I TIMOTHY
Chapter 5
I Ti | UyCyr | 5:1 | Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға муамилә қилғандәк муамилә қил. | |
I Ti | UyCyr | 5:2 | Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилғандәк пак қәлб билән муамилә қил. | |
I Ti | UyCyr | 5:3 | Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал. | |
I Ti | UyCyr | 5:4 | Лекин тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, у пәрзәнтләр алди билән өз аилисидин хәвәр елип ишәнчини әмәлиятқа маслаштуруш арқилиқ өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун. Чүнки бу Худани хурсән қилиду. | |
I Ti | UyCyr | 5:5 | Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду. | |
I Ti | UyCyr | 5:6 | Лекин ери өлүп кәткән һөзүр-һалавәт үчүнла яшайдиған тул аяллар һаят болсиму, роһий җәһәттә бәри бир өлгәнгә һесап. | |
I Ti | UyCyr | 5:7 | Мәсиһийләрниң башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин. | |
I Ti | UyCyr | 5:8 | Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:9 | Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:10 | Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:11 | Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аялларниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқлиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:13 | Улар йәнә һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқурап жүрүп, ғевәт қилип, башқиларниң ишлириға арилишивалидиған валақтәккүрләрдин болуп қелиши мүмкин. | |
I Ti | UyCyr | 5:14 | Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:15 | Бундақ дейишимдики сәвәп, бәзи тул аяллар аллибурун ишәнчидин чәтнәп, шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти. | |
I Ti | UyCyr | 5:16 | Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду. | |
I Ti | UyCyr | 5:17 | Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк. | |
I Ti | UyCyr | 5:18 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма», «Ишчи өз һәққини елишқа һәқлиқтур», дейилгән. | |
I Ti | UyCyr | 5:19 | Икки яки үч гувачи болмиғичә җамаәтниң йетәкчиси үстидин қилинған әризини қобул қилма. | |
I Ti | UyCyr | 5:20 | Әгәр у гуна қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елиши үчүн, җамаәт алдида әйипләнсун. | |
I Ti | UyCyr | 5:21 | Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләрниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма. | |
I Ti | UyCyr | 5:22 | Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин. | |
I Ti | UyCyr | 5:23 | (Ашқазиниңниң яхши болмиғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.) | |
I Ti | UyCyr | 5:24 | Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ, лекин бәзи кишиләрниң гуналири болса, кейин ашкарә болиду. | |