JUDGES
Chapter 11
Judg | UyCyr | 11:2 | Гилъадниң өз аялиму униңға бир нәччә оғул туғуп бәргән еди. Бу өгәй ака-укилар чоң болғандин кейин, Йифтаһни қоғлап чиқарди вә униңға: — Сениң атимизниң өй-зиминиға варислиқ қилишқа һәққиң йоқ! Чүнки сән дегән башқа аялниң балиси, — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:3 | Шуниң билән Йифтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб зиминиға берип, шу йәрдә яшиди. Узун өтмәй униң әтрапиға бир топ нийити яманлар топлишип, униңға әгәшти. | |
Judg | UyCyr | 11:5 | Аммонлар һуҗум қилип кәлгәндин кейин, гилъадлиқ ақсақаллар Тоб зиминида яшаватқан Йифтаһни чақирғили униң алдиға барди. | |
Judg | UyCyr | 11:6 | Улар Йифтаһқа: — Биз аммонлар билән уруш қилмақчи, сән қайтип келип бизгә ләшкәр беши болғин, — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:7 | Амма Йифтаһ гилъадлиқ ақсақалларға: — Мәндин нәпрәтләнгән, мени атамниң өйидин қоғлап чиқарғанлар силәр әмәсму? Әнди бешиңларға күн чүшүп мүшкүллүктә қалғанда, мени издәп кәпсиләрғу? — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:8 | Гилъадлиқ ақсақаллар мундақ деди: — Болар иш болди, биз сениң алдиңға бизгә баш болуп аммонларға қарши җәң қилсикән, дәп кәлдуқ. | |
Judg | UyCyr | 11:9 | Йифтаһ уларға җавап берип: — Әгәр мән силәргә баш болуп аммонлар билән уруш қилип, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға чүшәрсә, силәр расттинла мени өзәңларға баш қиламсиләр? — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:11 | Шуниң билән Йифтаһ гилъадлиқ ақсақаллар билән биллә Гилъадқа қайтти. Хәлиқ уни өзлиригә баш вә ләшкәр беши қилди. Йифтаһ Мизпаһ шәһиридә гилъадлиқ ақсақалларға ейтқан сөзлирини Пәрвәрдигар гува болсун дәп, йәнә бир қетим тәкрарлиди. | |
Judg | UyCyr | 11:12 | Андин кейин Йифтаһ аммонларниң падишасиға әлчи әвәтип, униңдин: — Сән немә үчүн зиминимизға һуҗум қилип, биз билән урушмақчи болисән? — дәп сориди. | |
Judg | UyCyr | 11:13 | Аммонларниң падишаси Йифтаһниң әлчисидин мундақ җавап қайтурди: — Исраиллар Мисирдин чиқип мениң Арнон дәриясидин тартип ғәриптә Иордан дәриясиниң шималдики Яббоқ дәриясиғичә болған зиминимни бесивалди. Һазир уни маңа тинич йол билән қайтуруп бериңлар. | |
Judg | UyCyr | 11:15 | мундақ деди: — Йифтаһ шундақ дәйдуки: «Исраиллар һечқачан моаблар яки аммонларниң зиминини бесивалмиди. | |
Judg | UyCyr | 11:16 | Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Қизил деңизғичә болған чөл-баяванларни кезип, Кадеш шәһиригә кәлгән. | |
Judg | UyCyr | 11:17 | Исраиллар Идом падишасиға әлчи әвәтип: ‹Бизниң силәрниң зиминиңлардин өтүшимизгә йол қойсаңлар› дегән. Амма Идом падишаси буниңға пәрва қилмиған. Улар йәнә Моаб падишасиғиму әлчи әвәткән, амма уму буниңға йол қоймиған. Шуниң билән исраиллар Кадешта яшап қалған. | |
Judg | UyCyr | 11:18 | Улар чөл-баяванларни кезип, Идом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәрқигә йетип келип, Арнон дәриясиниң қарши қирғиғида баргаһ қурған. Бирақ улар моабларниң тәвәлигигә кирмигән, чүнки Арнон дәрияси болса моабларниң чегариси еди. | |
Judg | UyCyr | 11:19 | Исраиллар аморларниң Хәшбон шәһиридики падишаси Сихонға әлчи әвәтип, униңға: ‹Бизниң силәрниң зиминиңлардин өтүп маканимизға беривелишимизға йол қойсаңлар› дегән. | |
Judg | UyCyr | 11:20 | Амма падиша Сихон исраилларниң өз тәвәлигидин өтүвелиш үчүн кәлгәнлигигә ишәнмигән. Шуниң билән падиша өз адәмлирини жиғип, Яһаз шәһиридә баргаһ қуруп исраилларға һуҗум қилған. | |
