Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EPHESIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Ephe UyCyr 1:1  Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.
Ephe UyCyr 1:2  Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Ephe UyCyr 1:3  Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди.
Ephe UyCyr 1:4  Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Ephe UyCyr 1:5  Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Ephe UyCyr 1:6  Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди.
Ephe UyCyr 1:7  Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди.
Ephe UyCyr 1:8  Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп,
Ephe UyCyr 1:9  бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.
Ephe UyCyr 1:10  Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.
Ephe UyCyr 1:11  Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ.
Ephe UyCyr 1:12  Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.
Ephe UyCyr 1:13  Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.
Ephe UyCyr 1:14  Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәд­дәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.
Ephe UyCyr 1:15  Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.
Ephe UyCyr 1:16  Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.
Ephe UyCyr 1:17  Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай!
Ephe UyCyr 1:18  Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр.
Ephe UyCyr 1:19  Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.
Ephe UyCyr 1:20  Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.
Ephe UyCyr 1:21  Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәп­дар­лар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди.
Ephe UyCyr 1:22  Худа каинаттики барлиқ мәвҗудатни Әйса Мәсиһниң айиғи астида тиз пүктүрүп, мәсиһийләр җамаити үчүн Уни барлиқ мәвҗудатқа баш қилип бәрди.
Ephe UyCyr 1:23  Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.