Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 10
Judg UyCyr 10:1  Абимәләк өлгәндин кейин, Иссакар қәбилисидин болған Пуаһниң оғли, Додониң нәвриси Толаһ исраил хәлқини қутқузуш үчүн оттуриға чиқти. У Әфрайим тағлиқ райониниң Шамир дегән йеридә яшатти.
Judg UyCyr 10:2  У исраилларға 23 жил сәрдар болди. У аләмдин өткәндин кейин Шамирға дәпнә қилинди.
Judg UyCyr 10:3  Толаһ аләмдин өткәндин кейин, гилъадлиқ Яир оттуриға чиқип, исраилларға 22 жил сәрдар болди.
Judg UyCyr 10:4  Яирниң 30 оғли болуп, улар 30 ешәккә минип жүрәтти. Уларниң илкидә 30 шәһәр бар еди. Бу шәһәрләр Гилъад зиминида болуп, һазирму «Яирниң шәһәрлири» дәп атилиду.
Judg UyCyr 10:5  Яир аләмдин өткәндин кейин Қамон шәһиригә дәпнә қилинди.
Judg UyCyr 10:6  Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Улар Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунди. Шундақла Сүрийә, Сидон, Моаб, Аммон вә филистийәликләрниң илаһлириға чоқунди. Улар Пәрвәрдигарға хизмәт қилиштин ваз кечип, Униңдин йүз өриди.
Judg UyCyr 10:7  Шуниң билән Пәрвәрдигарниң исраилларға қәһәр-ғәзиви қайнап тешип, уларни филистийәликләр билән аммонларниң қолиға чүширип бәрди.
Judg UyCyr 10:8  Шуниңдин башлап филистийәликләр билән аммонлар исраилларни езип, зулум қилишқа башлиди. Иордан дәриясиниң шәрқидики аморларниң бурунқи зимини болған Гилъад зиминида яшаватқан исраиллар 18 жил қаттиқ езилди.
Judg UyCyr 10:9  Аммонлар Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфрайим қәбилисигә һуҗум қилди. Исраиллар қаттиқ мүшкүллүктә қалди.
Judg UyCyr 10:10  Исраиллар Пәрвәрдигарға: — Биз Сән Худайимиздин йүз өрүп, Баалға чоқунуп, Сениң алдиңда гуна өткүздуқ, — дәп налә-пәрият қилди.
Judg UyCyr 10:11  Пәрвәрдигар исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлар, аморлар, аммонлар вә филистийәликләрдин қутқузмиғанму?
Judg UyCyr 10:12  Сидонлуқлар, амаләкләр вә маонлар силәрни әзгән чағда, силәр Маңа налә қилғиниңларда, силәрни уларниң қолидин қутқуздум.
Judg UyCyr 10:13  Амма силәр Мәндин йүз өрүп ялған илаһларға чоқундуңлар, шуниң үчүн, әнди Мән силәрни қутқузмаймән.
Judg UyCyr 10:14  Бериңлар, өзәңлар таллавалған илаһлириңларға йелиниңлар! Мүшкүллүктә қалғиниңларда улар силәрни қутқузсун, — деди.
Judg UyCyr 10:15  Исраиллар Пәрвәрдигарға йәнә йелинип: — Биз гуна өткүздуқ, бизни немә қилишни халисаң шундақ қилғайсән, лекин бизни бүгүн қутқузғайсән, — деди.
Judg UyCyr 10:16  Шуниң билән улар ят илаһлирини ташлап, Пәрвәрдигарға йәнә хизмәт қилди. Пәрвәрдигар ахири исраилларниң зулум тартишиға қарап туралмиди.
Judg UyCyr 10:17  Аммонлар йетип келип Гилъад зиминиға баргаһ қурди. Исраилларму топлишип, Мизпаһ шәһиригә баргаһ қурди.
Judg UyCyr 10:18  Гилъадлиқ ақсақаллар бир-биригә: — Ким авал аммонларға һуҗум қилса, у биз гилъадлиқларниң башлиғи болиду, — дейишти.