Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 18
Judg UyCyr 18:1  У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Исраиллардин болған Дан қәбилиси маканлишидиған зимин издәп жүрәтти. Чүнки исраилларниң қәбилилиригә зимин тәхсим қилип берилгәндә, Дан қәбилиси өзигә бөлүнгән зиминға техи егә болмиған еди.
Judg UyCyr 18:2  Шуңа Дан қәбилиси өз қәбилисигә вәкил қилип Зораһ вә Әштаолдин бәш палванни таллиди һәм: «Берип зиминларни чарлап келиңлар!» дәп уларни әвәтти. Улар Әфрайим тағлиқ райониға келип, Микаһниң өйигә чүшти.
Judg UyCyr 18:3  Улар Микаһниң өйидә яш лавийниң шевисидин уни тонуп қелип, униңдин: — Сени бу йәргә ким елип кәлди? Бу йәрдә немә қилисән? Немә иш билән мәшғул болисән? — дәп сориди.
Judg UyCyr 18:4  Бу яш лавий уларға Микаһниң өзи билән келишим түзүп, униң хас роһанийи болғанлиғини ейтип бәрди.
Judg UyCyr 18:5  Улар: — Сән Худадин сорап баққин, бизниң сәпиримиз оңушлуқ боламдикин, — деди.
Judg UyCyr 18:6  Яш лавий уларға җавап берип: — Хатирҗәм меңивериңлар, пүтүн сәпириңларни Пәрвәрдигар күзитип туриду, — деди.
Judg UyCyr 18:7  Шуниң билән бу бәш палван йолға чиқип, Лайишқа йетип кәлди. Улар бу йәрдики кишиләрниң сидонлуқларға охшаш хатирҗәм, теч-аман яшаватқанлиғини көрди. Буларға зомигәрлик қилидиған дүшмән йоқ еди. Улар өз достлири болған сидонлуқлардин жирақ яшап, улардин башқилар билән бериш-келиш қилматти.
Judg UyCyr 18:8  Бәш палван өз қәбилиси туридиған Зораһ вә Әштаолға қайтип кәлгәндә, қериндашлири улардин: — Немиләрни көрдүңлар? — дәп сориди.
Judg UyCyr 18:9  — Җүрүңлар, биз у зиминға һуҗум қилайли! У зиминлар наһайити есил екән. Биз уни көрүп туруп қандақму җим туралаймиз? Иккиләнмәй берип у йәрләрни қолға кәлтүрәйли.
Judg UyCyr 18:10  Силәр у йәргә барсаңлар хатирҗәм, турмуши параван яшаватқан хәлиқни көрисиләр. Худа бизгә бепаян, үнүмлүк болған бу зиминни бериду! — деди улар.
Judg UyCyr 18:11  Шуниң билән Дан қәбилисидин 600 адәм қураллинип Зораһ вә Әштаолдин йолға чиқти.
Judg UyCyr 18:12  Улар берип Йәһуда зиминидики Қирят-Йиаримда қараргаһ қурди. Шу сәвәптин Қирят-Йиаримниң ғәрбидики шу йәрләр һазирғичә «Дан қараргаһи» дәп атилип кәлмәктә.
Judg UyCyr 18:13  Улар йол үстидә Әфрайим тағлиқ районидики Микаһниң өйигә кәлди.
Judg UyCyr 18:14  Лайиш зиминиға чарлашқа берип кәлгән бәш палван өз қериндашлириға мундақ деди: — Силәр бу өйдә ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларниң барлиғини биләмсиләр? Шуңа қандақ қилиш керәклигини яхши ойлишиңлар.
Judg UyCyr 18:15  Шуниң билән һелиқи бәш палван яш лавий туридиған Микаһниң өйиниң алдиға келип униңдин течлиқ-аманлиқ сориди.
