JUDGES
Chapter 9
Judg | UyCyr | 9:1 | Йируббаалниң оғли Абимәләк Шәкәм шәһиригә берип, өз анисиниң туққанлириға вә пүтүн җамаитигә: | |
Judg | UyCyr | 9:2 | — Силәр Шәкәмниң ақсақаллириға: «Өзәңларға һөкүмранлиқ қилишқа Йируббаал — Гидъонниң 70 оғлини халамсиләр яки бир кишиниму? Унтуп қалмаңлар, мәнму силәрниң қан қериндишиңлар!» дәңлар, — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:3 | Шуниң билән униң анисиниң туққанлири Абимәләк үчүн Шәкәмниң пүтүн ақсақаллириға сөз қилди. Ақсақаллар: «У бизниң қериндишимиз» дәп, өз ихтиярлиғи билән Абимәләккә әгишишни қарар қилди. | |
Judg | UyCyr | 9:4 | Улар Абимәләккә Баал-Бирит бутханисидин 70 күмүч тәңгә бәрди. Абимәләк бу тәңгиләрни бир топ тетиқсиз нийити яманларни яллашқа ишләтти. | |
Judg | UyCyr | 9:5 | У Офраһ шәһиридики атисиниң өйигә берип, өз қериндашлирини, йәни Йируббаалниң 70 оғлини бир қорам ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Пәқәтла Йируббаалниң кичик оғли Йотәм йошурунувелип қечип кәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:6 | Шәкәмниң барлиқ ақсақаллири вә Бәйт-Миллолуқлар Шәкәм шәһиригә жиғилди. Улар түврүк йенидики дуб дәриғи астида Абимәләкни падиша қилип тиклиди. | |
Judg | UyCyr | 9:7 | Бу хәвәр Йотәмгә йәткәндә, у Гиризим теғиниң үстигә чиқип, вақирап туруп: — Гепимгә қулақ селиңлар, Шәкәмниң ақсақаллири! Әгәр силәр мениң гепимни аңлисаңлар, Худаму силәрниң гепиңларни аңлайду. | |
Judg | UyCyr | 9:8 | Бурунқи заманда дәрәқләр өзлиригә падиша издәп, зәйтун дәриғигә: «Бизгә падиша болғин», дәпту. | |
Judg | UyCyr | 9:9 | Лекин зәйтун дәриғи уларға: «Мән илаһлар вә кишиләр шәривигә беридиған мейимдин ваз кечип, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. | |
Judg | UyCyr | 9:11 | Бирақ әнҗир дәриғи уларға: «Мән өзәмниң татлиқ вә яхши мевилиримни ташлап, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. | |
Judg | UyCyr | 9:13 | Бирақ үзүм көчитиму уларға: «Мән илаһлар вә кишиләргә хошаллиқ беғишлайдиған есил шаривимдин ваз кечип, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. | |
Judg | UyCyr | 9:15 | Янтақ уларға: «Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән өзәңларға падиша қилмақчи болсаңлар, келип мениң сайәм астида паналиниңлар. Ундақ болмиса, мән янтақтин от чиқип, Ливан кедир дәрәқлирини көйдүрүп ташлиғай», дәпту. | |
Judg | UyCyr | 9:16 | Йотәм сөзини давамлаштуруп: — Силәр сәмимий вә дурус нийитиңлар билән Абимәләкни падиша қилған болсаңлар яки силәр Йируббаалға вә униң аилисигә садақәт көрсәткән болсаңлар, силәр Йируббаалниң қилған ишлириға лайиқ җавап қайтурған болаттиңларғу! | |
Judg | UyCyr | 9:17 | Атам силәр үчүн уруш қилип, һаятини хәтәргә тикип силәрни мидянларниң қолидин қутқузди. | |
Judg | UyCyr | 9:18 | Бирақ бүгүнки күнлүктә силәр исиян көтирип, атамниң уруқ-җамаитигә қарши туруп, униң 70 оғлини бир ташниң үстидә өлтүрдүңлар һәм униң аял хизмәткариниң оғли Абимәләкни силәрниң туққиниңлар болғанлиғи үчүн Шәкәм хәлқиниң падишаси қилип тиклидиңлар. | |
