қизи бар еди. Униң қизлири башқа җамаәтләргә ятлиқ болуп кәтти. Оғуллириға башқа җамаәтләрдин қиз елип бәрди. Ибзан исраилларға йәттә жил сәрдар болди. | |
Judg | UyCyr | 12:14 | Униң 40 оғли 30 оғул нәвриси бар еди, улар 70 ешәккә минип жүрүшәтти. У исраилларға сәккиз жил сәрдар болди. | |