Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
REVELATION OF JOHN
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 14
Reve UyCyr 14:1  Андин Қозиниң Сион теғи үстидә турғанлиғини көрдүм. Униң йенида пешанисигә Қозиниң вә Униң Атисиниң исми йезилған 144000 киши бар еди.
Reve UyCyr 14:2  Асмандин худди шарқирап еқиватқан суларниң вә гүлдүрмоминиң қаттиқ гүлдүрлишидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар орундиған нәғмә авази­ғиму охшатти.
Reve UyCyr 14:3  Һелиқи 144000 киши тәхтниң, төрт тирик мәхлуқниң вә йетәкчиләрниң алдида йеңи бир нахша ейтишти. Бу нахшини гуналириниң төләми төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләр­дин башқа һеч ким үгинишкә қадир әмәс еди.
Reve UyCyr 14:4  Улар худди җинсий әхлақсизлиқ қилип бақмиған кишиләрдәк пак болуп, Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар инсанлар арисидин төләм билән қутқузувелинғанлар болуп, худди дәсләп пишқан мевә Худаға аталғинидәк, улар Худаға вә Қозиға аталғанлардур.
Reve UyCyr 14:5  Уларниң ағзидин ялған сөз чиқмайду. Улар әйипсиздур.
Reve UyCyr 14:6  Буниң кәйнидин асманда учуп жүргән башқа бир периштәни көрдүм. Бу периштә йәр йүзидә яшайдиғанларға, йәни һәр бир хәлиқ, қәбилә вә һәр хил тилда сөзлишидиған милләтләргә йәткүзи­диған мәңгүлүк Хуш Хәвәрни елип кәлгән еди.
Reve UyCyr 14:7  У җараңлиқ аваз билән: «Худадин қорқуңлар! Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң инсанлар­ни сорақ қилидиған вақти йетип кәлди. Асманни, зиминни, деңизни вә булақларни Яратқучиға сәҗдә қилиңлар!» дәтти.
Reve UyCyr 14:8  Униң кәйнидин кәлгән иккинчи периштә мундақ деди: «Гумран болди! Өз җинсий әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравини пүткүл хәлиқ­ләргә ичкүзгән улуқ шәһәр Бабил гумран болди!»
Reve UyCyr 14:9  Алдинқи икки периштәниң кәйнидин үчинчи периштә қаттиқ аваз билән мундақ деди: «Кимдә-ким деңиздин чиққан девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилса, униң бәлгүсини пешанисигә яки қолиға урғузса,
Reve UyCyr 14:10  Худаниң ғәзивиниң сап һәм күчлүк шаравини Худаниң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс периштәләр­ниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгутта азаплиниду.
Reve UyCyr 14:11  Уни қийниған отниң ис-түтәклири мәңгү пурқирап туриду. Девигә вә униң һәйки­лигә ибадәт қилип, униң исминиң бәлгүсини урғузғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду».
Reve UyCyr 14:12  Шуниң үчүн Худаниң әмирлирини тутқан вә Әйсаға садиқ болған хәлиқ сәвир-тақәтлик болуши лазим.
Reve UyCyr 14:13  Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: «Бу сөзни яз: ‹ Буниңдин кейин Рәббимизгә мәнсүп болуп өлгәнләр нәқәдәр бәхитлик! › » Муқәддәс Роһ: «Дурус, улар өз ишлирини түгитип арам алиду. Чүнки қилған яхши әмәллириниң нәтиҗиси улар билән биллә болиду», деди.
Reve UyCyr 14:14  Униңдин кейин бир парчә ақ булутни көрдүм. Булутниң үстидә бешиға алтун таҗа кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан, Инсан Оғлиға охшайдиған Бири олтиратти.
Reve UyCyr 14:15  Ибадәтханидин чиққан башқа бир периштә булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән: «Оғиғиңни сал вә ор! Чүнки ома вақти кәлди, зиминдики зираәтләр пишип йетилди», деди.
Reve UyCyr 14:16  Булут үстидә Олтарғучи зиминға оғақ салди. Йәрдики зираәтләр орулди.
Reve UyCyr 14:17  Асмандики ибадәтханидин йәнә бир периштә чиқти. Униңму өткүр бир оғиғи бар еди.
Reve UyCyr 14:18  Арқидинла отни башқуридиған йәнә бир периштә қурванлиқ суписи тәрәптин чиқип, өткүр оғақ тутқан периштәгә жуқури аваз билән: «Өткүр оғиғиңни селип, йәр йүзиди­ки үзүм таллириниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмләр пишип йетилди», деди.
Reve UyCyr 14:19  Буниң билән периштә оғиғини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм таллириниң мевилирини жиғип, Худаниң ғәзивиниң шарап көлчигигә ташлиди.
Reve UyCyr 14:20  Шәһәрниң сиртидики шарап көлчиги­дики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә келидиған егизликтә үч йүз чақирим жирақлиққа ақти.