Judg | UyCyr | 9:19 | Әгәр силәр бүгүнки күнлүктә Йируббаал вә униң җамаитигә сәмимий вә дурус нийитиңлар билән муамилә қилған болсаңлар, Абимәләк силәрдин, силәрму һәм Абимәләктин өзара хошаллиқ тапқайсиләр. | |
Judg | UyCyr | 9:20 | Әгәр ундақ қилмиған болсаңлар, Абимәләктин от чиқип Шәкәм вә Бәйт-Милло ақсақаллирини көйдүрүп ташлиғай. Худди шуниңдәк, Шәкәм вә Бәйт-Милло ақсақаллиридинму от чиқип Абимәләкни көйдүрүп ташлиғай, — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:23 | Худа Абимәләк вә Шәкәмниң ақсақаллири арисиға соғақчилиқ салидиған яман роһни әвәтти. Шуниң билән Шәкәм ақсақаллири Абимәләккә сатқунлуқ қилишқа башлиди. | |
Judg | UyCyr | 9:24 | Худаниң мундақ қилиштики мәхсити, Йируббаалниң 70 оғлиниң қенини төккән Абимәләкни һәм Абимәләкни қоллап өзиниң қериндашлирини өлтүрүшкә ярдәм бәргән Шәкәм ақсақаллирини җазалаш еди. | |
Judg | UyCyr | 9:25 | Шәкәм ақсақаллири Абимәләкни өлтүрүш үчүн тағлириға йошурунидиған җай қоюп, йолдин өткән кишиләрниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу сүйиқәсттин Абимәләк хәвәр тапти. | |
Judg | UyCyr | 9:26 | Әбидниң оғли Гаал Шәкәм шәһиригә қериндашлири билән көчүп келип, Шәкәм ақсақаллириниң ишәнчисигә еришти. | |
Judg | UyCyr | 9:27 | Улар үзүмзарлиққа берип, үзүмләрни үзүп, дәссәп шарап чиқирип, өз илаһиниң бутханисида зияпәт өткүзүп, йәп-ичип, Абимәләккә ләнәт оқушти. | |
Judg | UyCyr | 9:28 | Әбидниң оғли Гаал уларға: — Абимәләк дегән ким екән, биз шәкәмликләрни өз хизмитигә салғудәк? У дегән Йируббаалниң оғлиғу? Зибулму пәқәт униң бир әмәлдари, халас! Шәкәмниң атиси болған Хаморниң әвлатлириға хизмәт қилиңлар! Немишкә Абимәләккә хизмәт қилғудәкмиз? | |
Judg | UyCyr | 9:29 | Әгәр мошу кишиләр мениң қол астимда болса, мән Абимәләкни йоқатқан болаттим! Мән униңға: «Қошунуңни чақирип чиқ!» дегән болаттим, — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:31 | У Абимәләккә мәхпий хәвәрчи әвәтип: «Әбидниң оғли Гаал қериндашлири билән Шәкәм шәһиригә кәлди. Улар шәһәр хәлқини саңа қарши исиян көтиришкә қутритиватиду. | |
Judg | UyCyr | 9:32 | Шуңа сән қошунлириң билән кечиләп келип, шәһәр сиртидики етизлиқта йошурун җайда йетиңлар. | |
Judg | UyCyr | 9:33 | Таң сәһәр күн чиқиши биләнла шәһәргә һуҗум қилип, Гаал вә саңа қарши чиққанларға халиғиниңчә зәрбә бәргин!» дегән хәвәрни йәткүзди. | |
Judg | UyCyr | 9:34 | Шуниң билән Абимәләк вә униң қошунлири кечиләп Шәкәм шәһиригә йеқин келип, төрт топқа бөлүнүп йошурун җайда ятти. | |
Judg | UyCyr | 9:35 | Әбидниң оғли Гаал Шәкәмдин чиқип дәрваза алдида турғанда, Абимәләк вә униң қошунлири йошурунувалған җайдин чиқти. | |
