MATTHEW
Chapter 3
Matt | UyCyr | 3:1 | Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип, | |
Matt | UyCyr | 3:2 | кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:3 | Чөмүлдүргүчи Йәһия илгири Йәшая пәйғәмбәр тилға алған киши болуп, у мундақ дегән: «Баяванда бир киши: ‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар! Униң йоллирини түз қилиңлар! › дәп җар салиду». | |
Matt | UyCyr | 3:4 | Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди. | |
Matt | UyCyr | 3:5 | Йерусалим шәһиридин, җүмлидин, пүтүн Йәһудийә өлкисидин вә Иордан дәрия вадилиридин кишиләр униң алдиға келишип, | |
Matt | UyCyr | 3:6 | гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти. | |
Matt | UyCyr | 3:7 | Пәрисий вә садуқий еқимидикиләрдинму көплигән кишиләрниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?! | |
Matt | UyCyr | 3:9 | Униң үстигә өзәңларчә: «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Чүнки силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһим бовимизға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. | |
Matt | UyCyr | 3:10 | Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. | |
Matt | UyCyr | 3:11 | Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду. | |
Matt | UyCyr | 3:12 | У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:13 | Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди. | |
Matt | UyCyr | 3:14 | Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай: — Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди. | |
Matt | UyCyr | 3:15 | Лекин һәзрити Әйса җававән: — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди. Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди. | |
Matt | UyCyr | 3:16 | Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди. | |