Judg | UyCyr | 11:21 | Исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигар Худа падиша Сихон билән униң адәмлирини исраилларниң қолиға чүширип бәргән. Шуниң билән исраиллар уларни мәғлуп қилип, шу йәрдә яшап кәлгән аморларниң барлиқ зиминиға егә болған. | |
Judg | UyCyr | 11:22 | Улар аморларниң Арнон дәриясидин тартип Яббоқ дәриясиғичә вә чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә болған пүткүл зиминини өз қолиға алған. | |
Judg | UyCyr | 11:23 | Исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигар Худа аморларни Өз зиминидин қоғлап чиқирип, у зиминни Өз хәлқи болған исраилларға бәргән турса, силәр бу зиминға егә болалаттиңларму? | |
Judg | UyCyr | 11:24 | Өз илаһиңлар болған Кимош силәргә бәргән зиминға егә болмамсиләр? Охшашла, бизму Худайимиз болған Пәрвәрдигар көз алдимизда һайдап чиқиривәткәнләрниң барлиқ зиминиға егә болимиз! | |
Judg | UyCyr | 11:25 | Силәр моабларниң падишаси Зиппорниң оғли Алақдинму күчлүкму? У исраилларға қарши туруп, улар билән зимин талишип уруш қилип баққанмеди? | |
Judg | UyCyr | 11:26 | Исраиллар Хәшбон шәһири, Арйор шәһири вә уларниң әтрапидики йезиларни, Арнон дәрияси вадисидики барлиқ шәһәрләрни 300 жил егиләп ятти. Шу мәзгилдә силәр немә үчүн у зиминларни исраиллардин қайтурувалмидиңлар? | |
Judg | UyCyr | 11:27 | Мән силәргә қарши һечқандақ хата иш қилмидим, амма силәр маңа қарши уруш қилмақчи болуп, натоғра иш қиливатисиләр. Бүгүн аммонлар билән исраиллар оттурисидики бу ишқа аләмниң Һөкүмдари Пәрвәрдигар Өзи һөкүм чиқарсун». | |
Judg | UyCyr | 11:29 | Пәрвәрдигарниң Роһи Йифтаһниң вуҗудиға чүшти. Шуниң билән у Гилъад вә Манассә зиминидин өтүп, йәнә Гилъад зиминидики Мизпаһ шәһиригә қайтип келип, шу йәрдин аммонларға һуҗумға өтти. | |
Judg | UyCyr | 11:31 | мән ғалибә қилип қайтип кәлгәндә, өйүмдин чиққан тунҗа тирик җанни Пәрвәрдигарға атап, көйдүрмә қурванлиқ қилимән, — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:32 | Шуниң билән Йифтаһ исраилларни башлап аммонлар билән уруш қилди. Пәрвәрдигар аммонларни униң қолиға чүширип бәрди. | |
Judg | UyCyr | 11:33 | У Арйор шәһиридин Миннит шәһириниң әтрапиғичә вә Абел-Кирамим шәһиригичә болған 20 шәһәрни вәйран қиливәтти. Шундақ қилип, исраиллар аммонларни мәғлуп қилди. | |
Judg | UyCyr | 11:34 | Йифтаһ Мизпаһ шәһиридики өйигә қайтип кәлгәндә, униң алдиға қизи дап челип, уссул ойнап, уни күтүвалғили чиқти. У Йифтаһниң бирдин бир балиси болуп, униңдин башқа һечқандақ оғли яки қизи йоқ еди. | |
Judg | UyCyr | 11:35 | Йифтаһ қизини көрүпла, кийимлирини житип, налә қилип: — Вай қизим! Сән мени ечинишлиқ қайғу-әләмгә муптила қилдиң! Мән Пәрвәрдигарға қәсәм қилған едим, қәсимимдин яналмаймән, — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:36 | Қизи униңға: — Әй Ата, Сән Пәрвәрдигарға вәдә қилған екәнсән, мени шу бойичә бир тәрәп қилғин. Чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшминиң болған аммонлардин өчүңни елип бәрди. | |
Judg | UyCyr | 11:37 | Амма мениң бир тәливимгә мақул болғин. Маңа икки ай вақит бәргин, өлүш алдида турған йүзи ечилмиған қиз болғанлиғим үчүн һәмралирим билән биллә таққа чиқип, аһ уруп жиғлап келәй, — деди. | |
Judg | UyCyr | 11:38 | Дадиси: «Бопту, барғин», дәп униңға икки айлиқ рухсәт берип йолға салди. Қиз һәмралири билән биллә таққа чиқип, өзиниң йүзи ечилмиған қиз пети өлүп кетидиғанлиғиға аһ уруп жиғлиди. | |
Judg | UyCyr | 11:39 | Икки айдин кейин у атисиниң йениға қайтип кәлди. Йифтаһ қизини вәдиси бойичә бир тәрәп қилди. Йифтаһниң қизи һечқандақ әр затиға йеқинлашмиған еди. Шуниңдин кейин исраилларда мундақ бир адәт шәкилләнди: | |