Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GALATIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Gala UyCyr 1:1  Инсанлар тәрипидин әмәс яки Худаниң инсанларни васитә қилиши арқилиқму әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлүмдин тирил­дүргән Худа Атимиз тәрипидин әлчи болушқа талланған мәнки Павлустин
Gala UyCyr 1:2  вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә салам.
Gala UyCyr 1:3  Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Gala UyCyr 1:4  Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.
Gala UyCyr 1:5  Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Gala UyCyr 1:6  Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә меһир-шәпқәт көрситип, силәрни Өзигә чақирған Худадин шунчә тез ваз кечип, башқичә бир хил хуш хәвәргә әгишип кетиватқанлиғиңларға һәйранмән.
Gala UyCyr 1:7  Әмәлиятта әгәшкиниңлар һәқиқий Хуш Хәвәр әмәс, бәлки бәзи адәмләрниң силәрни қаймуқтуруп ейтқанлиридур. Улар Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни бурмилимақчи.
Gala UyCyr 1:8  Лекин мәйли аримиздики бири болсун яки асмандин чүшкән периштә болсун, биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәргә охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәрни» йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун.
Gala UyCyr 1:9  Бурун ейтқанлиримизни йәнә тәкрарлаймизки, кимду-ким силәргә қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқичә бир хил хуш хәвәрни йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун!
Gala UyCyr 1:10  Мениң бундақ дейишим инсанларни хурсән қилиш үчүнму? Яқ, мениң бундақ дейишим Худани хурсән қилиш үчүндур. Әгәр мән инсанларни хурсән қилишни истигән болсам, Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болмиған болаттим.
Gala UyCyr 1:11  Қериндашлирим, мән йәткүзгән бу Хуш Хәвәрниң кишиләр тәри­пи­дин тоқуп чиқирилмиғанлиғини билишиңларни үмүт қили­мән.
Gala UyCyr 1:12  Мән бу Хуш Хәвәрни инсандин қобул қилғиним яки бирәр кишидин үгәнгиним йоқ. Бәлки Әйса Мәсиһ бу Хуш Хәвәрни маңа аян арқилиқ йәткүзгән.
Gala UyCyr 1:13  Силәр мениң илгири йәһудий диниға етиқат қилған вақтимда қандақ һаят кәчүргәнлигимни аңлиған едиңлар. Мән у чағда Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған вә уларни йоқитиветишкә тиришқан едим
Gala UyCyr 1:14  һәм йәһудий диний йолида нурғун тәңтушлиримдин хелила алдида тураттим. Әҗдатлири­мизниң әнъәнилирини қоғдашта пүтүн вуҗудум вә қизғинлиғим билән ишләттим.
Gala UyCyr 1:15  Лекин Худа мени анамниң қосиғидики вақтимдила таллиди вә Өзиниң меһир-шәпқити билән чақирди.
Gala UyCyr 1:16  У мениң Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзүшүм үчүн, Әйса Мәсиһни маңа ашкарилашни халиди. Худа Уни маңа ашкарилиған чағда, мән бу иш тоғрилиқ һеч қандақ киши билән мәслиһәтләшмидим
Gala UyCyr 1:17  һәм Йерусалимдики мәндин илгири әлчи болғанларниң йениғиму бармай, удул Әрәпстанға атландим, кейин Дәмәшқ шәһиригә қайтип кәлдим.
Gala UyCyr 1:18  Үч жилдин кейин әлчи Петрус билән көрүшүш үчүн Йеруса­лимға бардим вә униң йенида он бәш күн турдум.
Gala UyCyr 1:19  Бу җәриянда әлчиләрдин пәқәт Петрус вә Рәббимиз Әйсаниң иниси Яқуп билән көрүштим. Әлчиләрдин башқа бирәрсини көрмидим.
Gala UyCyr 1:20  Худа гува болсунки, силәргә йезиватқанлирим ялған әмәс.
Gala UyCyr 1:21  Кейин Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.
Gala UyCyr 1:22  У чағда Йәһудийә өлкисидики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған мәсиһийләр җамаәтлири шәхсән мени тонуматти.
Gala UyCyr 1:23  Улар пәқәт башқиларниң: «Бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәм әнди болса өзи йоқитивәтмәкчи болған ишәнчни тарқити­ватиду», дегәнлигини аңлиған еди.
Gala UyCyr 1:24  Шуңа улар мәндә болған бу өзгиришләр сәвәвидин Худани техиму улуқлиди.