II SAMUEL
Chapter 6
II S | UyCyr | 6:2 | Давут Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн уларни башлап, Йәһудийәниң Баала шәһиригә қарап йолға чиқти. Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң тәхти келишим сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида болуп, Униң нам-шәриви келишим сандуғида еди. | |
II S | UyCyr | 6:3 | Улар Худаниң келишим сандуғини кичигирәк бир тағ үстидики Абинадабниң өйидин көтирип чиқип, йеңи бир һарвуниң үстигә қойди. Абинадабниң оғуллири Узза вә Ахийо һарвуни һайдап маңди. | |
II S | UyCyr | 6:5 | Давут вә пүтүн исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң һозурида лира, чилтар, дап, сапайи вә җаңларни челип, һаяҗан билән нахша ейтип, уссул ойнавататти. | |
II S | UyCyr | 6:6 | Улар Наконниң хаминиға кәлгәндә өкүзләр путлишип, Худаниң келишим сандуғи чүшүп кетәй дегәндә, Узза қолини узитип, уни йөләвалди. | |
II S | UyCyr | 6:7 | Бирақ Уззаниң бу һәрикити — келишим сандуғиға халиғанчә тәгмәслик қаидисигә хилап болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар Худаниң ғәзиви келип, келишим сандуғиниң йенидила униң җенини алди. | |
II S | UyCyr | 6:8 | Давут Пәрвәрдигарниң Уззани җазалиғанлиғиға хапа болуп, у йәрни «Пәрәс-Узза» [мәнаси «Уззаниң җазалиниши»] дәп атиди. У йәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә. | |
II S | UyCyr | 6:9 | Шу күни Давут Пәрвәрдигардин қорқуп: «Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиға қараш вәзиписини қандақ қилип үстүмгә алалаймән?» дәп ойлиди. | |
II S | UyCyr | 6:10 | Шуниң билән у Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини өзи туруватқан Давут шәһиригә әкелишни халимай, уни гатлиқ Обед-Идомниң өйигә апирип қойди. | |
II S | UyCyr | 6:11 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Обед-Идомниң өйидә үч ай турди, Пәрвәрдигар Обед-Идомниң пүтүн уруқ-җамаитигә бәхит ата қилди. | |
II S | UyCyr | 6:12 | Давут падиша «Келишим сандуғи сәвәвидин Пәрвәрдигар Обед-Идомниң җамаитигә вә униң қол астидикиләрниң һәммисигә бәхит ата қилипту» дегән хәвәрни аңлап Обед-Идомниң өйигә берип, у йәрдин Худаниң келишим сандуғини хошал һалда Давут шәһиригә йөткәп кәлди. | |
II S | UyCyr | 6:13 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңғанлар алтә қәдәм маңғандин кейин, Давут бир буқа вә бир бодалған мал қурванлиқ қилди. | |
II S | UyCyr | 6:14 | Давут кәндир рәхттин тикилгән роһанийлиқ тонини кийип, Пәрвәрдигарниң һозурида һаяҗан билән уссул ойниди. | |
II S | UyCyr | 6:15 | Давут вә пүтүн исраиллар бурға челип, алқиш яңритип, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Йерусалимға көтирип маңди. | |
II S | UyCyr | 6:16 | Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Давут шәһиригә киргән вақитта Саулниң қизи Микал деризидин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң һозурида сәкрәп уссул ойнап кәткәнлигини көрүп, көңлидә уни мәнситмиди. | |
II S | UyCyr | 6:17 | Улар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Давут униңға атап тиктүргән чедирға әкирип қойди. Давут Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди. | |
II S | UyCyr | 6:19 | Йәнә пүтүн хәлиққә, әр-аял демәй, һәрбир адәмгә бирдин нан, хорма қеқи вә кишмиш бөлүп бәрди. Шуниңдин кейин көпчилик өз өйлиригә қайтишти. | |
II S | UyCyr | 6:20 | Давут өз җамаитигә салам бериш үчүн өйигә қайтти. Саулниң қизи Микал Давутни қарши елишқа чиқип, униңға тәнә қилип: — Паһ, Исраилниң падишаси бүгүн қалтис шану-шавкәтлик болуп кетиптиғу?! Әмәлдарлириниң қиз хизмәткарлири алдида худди пәскәшләрдәк йерим ялиңач болуп, өзлирини көрсәттилиғу! — деди. | |
II S | UyCyr | 6:21 | Давут униңға: — Уссул ойниған болсам, атаңниң вә униң пүтүн җамаитиниң орниға мени таллап, Өзиниң хәлқи болған исраилниң беши қилип тайинлиған Пәрвәрдигарниң алдида шатлинип ойнидим. | |
II S | UyCyr | 6:22 | Мән қанчә абройсиз қалсамму, сән мени қанчилик көзгә илмисаңму, мән йәнила уссул ойнаверимән. Һалбуки, сән тилға алған әшу қиз хизмәткарлар болса, мени һөрмәтлишиду, — деди. | |