Judg UyCyr 18:16  Бу вақитта Дан қәбилисиниң қуралланған 600 адими ишик алдида роһаний яш лавийни ариға еливалди. Дәл шу чағда һелиқи бәш чарлиғучи палван өйгә кирип, ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларни елип маңди.
Judg UyCyr 18:17  Бу вақитта Дан қәбилисиниң қуралланған 600 адими ишик алдида роһаний яш лавийни ариға еливалди. Дәл шу чағда һелиқи бәш чарлиғучи палван өйгә кирип, ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларни елип маңди.
Judg UyCyr 18:18  Яш роһаний уларниң Микаһниң өйигә кирип, ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларни елип маңғанлиғини көрүп, улардин «бу немә қилғиниңлар?» дәп сориди.
Judg UyCyr 18:19  Улар җававән: — Ағзиңни жум, үнүңни чиқарма! Биз билән маң, бизгә устаз вә роһаний болғин. Бир адәмниң аилисидә роһаний болғиниңдин исраилларниң пүтүн бир қәбилисигә роһаний болғиниң яхши әмәсму? — деди.
Judg UyCyr 18:20  Роһаний ичидә хошал болуп ефод, ойма бут вә кичик бутларни елип уларға қошулди.
Judg UyCyr 18:21  Улар мал-мүлүклирини елип, бала-җақилири вә чарва-маллирини алдиға селип, өз йолиға раван болди.
Judg UyCyr 18:22  Улар Микаһниң аилисидин узап кәткәндә, Микаһ билән хошнилири жиғилип, Дан қәбилисидикиләрни қоғлап йетишивалди вә
Judg UyCyr 18:23  уларға вақириди. Дан қәбилисидикиләр кәйнигә бурулуп, Микаһтин: — Сән бунчә көп адәмни башлап келип, немә иш қилмақчисән? — дәп сориди.
Judg UyCyr 18:24  — Силәр роһанийимни вә мән ясиған бутларни елип маңдиңлар, мениң немәм қалди? Йәнә мениңдин «немә қилмақчисән» дәп сораватамсиләр? — деди Микаһ.
Judg UyCyr 18:25  — Биз билән талашма! Болмиса қени қизиқ кишиләр сени вә аиләңдикиләрниң җенини алиду! — деди Дан қәбилисидикиләр.
Judg UyCyr 18:26  Шуниң билән, Дан қәбилисидикиләр өз йолини давамлаштурди. Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, амалсиз өйигә қайтип кәтти.
Judg UyCyr 18:27  Дан қәбилисидикиләр Микаһ ясиған бутларни вә роһаний яш лавийни елип, Лайишқа кәлди. Улар Лайишта теч-аман вә хатирҗәм яшаватқан хәлиқни қилич билән қирғин қилип, шәһәргә от қоювәтти.
Judg UyCyr 18:28  Уларни һечким қутқузмиди, чүнки Лайиш Сидондин жирақ еди, улар һәм һечким билән бериш-келиш қилматти. Бу шәһәр Бәйт-Рихоб шәһири әтрапидики җилғиға җайлашқан еди. Дан қәбилисидикиләр бу шәһәрни қайтидин қуруп, у йәрдә яшап қалди.
Judg UyCyr 18:29  Улар бу шәһәрни исраилларниң оғли, өзлириниң әҗдади болған Данниң нами билән «Дан шәһири» дәп атиди. Бурун бу шәһәрниң исми Лайиш еди.
Judg UyCyr 18:30  Дан хәлқи һелиқи ойма бутни тиклиди. Улар бу зиминдикиләр сүргүн қилинғичә, Муса пәйғәмбәрниң нәвриси, йәни Гершомниң оғли Йонатан вә униң әвлатлирини Дан қәбилисигә роһаний қилип тайинлиди.
Judg UyCyr 18:31  Худаниң ибадәтгаһи Шило шәһиригә җайлашқан болуп, униңда Дан қәбилиси Микаһ ясиған бутни тиклигән еди.