MATTHEW
Chapter 14
Matt | UyCyr | 14:2 | қол астидикиләргә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:3 | Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. | |
Matt | UyCyr | 14:4 | Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди. | |
Matt | UyCyr | 14:5 | Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти. | |
Matt | UyCyr | 14:6 | Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики, | |
Matt | UyCyr | 14:8 | Қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:9 | Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди. | |
Matt | UyCyr | 14:11 | Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди. | |
Matt | UyCyr | 14:12 | Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди. | |
Matt | UyCyr | 14:13 | Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди. | |
Matt | UyCyr | 14:14 | Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 14:15 | Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип: — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:16 | — Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса. | |
Matt | UyCyr | 14:17 | Шагиртлар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 14:19 | У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти. | |
Matt | UyCyr | 14:22 | Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти. | |
Matt | UyCyr | 14:23 | Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди. | |
Matt | UyCyr | 14:24 | Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. | |
Matt | UyCyr | 14:25 | Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди. | |
Matt | UyCyr | 14:26 | Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти. — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти. | |
Matt | UyCyr | 14:28 | Петрус буниңға җававән: — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:29 | — Кәл, — деди һәзрити Әйса. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди. | |
Matt | UyCyr | 14:30 | Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди. | |
Matt | UyCyr | 14:31 | Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди. | |
Matt | UyCyr | 14:33 | Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти. | |
Matt | UyCyr | 14:35 | У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтраптики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип, | |