Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Judg UyCyr 3:1  Пәрвәрдигар Қанан зиминида бир қисим қовумларни қалдурған еди. Униң мәхсити, урушни өз бешидин өткүзмигән исраилларни синаш һәм уларниң әвлатлириға, болупму әзәлдин җәңгә кирип бақмиған исраилларға җәң қилишни үгитиш еди.
Judg UyCyr 3:2  Пәрвәрдигар Қанан зиминида бир қисим қовумларни қалдурған еди. Униң мәхсити, урушни өз бешидин өткүзмигән исраилларни синаш һәм уларниң әвлатлириға, болупму әзәлдин җәңгә кирип бақмиған исраилларға җәң қилишни үгитиш еди.
Judg UyCyr 3:3  Булар филистийәликләрниң бәш бәглиги пүтүн қананлар, сидонлуқлар вә Баал-Хәрмон теғидин Либо-Хаматқичә созулған Ливан тағлиқ районида яшайдиған хивлар еди.
Judg UyCyr 3:4  Пәрвәрдигар бу қовумларни қалдуруп қойди. Буниң сәвәви — исраилларниң Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәр арқилиқ әҗдатлириға чүшәргән әмирләргә бойсунидиған-бойсунмайдиғанлиғини синап беқиш үчүн еди.
Judg UyCyr 3:5  Шуниң билән исраиллар қананлар, хитлар, аморлар, пәриззиләр, хивлар вә йибуслар арисида яшап,
Judg UyCyr 3:6  улар билән өзара тойлишип, уларниң илаһлириға чоқунди.
Judg UyCyr 3:7  Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өз Пәрвәрдигари Худани унтуп, Баал вә Ашера дегән бутларға чоқунди.
Judg UyCyr 3:8  Шуңа Пәрвәрдигар исраилларға ғәзәплинип, уларни Аррам-Нахарайим падишаси Кушан-Ришъатайимниң қолиға чүширип бәрди. Шуниң билән улар 8 жил униңға қул болди.
Judg UyCyr 3:9  Кейин улар Пәрвәрдигарға йелинип налә-пәрият қилған еди, Пәрвәрдигар уларға бир қутқазғучи тайинлап бәрди. Бу адәм Отниел болуп, у Калибниң иниси Қеназниң оғли еди.
Judg UyCyr 3:10  Пәрвәрдигарниң Роһи униң вуҗудиға чүшкәчкә, у исраилларниң сәрдари болуп җәңгә чиқти. Пәрвәрдигар Аррам-Нахарайим падишаси Кушан-Ришъатайимни униң қолиға чүширип, уни ғалибә қазандурди.
Judg UyCyr 3:11  Шуңа бу зимин таки Қеназниң оғли Отниел аләмдин өткичә 40 жил теч-аман турди.
Judg UyCyr 3:12  Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилғачқа, Пәрвәрдигар Моаб падишаси Әглонни уларға қарши қилип күчләндүрди.
Judg UyCyr 3:13  Әглон аммонлар вә амаләкләр билән бирлишип исраилларни мәғлуп қилип, хормизарлиқ шәһәр Ерихани егилиди.
Judg UyCyr 3:14  Исраиллар Моаб падишаси Әглонға 18 жил қул болди.
Judg UyCyr 3:15  Кейин исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилған еди, Пәрвәрдигар уларға бир қутқазғучи тайинлап бәрди. У Бинямин қәбилисидин болған Гераниң оғли Еһуд болуп, солхай еди. Исраиллар Еһудни Моаб падишаси Әглонға мәҗбурий селиқ апирип беришкә әвәтти.
Judg UyCyr 3:16  Еһуд икки ғерич узунлуқта қош бислиқ бир хәнҗәр соқтуруп, уни оң ямпишиға есип, кийиминиң ичигә йошуруп,
Judg UyCyr 3:17  мәҗбурий селиқни елип, Моаб падишаси Әглонниң алдиға барди. Әглон наһайити семиз адәм еди.
Judg UyCyr 3:18  Еһуд мәҗбурий селиқни униң алдиға қойди. Андин у өзи билән биллә мәҗбурий селиқни елип кәлгән кишиләр билән Гилгал шәһириниң йенидики таш һәйкәлләр бар җайға барди вә бу кишиләрни шу йәрдә қалдуруп, йәнә өзи ялғуз Әглонниң йениға қайтип келип: — Алийлириға ейтидиған бир мәхпий иш бар еди, — деди. Падиша Еһудқа: — Җим тур! — девиди, хизмәткарлар ташқириға чиқип кетишти.
Judg UyCyr 3:19  Еһуд мәҗбурий селиқни униң алдиға қойди. Андин у өзи билән биллә мәҗбурий селиқни елип кәлгән кишиләр билән Гилгал шәһириниң йенидики таш һәйкәлләр бар җайға барди вә бу кишиләрни шу йәрдә қалдуруп, йәнә өзи ялғуз Әглонниң йениға қайтип келип: — Алийлириға ейтидиған бир мәхпий иш бар еди, — деди. Падиша Еһудқа: — Җим тур! — девиди, хизмәткарлар ташқириға чиқип кетишти.
Judg UyCyr 3:20  Бу чағда падиша өгүздики салқин балиханисида ялғуз олтиратти. Еһуд униңға йеқин келип: — Мән өзлиригә Худадин кәлгән бир хәвәрни йәткүзмәкчимән, — деди. Падиша орнидин турди.
Judg UyCyr 3:21  Еһуд сол қоли билән оң ямпишидики хәнҗәрни суғирип елип, падишаниң қосиғиға тиқивәтти.
Judg UyCyr 3:22  Хәнҗәр сепи билән қошулуп униң семиз қосиғиға кирип кәткәчкә, үчәй-бағри чугулуп чиқти. Еһуд падишаниң қосиғидин хәнҗәрни тартивалмайла,
Judg UyCyr 3:23  өгүздики балиханидин йенип чиқип, ишикни қулуплап қойди.
Judg UyCyr 3:24  У чиқип кәткәндин кейин, ясавуллар келип ишикниң қулуплақлиқ турғинини көрди. Улар падиша тәрәт қиливатса керәк, дәп ойлашти.
Judg UyCyr 3:25  Улар падишаниң узунғичә ишикни ачмиғанлиғидин оңайсизлиқ һис қилди. Ахири улар ачқучни елип келип ишикни ечип, падишасиниң йәрдә өлүк ятқанлиғини көрди.
Judg UyCyr 3:26  Еһуд һелиқи ясавуллар сиртта күтүп турғанда қечип кәткән еди. У таш һәйкәлләр бар җайдин өтүп,
Judg UyCyr 3:27  Әфрайим тағлиқ районидики Сиира шәһиригә қечип келип, тағлиқ райондики барлиқ исраилларни бурға челип җәңгә чақирди һәм
Judg UyCyr 3:28  уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар! Пәрвәрдигар дүшминиңлар моабларни қолуңларға чүширип бериду, — деди. Улар Еһуд билән тағдин чүшүп, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини ишғал қилип, һечқандақ адәмни дәриядин өткүзмиди.
Judg UyCyr 3:29  У күни улар моабниң он миңчә талланған күчлүк ләшкәрлирини өлтүрүп, бириниму қачуруп қоймиди.
Judg UyCyr 3:30  Шу күни исраиллар моабларни мәғлуп қилди. Шуниң билән бу зимин 80 жил теч-аман турди.
Judg UyCyr 3:31  Еһудтин кейин Анатниң оғли Шамгар кала һайдайдиған таяқ билән филистийәликләрдин 600 кишини өлтүрүп, исраилларни қутқузди.