Judg | UyCyr | 9:36 | Гаал уларни көрүп, Зибулға: — Қара! Тағлардин адәмләр чүшиватиду, — деди. Зибул униңға: — У пәқәт тағлардики сайиләр, қаримаққа адәмгә охшайду, — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:37 | Бирақ Гаал йәнә униңға: — Яқ! Адәмләр тағдин чүшиватиду. Йәнә бир топ адәм «палчилар дуб дәриғи» йоли билән келиватиду, — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:38 | Бу чағда Зибул униңға: — Махтанчақ ағзиң қени? Сән: «Абимәләк дегән ким екән? Биз немишкә униңға хизмәт қилғудәкмиз?» дегән әмәсмидиң? Бу адәмләр сән заңлиқ қилған адәмләр әмәсму? Әнди чиқип улар билән уруш қил! — деди. | |
Judg | UyCyr | 9:40 | Абимәләк вә униң адәмлири уларни қоғлиди, Гаалниң адәмлири қечип шәһәр дәрвазисиға барғичә нурғунлири қирилип кәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:41 | Шуниңдин кейин Абимәләк Арумаға қайтип, у йәрдә турди. Зибул Гаал вә униң туққанлирини Шәкәмдә турғили қоймай, уларни қоғлап чиқиривәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:43 | қошунини үч топқа бөлүп, улар билән етизлиқта йошурун җайда ятти. У кишиләрниң шәһәрдин чиқиватқанлиғини көрүп, ләшкәрлири билән йошурунған җайдин туруп, уларни қиривәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:44 | Абимәләк вә униң топидикиләр шәһәр дәрвазисиға һуҗум қилип дәрвазини тосиди. Қалған икки топму жүгрәп берип, етизлиқтики шәкәмликләрни қиривәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:45 | Шу күни Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, Шәкәм шәһирини қолға чүширип, хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни түп-түз қилип, туз чечивәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:46 | Шәкәм қорғинида туридиған хәлиқ бу хәвәрни аңлап, Баал-Бирит бутханисиниң йәр асти өйигә киривалди. | |
Judg | UyCyr | 9:48 | қошунлирини Залмон теғиға елип кәлди. У палта билән бир дәрәқниң шехини кесип, шахни мүрисигә елип, ләшкәрлиригә: «Тез, мән қилғандәк қилиңлар!» дәп буйруқ бәрди. | |
Judg | UyCyr | 9:49 | Шуниң билән ләшкәрләрму һәрбири бирдин дәрәқ шехини кесип, Абимәләккә әгәшти. Улар дәрәқ шахлирини бутхана темиға догилап, от қоювәтти. Шуниң билән Шәкәм қорғинида туридиған пүтүн хәлиқ, әрләр вә аяллар болуп миңға йеқин адәм өлди. | |
Judg | UyCyr | 9:51 | Лекин шәһәр ичидә бир мустәһкәм қорған бар еди. Пүтүн шәһәрдики әрләр, аяллар вә ақсақаллар қорғанға қечип кирип, дәрвазини тақап, өзлирини қоғдаш үчүн мунара үстигә чиқивалди. | |
Judg | UyCyr | 9:53 | қорған үстидики бир аял қол түгмәнниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға ташлап, униң бешини йеривәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:54 | Абимәләк дәрһал қурал-ярақ көтәргүчи жигиткә: — Қиличиңни чиқирип, мени өлтүрүвәт! «Абимәләк бир аялниң қолида өлгән» дейилмисун, — деди. Шуниң билән у жигит қилични униңға тиқип өлтүрүвәтти. | |
Judg | UyCyr | 9:56 | Шундақ қилип, Худа Абимәләкниң өз атисиға қилған яманлиқлирини, йәни 70 қериндишини өлтүргинини өзигә қайтурди. | |