JUDGES
Chapter 14
Judg | UyCyr | 14:2 | У қайтип келип, ата-анисиға: — Тимнаһ шәһиридә филистийәлик бир қизға көзүм чүшүп қалди. Униңға өйлинәй дәймән, уни маңа елип бериңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 14:3 | Ата-аниси униңға: — Туққанлар яки өз хәлқимиз арисида қизлар қалмидиму? Әшу хәтнисиз филистийәликләрниң қизини алмақчиму сән? — деди. Амма Шимшон атисиға: — У қизни маңа елип берисән! У қиз маңа йеқип қалди, — деди. | |
Judg | UyCyr | 14:4 | Шимшонниң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болуватқанлиғини билмәтти. Чүнки Пәрвәрдигар филистийәликләргә қарши туруш үчүн пурсәт яритивататти. Шу чағларда филистийәликләр исраилларға һөкүмранлиқ қиливататти. | |
Judg | UyCyr | 14:5 | Кейин Шимшон ата-аниси билән Тимнаһ шәһиригә келип, у йәрдики бир үзүмзарлиққа барди. У йәрдә туюқсиз бир яш шир һөкиригиничә Шимшонға етилип кәлди. | |
Judg | UyCyr | 14:6 | Пәрвәрдигарниң Роһи Шимшонға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән Шимшон қоли билән ширни оғлақни парчилиғандәк парчилап ташлиди. Амма у бу ишни ата-анисиға ейтмиди. | |
Judg | UyCyr | 14:7 | Кейин Шимшон һелиқи қизниң қешиға берип, униң билән параңлишип, өзиниң уни яқтуруп қалғанлиғини ейтти. | |
Judg | UyCyr | 14:8 | Көп өтмәй Шимшон қизни әмригә елиш үчүн у йәргә йәнә барди. У кетип берип, бир чәттә ятқан һелиқи ширниң өлүгини көрди. Бир топ һәсәл һәриси у ширниң тенигә олишивалған болуп, тенидә һәсәл туратти. | |
Judg | UyCyr | 14:9 | У һәсәлдин қолиға азирақ елип, йолда йегәч маңди вә ата-анисиниң йениға берип, уларғиму бәрди. Ата-анисиму у бәргән һәсәлни йеди. Амма у бу һәсәлләрни өзи өлтүргән ширниң тенидин алғанлиғини уларға ейтмиди. | |
Judg | UyCyr | 14:10 | Шимшонниң атиси берип қиз тәрәп билән көрүшти. Шимшон шу йәрдики жигитләрниң адити бойичә тойға тәйярлиқ қилди. | |
Judg | UyCyr | 14:11 | Тойда көпчилик Шимшон билән көрүшүп, 30 жигитни униңға тойда һәмра болушқа қошуп қойди. | |
Judg | UyCyr | 14:12 | Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай. Той болидиған йәттә күн ичидә силәр бу тепишмақниң җававини тапалисаңлар, мән силәргә есил кәндир рәхттин тикилгән 30 қур ич кийим вә 30 қур тон беримән. | |
Judg | UyCyr | 14:13 | Әгәр тапалмисаңлар, у чағда силәр маңа есил кәндир рәхттин тикилгән 30 қур ич кийим билән 30 қур тон берисиләр, — деди. Улар: — Қени, әмсә тепишмиғиңни ейтқин, аңлап бақайли, — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 14:14 | Шимшон уларға мундақ деди: Йемәклик чиқар йегүчидин, Татлиқ чиқар күчлүктин. Улар үч күнгичә ойлинип, тепишмақниң җававини тапалмиди. | |
Judg | UyCyr | 14:15 | Төртинчи күнигә кәлгәндә, улар Шимшонниң аялиға: — Сән ериңни алдап-салдап, бизгә тепишмақниң җававини уқуп бәр! Ундақ қилмисаң, сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Әҗәва, силәр бизни мал-мүлкимиздин айрилип қелишимиз үчүн бу йәргә чақирғанму? — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 14:16 | Шимшонниң аяли ериға жиғлап туруп: — Сиз мени өч көридикәнсиз! Яхши көрмәйдикәнсиз! Бизниң адәмлиримизгә бир тепишмақ ейтипсиз, амма тепишмақниң җававини маңа ейтип бәрмидиңиз, — деди. Шимшон униңға: — Мән һәтта ата-анамғиму ейтип бәрмигән турсам, саңа ейтип берәттимму? — деди. | |
Judg | UyCyr | 14:17 | У той ахирлашқичә ериниң алдида жиғлап жүрди. Йәттинчи күнигә кәлгәндә аяли бәк җедәл қилип кәткәнликтин, ахири униңға җававини ейтип бәрди. Аяли болса бу җавапни өзи тәрәпниң адәмлиригә ейтип бәрди. | |
Judg | UyCyr | 14:18 | Йәттинчи күни күн петиштин бурун, шәһәрдикиләр Шимшонға мундақ дәп җавап беришти: Һәсәлдин татлиқ немә бар? Ширдин күчлүк немә бар? Шимшон уларға: — Әгәр силәр мениң мозийим билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмақниң җававини тапалмиған болаттиңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 14:19 | Пәрвәрдигарниң Роһи Шимшонға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән у Ашқилонға берип, 30 адәмни өлтүрүп, уларниң һәммә нәрсилирини олҗа елип кийимлирини тепишмақни тапқанларға бәрди. Андин Шимшон дәрғәзәп болуп атисиниң өйигә қайтип кәтти. | |