Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I PETER
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
I Pe UyCyr 1:1  Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә яшаватқан һәм бу дунияда мусапир болған, Худаниң таллиған бәндилиригә салам.
I Pe UyCyr 1:2  Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
I Pe UyCyr 1:3  Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.
I Pe UyCyr 1:4  Униң пәрзәнтлири болған бизләр үчүн асманда түгимәс, чиримас, солмас мирас сақланмақта.
I Pe UyCyr 1:5  Худа алдин-ала тәйяр­лап қойған бу үзүл-кесил қутқузушни ахир заманда ашкарә қилғичә, Өзиниң қудрити билән силәрни ишәнчиңлар арқилиқ қоғдайду.
I Pe UyCyr 1:6  Шуниң үчүн һазир силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин вақитлиқ азап-оқубәт тартип, һәсрәт чекишиңларға тоғра кәлсиму, шат-хорамлиққа чөмүңлар.
I Pe UyCyr 1:7  Бундақ азап-оқубәт чекишиңларниң сәвәви ишәнчиңларниң саплиғини испатлаштур. Һәқиқий сап ишәнч болса, алтундинму қиммәтликтур. Гәрчә алтунниң саплиғини отта тавлаш арқилиқ испатлиғили болсиму, у биз үчүн бәри бир мәңгүлүк болалмайду. Ишәнчиңлар сап болса, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән чағда бу ишәнч силәргә мәдһийә, шан-шәрәп вә һөрмәт елип келиду.
I Pe UyCyr 1:8  Силәр бурун Әйса Мәсиһни көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар. Һазир Уни көрмигән тәғдирдиму Униңға йәнила ишинисиләр. Шуңа қәлбиңлар тил билән ипадиләп бәргили болмай­диған чәксиз шат-хорамлиққа чөмди.
I Pe UyCyr 1:9  Чүнки силәр һазир ишәнчиң­ларниң нишани болған қутқузулуштин һөзүрлини­ва­тисиләр.
I Pe UyCyr 1:10  Бу қутқузулуш тоғрисида илгирики пәйғәмбәрләр тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан һәм силәргә ата қилинған бу меһир-шәпқәт тоғрисида алдин-ала ейтқан еди.
I Pe UyCyr 1:11  Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.
I Pe UyCyr 1:12  Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.
I Pe UyCyr 1:13  Шуңа әқил-һошуңларни жиғип, өзәңларни сәгәк тутуңлар, үмүтүң­ларни Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-саадәткә пүтүнләй бағлаңлар.
I Pe UyCyr 1:14  Худаға бойсунидиған пәрзәнт­ләрдин болуңлар. Әйса Мәсиһни тонумиған чағлириңлардикидәк болмиғур һәвәсләргә берилмәңлар.
I Pe UyCyr 1:15  Әксичә һәммә ишлириңларда пак болуң­лар, чүнки силәрни чақирған Худа пактур.
I Pe UyCyr 1:16  Худа Муқәддәс Язмиларда: «Пак болуңлар, чүнки Мән пактурмән», дегән.
I Pe UyCyr 1:17  Силәр кишиләрниң иш-һәрикитигә қарап адиллиқ билән сорақ қилидиған Худани «Ата» дегән екәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни Худани чоңқур һөрмәтләш билән өткүзүңлар.
I Pe UyCyr 1:18  Чүнки силәргә мәлумки, силәр әҗдатлириңлардин қалған әһмийәтсиз турмуш йолиниң қуллуғидин азат болдуңлар. Бу қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләр билән әмәс,
I Pe UyCyr 1:19  бәлки Худа әвәткән кам-котисиз Қозиниң, йәни Әйса Мәсиһ­ниң қиммәтлик қениниң төләмигә кәлди.
I Pe UyCyr 1:20  Әйса Мәсиһ дуния ярити­лиштин илгирила Худа тәрипидин инсанларниң Қутқазғучиси болуш үчүн талланған. У мошу ахирқи вақитларда силәр үчүн бу дунияға әвәтилип, ашкарә қилинди. Бу Худаниң силәр үчүн көрсәткән меһир-шәпқити.
I Pe UyCyr 1:21  Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.
I Pe UyCyr 1:22  Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
I Pe UyCyr 1:23  Чүнки силәр қайтидин туғулдуңлар. Бу йеңи һаят һаман өлүп кетидиған инсанлар арқилиқ әмәс, бәлки Худаниң сөзи, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү моҗут сөзи арқилиқ болди.
I Pe UyCyr 1:24  Худди Муқәддәс Язми­ларда йезилғинидәк: «Пүткүл инсан гүл-гияға охшайду, Уларниң шан-шәриви ғазаң болидиған чечәккә охшайду. Гиялар қуруп, гүлләр солишип өлиду,
I Pe UyCyr 1:25  Бирақ Рәббимизниң сөзи мәңгү моҗут болиду!» Биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәр дәл Рәббимизниң сөзидур.