Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Matt UyCyr 4:1  Униңдин кейин Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шәйтанниң синақлиридин өткүзүш үчүн, чөл-баяванға елип барди.
Matt UyCyr 4:2  Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди.
Matt UyCyr 4:3  Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.
Matt UyCyr 4:4  Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду», дәп йезилған, — деди.
Matt UyCyr 4:5  Андин шәйтан һәзрити Әйсани муқәддәс шәһәр Йерусалимға елип барди вә Уни мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип:
Matt UyCyr 4:6  — Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди.
Matt UyCyr 4:7  — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.
Matt UyCyr 4:8  Андин шәйтан һәзрити Әйсани наһайити егиз бир таққа чиқирип, Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип:
Matt UyCyr 4:9  — Йәргә баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, уларниң һәммисини Саңа бериветимән, — деди.
Matt UyCyr 4:10  — Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән.
Matt UyCyr 4:11  Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди.
Matt UyCyr 4:12  Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди.
Matt UyCyr 4:13  У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
Matt UyCyr 4:14  Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурул­ған төвәндики сөзләр әмәлгә ашурулди:
Matt UyCyr 4:15  «Зәбулун вә Нафтали зиминлири, Иордан дәриясиниң нерисида, деңиз тәрәптә, Йәһудий әмәсләрниң Җәлилийә зиминлирида
Matt UyCyr 4:16  Қараңғулуқта яшиғанлар Парлақ бир Нурни көрмәктә. Өлүм көләңгисидә қалған бу әлгә Бир Нур чүшиду әнди».
Matt UyCyr 4:17  Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиң­лар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.
Matt UyCyr 4:18  Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти.
Matt UyCyr 4:19  Һәзрити Әйса уларға: — Маңа әгишиңлар! Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа адәм тутидиған қилимән, — деди.
Matt UyCyr 4:20  Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.
Matt UyCyr 4:21  Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә Юһаннани көрди. Бу икки қериндаш кемидә атиси билән торлирини оңшавататти. Һәзрити Әйса уларниму шагиртлиқ­қа чақирди.
Matt UyCyr 4:22  Улар дәрһал кемини ташлап, атиси билән хошлишип һәзрити Әйса билән маңди.
Matt UyCyr 4:23  Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.
Matt UyCyr 4:24  У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.
Matt UyCyr 4:25  Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр Униңға әгишип маңди.