Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 25
Matt UyCyr 25:1  — У вақитта Асманниң Падишалиғи худди қоллириға чирақ елип тойи болған жигитниң алдиға чиққан он қиз қолдашқа охшайду.
Matt UyCyr 25:2  Бу қизларниң бәши әқилсиз, бәши болса әқиллиқ екән.
Matt UyCyr 25:3  Әқилсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға яғ еливалмапту.
Matt UyCyr 25:4  Әқиллиқ қизлар болса чирақлири билән биллә, қачиларда яғму апту.
Matt UyCyr 25:5  Жигит вақчә кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.
Matt UyCyr 25:6  Йерим кечидә: «Жигит кәлди, алдиға чиқиңлар!» дегән аваз аңли­нипту.
Matt UyCyr 25:7  Буниң билән қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақли­рини җөндәпту.
Matt UyCyr 25:8  Әқилсиз қизлар әқиллиқларға: «Чирақли­римиз өчүп қалай деди, йеғиңлардин бериңларчу», дәпту.
Matt UyCyr 25:9  Әқиллиқ қизлар: «Яқ! Бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Әң яхшиси, дуканға берип яғ сетивелиңлар!» дәпту.
Matt UyCyr 25:10  Лекин улар яғ сетивал­ғили кетиват­қанда, жигит келип қапту, тәйярлиғи бар қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақилипту.
Matt UyCyr 25:11  Кейин һелиқи қизлар қайтип келип: «Тәхсир, тәхсир! Ишикни ечиветиң!» дәпту.
Matt UyCyr 25:12  Бирақ жигит: «Билип қоюңларки, мән силәрни тонумаймән», дәп җавап берипту.
Matt UyCyr 25:13  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки Инсан Оғли қайтип келиди­ған вақит-саатни билмәйсиләр.
Matt UyCyr 25:14  — Асманниң Падишалиғи сәпәргә чиқмақчи болған адәмгә охшайду. У чакарлирини чақирип байлиғини уларға тапшурупту.
Matt UyCyr 25:15  У адәм һәр бир чакарниң оқәт қилиш қабилийитигә қарап, биригә бәш миң, биригә икки миң, биригә миң күмүч тәңгә берип, йолға чиқипту.
Matt UyCyr 25:16  Бәш миң тәңгә алған чакар дәрһал берип оқәт қилип, йәнә бәш миң тәңгә пайда апту.
Matt UyCyr 25:17  Икки миң тәңгә алғиниму йәнә икки миң тәңгә пайда апту.
Matt UyCyr 25:18  Миң тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини униңға тапшурған пулни көмүп сақлап қоюпту.
Matt UyCyr 25:19  Узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗайини қайтип келип, улар билән һесаплишишқа башлапту.
Matt UyCyr 25:20  Бәш миң тәңгә алған чакар йәнә бәш миң тәңгә қошуп елип келип: «Ғоҗайин, сиз маңа бәш миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә бәш миң тәңгә пайда алдим», дәпту.
Matt UyCyr 25:21  Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту.
Matt UyCyr 25:22  Икки миң тәңгә алған чакарму келип: «Ғоҗайин, сиз маңа икки миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә икки миң тәңгә пайда алдим», дәпту.
Matt UyCyr 25:23  Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту.
Matt UyCyr 25:24  Андин миң тәңгә алған чакар келип: «Ғоҗайин, сизниң қаттиқ адәм екәнлигиңизни биләттим, чүнки өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз; уруқ салмисиңизму, хаман алисиз.
Matt UyCyr 25:25  Шуңа қорқуп, сиз бәргән тәңгини йәргә көмүп сақлап қойған едим. Мана пулиңиз», дәпту.
Matt UyCyr 25:26  Ғоҗайин униңға: «Әй, яман вә һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ салмиған йәрдин хаман алидиған адәм, дәп туруп,
Matt UyCyr 25:27  немишкә пулумни пайдикәшләргә аманәт қоймидиң. Шундақ қилсаң, мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алмамдим?
Matt UyCyr 25:28  Хоп, униң қолидики миң тәңгини елип, он миң тәңгә бар чакарға бериңлар!
Matt UyCyr 25:29  Чүнки берилгәнни толуқ ишләткән­ләргә техиму көп берилидудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду.
Matt UyCyr 25:30  Бу ярамсиз чакарни сиртқа, қараңғулуққа қоғлаветиңлар, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлатсун», дәпту.
Matt UyCyr 25:31  — Инсан Оғли өз шан-шәриви ичидә пүтүн периштәлири билән биллә кәлгинидә, Падиша болуп шәрәп тәхтидә олтириду.
Matt UyCyr 25:32  Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду.
Matt UyCyr 25:33  Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду.
Matt UyCyr 25:34  У оң йенидики кишиләргә: «Әй Атам тәрипидин бәхитлик қилинғанлар, келиңлар! Дуния яритилғандин бери силәр үчүн тәйярланған мирас — Худаниң Падишалиғиға егә болуңлар!
Matt UyCyr 25:35  Чүнки ач қалғинимда силәр Маңа йемәклик бәрдиңлар, уссиз қалғинимда уссилиқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алдиңлар,
Matt UyCyr 25:36  ялиңач қалғинимда кийиндүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда келип һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар», дәйду.
Matt UyCyr 25:37  У чағда һәққаний адәмләр Униңға: «Әй Рәббим, биз Сизни қачан ач көрүп тойдурдуқ яки уссиз көрүп су бәрдуқ?
Matt UyCyr 25:38  Сизни қачан мусапир көрүп қойнимизға алдуқ яки ялиңач көрүп кийиндүрдуқ?
Matt UyCyr 25:39  Сизни қачан кесәл яки зинданда көрүп йоқлап турдуқ?» дәп сорайду.
Matt UyCyr 25:40  Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.
Matt UyCyr 25:41  Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар!
Matt UyCyr 25:42  Чүнки ач қалғинимда Маңа йемәклик бәрмидиңлар, уссиғинимда уссилиқ бәрмидиңлар,
Matt UyCyr 25:43  мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алмидиңлар, ялиңач қалғинимда кийиндүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар», дәйду.
Matt UyCyr 25:44  У чағда улар: «Әй Рәббим, Сизни қачан ач, уссиз, мусапир, ялиңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңиздә болмидуқ?» дәйду.
Matt UyCyr 25:45  Бирақ Падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндаш­лиримдин болған буларниң бирәрсигә қилмиғанни Маңиму қилмиған болдуңлар», дәп җавап қайтуриду.
Matt UyCyr 25:46  Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға учрайду. Һәққаний адәмләр болса мәңгүлүк һаятқа еришиду.