Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 7
Judg UyCyr 7:1  Шуниң билән Йируббаал, йәни Гидъон сәһәр туруп өзигә қошулған һәммә қошунлири билән Харод булиғиниң йениға келип чедирлирини тикти. Мидянларниң баргаһи, уларниң шимал тәрипидики җилға ичидә, йәни Морәһ дөңиниң йенида еди.
Judg UyCyr 7:2  Пәрвәрдигар Гидъонға: — Саңа қошулған адәм наһайити көп екән, әгәр Мән исраилларни мидянлар үстидин ғалибә қилдурсам, улар өз күчимизгә тайинип ғалибә қилдуқ, дәп ойлап махтиниду.
Judg UyCyr 7:3  Сән уларға: «Ким дүшмәндин қорқуп жүриги селип кәтсә, дәрһал Гилъад теғидин өз өйигә қайтип кәтсун», дәп ейтқин, — деди. Шуниң билән миң киши қайтип кетип, 10 миң киши қелип қалди.
Judg UyCyr 7:4  Пәрвәрдигар Гидъонға йәнә: — Қелип қалған кишиләр йәнила көп, уларни су бойиға елип бар, Мән у йәрдә уларни синаймән. Әгәр Мән: «Бу адәм барсун» десәм, у барсун, Мән: «Бу адәм бармисун» десәм, у бармисун, — деди.
Judg UyCyr 7:5  Гидъон өзигә қошулған кишиләрни су бойиға елип барди. Пәрвәрдигар униңға: — Сән, суни қолиға елип тили билән иштқа охшаш ялап ичидиғанлар билән, суни тизлинип туруп ичидиғанларни айрип чиқ, — деди.
Judg UyCyr 7:6  300 адәм суни қолиға елип ялап ичти, қалғанлири суға иңишип тизлинип туруп ичти.
Judg UyCyr 7:7  Пәрвәрдигар Гидъонға: — Мән суни қолиға елип ялап ичкән шу 300 адәм билән силәрни қутқузуп, мидянларни қолуңларға тапшуруп беримән. Қалғанларниң һәммиси қайтип кәтсун, — деди.
Judg UyCyr 7:8  Гидъон 300 адәмни елип қелип, башқиларни өз чедирлириға кәткүзүвәтти. Шуниң билән талланған адәмләр кәткәнләрниң озуқ-түлүк вә чалидиған бурғилирини өзлиригә елип қалди. Мидянларниң баргаһи пәстики җилғиға җайлашқан еди.
Judg UyCyr 7:9  Шу кечиси Пәрвәрдигар Гидъонға: — Орнуңдин тур! Мидянларниң баргаһиға һуҗум қил. Мән уларни сениң қолуңға чүширип беримән.
Judg UyCyr 7:10  Әгәр сән һуҗум қилиштин қорқсаң, авал Пураһ исимлиқ чакириң билән мидянларниң баргаһиға берип,
Judg UyCyr 7:11  уларниң немә дейишиватқанлиғини аңлисаң, һуҗум қилиш ғәйритигә келисән, — деди. Шуниң билән Гидъон чакирини елип дүшмән баргаһиниң йениға барди.
Judg UyCyr 7:12  Мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар җилғини бир алған болуп, худди бир топ чекәткидәк көп еди. Уларниң төгилири деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди.
Judg UyCyr 7:13  Гидъон баргаһқа йеқин келип, бир кишиниң өз һәмраһиға көргән чүшини ейтип бериватқанлиғини аңлиди. У киши: — Мән бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә бир арпа нени биз мидянларниң баргаһиға домилап кирип, чедирға тегип кетиши билән тәң чедир өрүлүп чүшүптудәк, — дейиши билән,
Judg UyCyr 7:14  униң һәмрайи: — У башқа нәрсә әмәс, исраиллардин болған Йоашниң оғли Гидъонниң қиличи! Худа мидянларни вә пүтүн қошунимизни униң қолиға чүширип берипту, — деди.
Judg UyCyr 7:15  Гидъон бу чүшни вә униң тәбирини аңлиған һаман Худаға һәмдусаналар ейтти. У исраилларниң баргаһиға қайтип келип, адәмлиригә: — Туруңлар! Пәрвәрдигар мидянларниң қошунини силәрниң қолуңларға чүширип бериду! — деди.
Judg UyCyr 7:16  Гидъон қол астидики 300 адәмни үч топқа бөлүп, һәрбир адәмгә бир бурға билән ичигә мәшъәл қоюлған бир коза берип,
Judg UyCyr 7:17  уларға: — Мән дүшмән баргаһиниң йениға барғанда, мәндин көз үзмәй қарап туруңлар. Мән немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар.
Judg UyCyr 7:18  Мән вә мениң топумдикиләр бурға чалғанда, силәрму баргаһ әтрапида бурға челиңлар вә «Пәрвәрдигар үчүн, Гидъон үчүн!» дәп вақираңлар, — деди.
Judg UyCyr 7:19  Гидъон вә униң 100 адими түн йерим болуштин илгири мидянларниң қаравуллири алмашқандин кейин баргаһниң йениға йетип барди. Улар бурға челип, қоллиридики козиларни чеқивәтти,
Judg UyCyr 7:20  шундақ қилип, үч топниң һәммиси шундақ қилишти. Улар сол қолида мәшъәл тутуп, оң қолида бурға челип: — Пәрвәрдигар үчүн, Гидъон үчүн қилични көтирәйли! — дәп вақирашти.
Judg UyCyr 7:21  Улар баргаһниң әтрапида өз орунлирида мәккәм турди. Дүшмән қошуни тери-перәң болуп, дат-пәрият көтирип қачқили турди.
Judg UyCyr 7:22  Гидъонниң 300 адими бурға чалғанда Пәрвәрдигар дүшмән қошунини өз қиличлири билән өзара бир-бирини қирғинчилиққа селип қойған еди. Улар Зирера тәрәпкә қарап, таки Бәйт-Шиттаһ вә Таббат шәһири йенидики Абел-Михола чегарисиғичә қечишти.
Judg UyCyr 7:23  Нафтали, Ашер вә пүтүн Манассәдики исраиллар зиминлиридин чиқип мидянларниң кәйнидин қоғлашқа чақирилди.
Judg UyCyr 7:24  Гидъон Әфрайим тағлиқ райониниң һәрқайси җайлириға әлчи әвәтип, уларға: — Силәрму чүшүп мидянларға қарши җәңгә атлиниңлар, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини Бәйт-Бараһ шәһиригичә ишғал қилип, мидянларниң дәриядин өтүшигә йол қоймаңлар, — деди. Әфрайим қәбилисиниң адәмлири топлинип, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини таки Бәйт-Бараһ шәһиригичә ишғал қилди.
Judg UyCyr 7:25  Улар мидянларниң Ореб билән Зиеб дегән икки ләшкәр бешини әсиргә алди. Улар «Ореб қорам тешиниң» үстидә Оребни өлтүрди, «Зиеб үзүм езиш азгилида» Зиебниму өлтүрди. Улар мидянларға давамлиқ қоғлап зәрбә берип, Ореб билән Зиебниң каллисини Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғида турған Гидъонға елип барди.